< Римлиқларға 6 >

1 Ундақта, немә дегүлүк? Худаниң меһри-шәпқити техиму ашсун дәп гуна ичидә яшаверәмдуқ?
這樣,怎麼說呢?我們可以仍在罪中、叫恩典顯多嗎?
2 Яқ, һәргиз! Гунаға нисбәтән өлгән бизләр қандақму униң ичидә яшаверимиз?
斷乎不可!我們在罪上死了的人豈可仍在罪中活着呢?
3 Яки силәр билмәмсиләр? Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?
豈不知我們這受洗歸入基督耶穌的人是受洗歸入他的死嗎?
4 Биз чөмүлдүрүш арқилиқ Униң өлүми ичигә кирип, Униң билән биллә көмүлдуқ; буниң мәхсити, Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк, бизниңму йеңи һаятта меңишимиз үчүндур.
所以,我們藉着洗禮歸入死,和他一同埋葬,原是叫我們一舉一動有新生的樣式,像基督藉着父的榮耀從死裏復活一樣。
5 Чүнки [Мәсиһниң] өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму Униң билән биргә болимиз.
我們若在他死的形狀上與他聯合,也要在他復活的形狀上與他聯合;
6 Шуни билимизки, гунаниң макани болған тенимиз кардин чиқирилип, гунаниң қуллуғида йәнә болмаслиғимиз үчүн, «кона адәм»имиз Мәсиһ билән биллә крестлинип өлгән
因為知道我們的舊人和他同釘十字架,使罪身滅絕,叫我們不再作罪的奴僕;
7 (чүнки өлгән киши гунадин халас болған болиду).
因為已死的人是脫離了罪。
8 Мәсиһ билән биллә өлгән болсақ, униң билән тәң яшайдиғанлиғимизғиму ишинимиз.
我們若是與基督同死,就信必與他同活。
9 Чүнки Мәсиһниң өлүмдин тирилгәндин кейин қайта өлмәйдиғанлиғи, өлүмниң әнди Униң үстидин йәнә һөкүмранлиқ қилалмайдиғанлиғи бизгә мәлум.
因為知道基督既從死裏復活,就不再死,死也不再作他的主了。
10 Чүнки Униң өлүми, У гунани бир тәрәп қилиш үчүн пәқәт бир қетимлиқ өлди; Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур.
他死是向罪死了,只有一次;他活是向上帝活着。
11 Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларни гунаға нисбәтән өлгән, амма Мәсиһ Әйсада болуп Худаға йүзлинип тирик дәп һесаплаңлар.
這樣,你們向罪也當看自己是死的;向上帝在基督耶穌裏,卻當看自己是活的。
12 Шуңа гунаниң өлидиған тениңларда һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймаңлар, униң рәзил арзу-һәвәслиригә бойсунмаңлар,
所以,不要容罪在你們必死的身上作王,使你們順從身子的私慾。
13 шуниңдәк тениңларниң һеч әзасини һәққанийәтсизлиққа қурал қилип гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә, өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, өзүңларни Худаға атаңлар һәмдә тениңлардики әзаларни һәққанийәтниң қурали қилип Худаға атаңлар.
也不要將你們的肢體獻給罪作不義的器具;倒要像從死裏復活的人,將自己獻給上帝,並將肢體作義的器具獻給上帝。
14 Гуна силәрниң үстүңларға һеч һөкүмранлиқ қилмайду; чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити астида яшаватисиләр.
罪必不能作你們的主;因你們不在律法之下,乃在恩典之下。
15 Ундақта, қандақ қилиш керәк? Қанунниң астида әмәс, меһри-шәпқәт астида болғанлиғимиз үчүн гуна садир қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз!
這卻怎麼樣呢?我們在恩典之下,不在律法之下,就可以犯罪嗎?斷乎不可!
16 Өзлириңларни итаәтмән қуллардәк биригә тутуп бәрсәңлар, шу кишиниң қули болғанлиғиңларни билмәмсиләр — яки өлүмгә елип баридиған гунаниң қуллири, яки Худа алдида һәққанийлиққа елип баридиған итаәтмәнликниң қуллири болушуңлар муқәррәр?
豈不曉得你們獻上自己作奴僕,順從誰,就作誰的奴僕嗎?或作罪的奴僕,以至於死;或作順命的奴僕,以致成義。
17 Худаға тәшәккүр! Бурун гунаниң қули болғансиләр, бирақ [Мәсиһниң] тәлимигә башлинип, бу тәлим көрсәткән нәмунигә чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар.
感謝上帝!因為你們從前雖然作罪的奴僕,現今卻從心裏順服了所傳給你們道理的模範。
18 Силәр гунаниң күчидин қутулдурулуп, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар.
你們既從罪裏得了釋放,就作了義的奴僕。
19 Әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән: — илгири силәр тән әзайиңларни напак ишларға вә әхлақсизлиққа қуллардәк тутуп беришиңлар билән техиму әхлақсизлиқларни қилғандәк, әнди һазир тән-әзалириңларни пак-муқәддәсликкә башлайдиған һәққанийлиққа қуллардәк тутуп бериңлар.
我因你們肉體的軟弱,就照人的常話對你們說。你們從前怎樣將肢體獻給不潔不法作奴僕,以至於不法;現今也要照樣將肢體獻給義作奴僕,以至於成聖。
20 Силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқниң илкидә әмәс едиңлар.
因為你們作罪之奴僕的時候,就不被義約束了。
21 Һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда силәр зади қандақ мевә көрдүңлар? У ишларниң ақивети өлүмдүр.
你們現今所看為羞恥的事,當日有甚麼果子呢?那些事的結局就是死。
22 Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios g166)
但現今,你們既從罪裏得了釋放,作了上帝的奴僕,就有成聖的果子,那結局就是永生。 (aiōnios g166)
23 Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios g166)
因為罪的工價乃是死;惟有上帝的恩賜,在我們的主基督耶穌裏,乃是永生。 (aiōnios g166)

< Римлиқларға 6 >