< Һекмәт топлиғучи 1 >
1 Йерусалимда падиша болған, Давутниң оғли «Һекмәт топлиғучи»ниң сөзлири: —
2 «Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду «Һекмәт топлиғучи» — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
3 Қуяш астида тартқан җапалиридин инсан немә пайдиға еришәр?
4 Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду; Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду;
5 Күн чиқиду, күн патиду; Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
6 Шамал җәнупқа қарап соқиду; Андин бурулуп шималға қарап соқиду; У айлинип-айлинип, Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
7 Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду; Дәриялар қайси җайға аққан болса, Улар йәнә шу йәргә қайтиду.
8 Барлиқ ишлар җапаға толғандур; Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур; Көз көрүштин, Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
9 Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур; Қилған ишлар йәнә қилиниду; Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур.
10 «Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму? У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11 Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду; Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
12 Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падиша болғанмән;
13 Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум — Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған!
14 Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, — Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15 Әгирни түз қилғили болмас; Кәмни толуқ дәп саниғили болмас.
16 Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.
17 Шуниң билән даналиқни билишкә, шуниңдәк тәлвилик вә әхмиқаниликни билип йетишкә көңүл қойдум; мошу ишниму шамал қоғлиғандәк иш дәп билип йәттим.
18 Чүнки даналиқниң көп болуши билән азап-оқубәтму көп болиду; билимини көпәйткүчиниң дәрд-әлимиму көпийду.