< Һекмәт топлиғучи 12 >
1 Әнди яман күнләр бешиңға чүшмигичә, шундақла сән: «Булардин һеч һозурум йоқтур» дегән жиллар йеқинлашмиғичә яшлиғиңда Яратқучиңни есиңдә чиң тут;
2 қуяш, йоруқлуқ, ай вә юлтузлар қараңғулишип, ямғурдин кейин булутлар қайтип кәлмигичә уни есиңдә тутқин.
3 Шу күни «өйниң күзәтчилири» титрәп кетиду; палванлар егилиду, әзгүчиләр азлиғидин тохтап қалиду, деризиләрдин сиртқа қарап турғучилар ғувалишип кетиду;
4 кочиға қарайдиған ишикләр етилиду; түгмәнниң авази пәсийду, кишиләр қушларниң авазини аңлисила чөчүп кетиду, «нахшичи қизлар»ниң сайрашлири сус аңлиниду;
5 кишиләр егиздин қорқиду, кочиларда вәһимиләр бар дәп қорқуп жүриду; бадам дәриғи чичәкләйду; чекәткә адәмгә жүк болиду, шиндир мевиси солишиду; чүнки инсан мәңгүлүк маканиға кетиду вә шуниң билән тәң, матәм тутқучилар кочида айлинип жүриду;
6 күмүч тана үзүлгичә, алтун чинә чеқилғичә, аптува булақ йенида парә-парә болғичә, қудуқтики чақ кардин чиққичә,
7 топа-чаң әсли тупраққа қайтқичә, роһ өзини бәргән Худаға қайтқичә — Уни есиңдә тутқин!
8 Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду һекмәт топлиғучи — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
9 Шуниңдәк, һекмәт топлиғучи дана болупла қалмастин, у йәнә хәлиққә билим үгитәтти; у ойлинип, көп пәнд-несиһәтләрни таразиға селип, рәтләп чиқти.
10 Һекмәт топлиғучи йеқимлиқ сөзләрни тепишқа интилгән; ушбу йезилғини болса дурус, һәқиқәт сөзлиридин ибарәттур.
11 Дана кишиниң сөзлири зихқа охшайду, уларниң жиғиндиси чиң бекитилгән миқтәктур. Улар Бирла Падичи тәрипидин берилгәндур.
12 Униң үстигә, и оғлум, булардин сирт һәр қандақ йезилғанлардин пәхәс бол; чүнки көп китапларниң йезилишиниң айиғи йоқ, шуниңдәк көп үгиниш тәнни упритиду.
13 Биз пүтүн ишқа диққәт қилайли; Худадин қорққин вә униң әмир-пәрманлириға әмәл қилғин; чүнки бу инсанниң толуқ мәҗбурийитидур;
14 чүнки адәм қилған һәр бир иш, җүмлидин барлиқ мәхпий ишлар, яхши болсун, яман болсун, Худа уларниң сориғини қилиду.