< Коринтлиқларға 1 1 >
1 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули дәп чақирилған мәнки Павлустин вә қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики җамаәткә, Мәсиһ Әйсада пак-муқәддәс қилинип, «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирилғанларға вә шуниңдәк һәр йәрләрдә Рәб Әйса Мәсиһниң (У уларға вә бизгә мәнсуп!) намиға нида қилғучиларниң һәммисигә салам!
奉上帝旨意,蒙召作耶穌基督使徒的保羅,同兄弟所提尼,
寫信給在哥林多上帝的教會,就是在基督耶穌裏成聖、蒙召作聖徒的,以及所有在各處求告我主耶穌基督之名的人。基督是他們的主,也是我們的主。
3 Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
願恩惠、平安從上帝我們的父並主耶穌基督歸與你們。
4 Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә ата қилинған меһри-шәпқити түпәйлидин Худайимға һәрдайим тәшәккүр ейтимән;
我常為你們感謝我的上帝,因上帝在基督耶穌裏所賜給你們的恩惠;
5 буниң билән силәр Униңда һәр тәрәптә, һәр қандақ сөздә, һәр тәрәптики билимләрдә бай қилинғансиләр,
又因你們在他裏面凡事富足,口才、知識都全備,
6 худди Мәсиһниң гувалиғи силәрдә тәстиқланғандәк.
正如我為基督作的見證,在你們心裏得以堅固,
7 Шуниң билән силәрдә һәр қандақ роһий илтипат кәмлик қилмастан, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң аян қилинишини күтисиләр;
以致你們在恩賜上沒有一樣不及人的,等候我們的主耶穌基督顯現。
8 У йәнә силәрни ахирғичә мустәһкәмләйдуки, Рәб Әйса Мәсиһниң күни кәлгичә әйипсиз сақлинисиләр;
他也必堅固你們到底,叫你們在我們主耶穌基督的日子無可責備。
9 Худа сөзидә турғучидур — силәрни Өз Оғли Рәб Әйса Мәсиһниң сирдаш-һәмдәмлигигә чақирғучи дәл Униң Өзидур.
上帝是信實的,你們原是被他所召,好與他兒子-我們的主耶穌基督一同得分。
10 Әнди мән силәрдин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шуни өтүнимәнки, и қериндашлар, гепиңлар бир йәрдин чиқсун, араңларда бөлгүнчилик болмисун, бир пикирдә, бир нийәттә камил бирләштүрүлүңлар;
弟兄們,我藉我們主耶穌基督的名勸你們都說一樣的話。你們中間也不可分黨,只要一心一意,彼此相合。
11 Чүнки Кловиниң аилисидикиләрниң маңа силәр тоғраңларда ейтишичә, и қериндашлирим, араңларда талаш-тартишлар бар екән.
因為革來氏家裏的人曾對我提起弟兄們來,說你們中間有紛爭。
12 Демәкчи болғиним шуки, һәр бириңлар: «Мән Павлусниң тәрәпдари», «Мән Аполлосниң тәрәпдари», «Мән Кефасниң тәрәпдари» вә «Мән Мәсиһниң тәрәпдари» дәватисиләр.
我的意思就是你們各人說:「我是屬保羅的」;「我是屬亞波羅的」;「我是屬磯法的」;「我是屬基督的」。
13 Әҗәба, Мәсиһ бөлүнгәнмикән? Силәр үчүн крестләнгән адәм Павлусмиди? Силәр Павлусниң намиға чөмүлдүрүлдүңларму?
基督是分開的嗎?保羅為你們釘了十字架嗎?你們是奉保羅的名受了洗嗎?
14 Мән Худаға тәшәккүр ейтимәнки, араңлардин Криспус билән Гаюстин башқа һеч қайсиңларни чөмүлдүрмидим;
我感謝上帝,除了基利司布並該猶以外,我沒有給你們一個人施洗,
15 шуниң билән һеч ким мени өзиниң намида адәмләрни чөмүлдүрди, дейәлмәйду.
免得有人說,你們是奉我的名受洗。
16 Дурус, мән йәнә Истифанасниң өйидикиләрниму чөмүлдүрдүм; башқа бирәвни чөмүлдүргинимни әсләлмәймән.
我也給司提法那家施過洗,此外給別人施洗沒有,我卻記不清。
17 Чүнки Мәсиһ мени адәмләрни чөмүлдүрүшкә әмәс, бәлки хуш хәвәрни җакалашқа әвәтти; уни җакалаш болса инсанниң һекмәтлик сөзлири билән болмаслиғи керәк; ундақ болғанда Мәсиһниң кресттики [қурбанлиғиниң] күчи йоқитилған болиду.
基督差遣我,原不是為施洗,乃是為傳福音,並不用智慧的言語,免得基督的十字架落了空。
18 Чүнки кресттики қурбанлиғи тоғрилиқ сөз-калам һалакәткә кетиватқанларға ахмақлиқ, амма қутулдурулуватқан бизләргә Худаниң күч-қудритидур.
因為十字架的道理,在那滅亡的人為愚拙;在我們得救的人,卻為上帝的大能。
19 Чүнки мундақ пүтүлгәнки, «Мән данишмәнләрниң данишмәнлигини йоқитимән, ақилларниң ақиллиғини чәткә қақимән».
就如經上所記: 我要滅絕智慧人的智慧, 廢棄聰明人的聰明。
20 Ундақта, данишмәнләр қени? Тәврат өлималири қени? Бу дуниядики бәс-муназирә қилғучилар қени? Худа бу дуниядики даналиқни ахмақлиқ дәп көрсәткән әмәсму? (aiōn )
智慧人在哪裏?文士在哪裏?這世上的辯士在哪裏?上帝豈不是叫這世上的智慧變成愚拙嗎? (aiōn )
21 Чүнки Худа даналиғи билән бекиткини бойичә, дуния өз даналиғи арқилиқ Худани тонумиған, шуңа Худа әхмиқанә дәп қаралған, җакалиниватқан сөз-калам арқилиқ униңға ишәнгүчиләргә ниҗатлиқ йәткүзүшни лайиқ көргән.
世人憑自己的智慧,既不認識上帝,上帝就樂意用人所當作愚拙的道理拯救那些信的人;這就是上帝的智慧了。
22 Чүнки Йәһудийлар мөҗизилик аламәтләрни, греклар болса «даналиқ»ни тәләп қилиду;
猶太人是要神蹟,希臘人是求智慧,
23 амма биз болсақ Мәсиһни, йәни крестләнгән Мәсиһни җакалаймиз; бу Йәһудийларға нисбәтән бизарлиқ иш, әлләргә нисбәтән әхмиқанилик дәп қарилиду;
我們卻是傳釘十字架的基督,在猶太人為絆腳石,在外邦人為愚拙;
24 амма чақирилғанлар үчүн ейтқанда, мәйли Йәһудийлар болсун яки греклар болсун, Мәсиһ Худаниң күч-қудрити вә Худаниң даналиғидур.
但在那蒙召的,無論是猶太人、希臘人,基督總為上帝的能力,上帝的智慧。
25 Чүнки Худаниң әхмиқанилиги инсанларниң даналиғидин үстүндур, Худаниң аҗизлиғи инсанларниң күчидин үстүндур.
因上帝的愚拙總比人智慧,上帝的軟弱總比人強壯。
26 Чүнки, и қериндашлар, силәрниң чақирилған вақиттики һалиңлар үстидә ойлинип беқиңлар; чақирилғанлар арисида инсаний тәрәптин дана қаралғанлар анчә көп әмәс, күч-һоқуққа егә болғанлар анчә көп әмәс, ақсүнәкләр анчә көп әмәс еди;
弟兄們哪,可見你們蒙召的,按着肉體有智慧的不多,有能力的不多,有尊貴的也不多。
27 бәлки Худа даналарни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики ахмақ саналғанларни талливалди; күчлүкләрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики аҗиз саналғанларни талливалди;
上帝卻揀選了世上愚拙的,叫有智慧的羞愧;又揀選了世上軟弱的,叫那強壯的羞愧。
28 У йәнә бу дуниядики қәдирсизләрни, пәс көрүлидиғанларни талливалди, «йоқ болған нәрсиләр»ни мәвҗут шәйиләрни йоққа чиқириветиш үчүн талливалди.
上帝也揀選了世上卑賤的,被人厭惡的,以及那無有的,為要廢掉那有的,
29 Униң мәхсити Худа алдида һеч әт егиси махтанмаслиқ үчүндур.
使一切有血氣的,在上帝面前一個也不能自誇。
30 Амма Униң тәрипидин силәр Мәсиһ Әйсада турисиләр; У бизгә Худадин кәлгән даналиқ, һәққанийлиқ, пак-муқәддәслик вә һөрлүк-азатлиқ қилинғандур;
但你們得在基督耶穌裏是本乎上帝,上帝又使他成為我們的智慧、公義、聖潔、救贖。
31 шуниңдәк [Тәвратта] пүтүлгәндәк: «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтисун!».
如經上所記:「誇口的,當指着主誇口。」