< Күйләрниң күйи 4 >
1 «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм! Мана, сән гөзәл! Чүмпәрдәң кәйнидә көзлириң пахтәкләрдәк екән, Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
2 Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк; Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардин, Улар арисида һеч бири кам әмәстур.
3 Ләвлириң пәрәң тал жиптәк, Гәплириң йеқимлиқтур; Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
4 Бойнуң болса, Қуралхана болушқа тәйярлиған Давутниң мунаридәктур, Униң үстигә миң қалқан есиқлиқтур; Уларниң һәммиси палванларниң сипарлиридур.
5 Икки көксүң худди икки маралдур, Нилупәр арисида озуқлиниватқан җәрәнниң кош гезәклиридәктур;
6 Таң атқичә, Көләңгиләр қечип йоқиғичә, Мән өзүмни мурмәккә теғиға, Мәстики дөңигә елип кетимән.
7 Сән пүтүнләй гөзәл, и сөйүмлүгүм, Сәндә һеч дағ йоқтур».
8 «Ливандин мән билән кәлгин, и җөрәм, Мән билән Ливандин кәлгин — Аманаһ чоққисидин қара, Сенир һәм Һәрмон чоққилиридин, Йәни ширлар угилиридин, Илпизларниң тағлиридин қара!»
9 «Сән көңлүмни аламәт сөйүндүрдүң, и сиңлим, и җөрәм, Көзүңниң бир ләп қилип қариши билән, Бойнуңдики марҗанниң бир тал һалқиси билән, Көңлүмни сөйүндүрдүң.
10 Сениң муһәббитиң немидегән гөзәл, И сиңлим, и җөрәм! Сениң муһәббәтлириң шараптин шунчә шерин! Сениң әтирлириңниң пуриғи һәр қандақ тетитқудин пәйзидур!
11 Ләвлириң, и җөрәм, һәрә көнигидәк темитиду, Тилиң астида бал вә сүт бар; Кийим-кечәклириңниң пуриғи Ливанниң пуриғидур;
12 Сән печәтләнгән бир бағдурсән, и сиңлим, и җөрәм! Етиклик бир булақ, йепиқлиқ бир фонтандурсән.
13 Шахлириң болса бир анарлиқ «Ерән бағчиси»дур; Униңда қиммәтлик мевиләр, Хенә сумбул өсүмлүклири билән,
14 Сумбуллар вә ипарлар, Каламус вә қовзақдарчин, Һәр хил мәстики дәрәқлири, Мурмәккә, муәттәр билән һәммә есил тетитқулар бар.
15 Бағларда бир фонтан сән, Һаятлиқ сулирини беридиған, Ливандин ақидиған бир булақсән».
16 «Ойған, шималдики шамал; Кәлгин, и җәнуптики шамал! Мениң беғим үстидин учуп өткәй; Шуниң билән тетитқулири сиртқа пурақ чачиду! Сөйүмлүгүм өз беғиға кирсун! Өзиниң қиммәтлик мевилирини йесун!»