< Күйләрниң күйи 8 >
1 «Аһ, апамниң көксини шориған инимдәк болсаң еди! Сени талада учритар болсам, сөйәттим, Вә һеч ким мени кәмситмәйтти.
2 Мән сени йетәкләйттим, Апаңниң өйигә елип кирәттим; Сән маңа тәлим берәттиң; Мән саңа тетитқу шарабидин ичкүзәттим; Анарлиримниң шәрбитидин ичкүзәттим.
3 Униң сол қоли бешим астида болатти, Униң оң қоли мени силайтти!».
4 «Силәргә тапилаймәнки, и Йерусалим қизлири — «Униң вақит-саити болмиғичә, Силәр муһәббәтни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
5 «Даладин чиқиватқан бу зади ким? Өз сөйүмлүгигә йөлинип?» «Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим; Әшу йәрдә апаң толғақ йәп сени дунияға чиқарған еди; Әшу йәрдә сени туққучи толғақ йәп сени чиқарған еди».
6 «Мени көңлүңгә мөһүрдәк, Билигиңгә мөһүрдәк басқайсән; Чүнки муһәббәт өлүмдәк күчлүктур; Муһәббәтниң қизғиниши тәһтисарадәк рәһимсиз; Униңдин чиққан от учқунлири, — Яһниң дәһшәтлик бир ялқунидур! (Sheol )
7 Көп сулар муһәббәтни өчүрәлмәйду; Кәлкүнләр уни ғәриқ қилалмайду; Бириси: «Өй-тәәллуқатлиримниң һәммисини берип муһәббәткә еришимән» десә, Ундақта у адәм кишиниң нәзиридин пүтүнләй чүшүп кетиду».
8 «Бизниң кичик сиңлимиз бардур, Бирақ униң көкси йоқтур; Сиңлимизға әлчиләр кәлгән күнидә биз униң үчүн немә қилимиз?»
9 «Әгәр у сепил болса, Биз униңға күмүч мунар салимиз; Әгәр у ишик болса, Биз уни кедир тахтайлар билән қаплаймиз».
10 «Өзүм бир сепилдурмән, Һәм мениң көксилирим мунарлардәктур; Шуңа мән униң көз алдида хатирҗәмлик тапқан бирисидәк болдум».
11 «Сулайманниң Баал-Һамонда үзүмзари бар еди, Үзүмзарини бағвәнләргә иҗаригә бәрди; Уларниң һәммиси мевиси үчүн миң тәңгә апирип бериши керәк еди;
12 Өзүмниң үзүмзарим мана мениң алдимда туриду; Униң миң тәңгиси саңа болсун, и Сулайман, Шуниңдәк икки йүз тәңгә мевисини баққучиларға болсун».
13 «Һәй бағларда турғучи, Һәмраһлар авазиңни аңлиғуси бар; Маңиму уни аңлатқузғайсән».
14 «И сөйүмлүгүм, тез болә, Җәрән яки яш буғидәк бол, Тетитқулар тағлири үстидә жүгүрүп!»