< Римлиқларға 5 >
1 Шуңа етиқат билән һәққаний қилинған екәнмиз, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақ мунасивәттә болимиз.
2 У арқилиқ етиқат йолида бизни чиң турғузидиған бу меһри-шәпқитиниң ичигә кириш һоқуқиға муйәссәр болдуқ, шуниңдәк Худаниң шан-шәривигә бағлиған үмүтүмиздин шат-хурам болимиз.
3 Шундақ болупла қалмай, мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз; чүнки мүшкүллүк сәвирчанлиқни, сәвирчанлиқ чидамлиқни, чидамлиқ үмүтни елип келиду, дәп билимиз.
4
5 Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти.
6 Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда, Мәсиһ биз ихлассизлар үчүн [Худа] бекиткән вақитта өзини пида қилди.
7 Бирисиниң һәққаний адәм үчүн җенини пида қилиши наһайити аз учрайдиған иш; бәзидә яхши адәм үчүн бириси пида болушқа җүръәт қилишиму мүмкин;
8 лекин Худа Өз меһри-муһәббитини бизгә шуниңда көрситидуки, биз техи гунакар вақтимизда, Мәсиһ биз үчүн җенини пида қилди.
9 Һазир биз Униң қени билән һәққаний қилинған екәнмиз, әнди У арқилиқ [келидиған] ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур.
10 Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди [Оғлиниң] һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!
11 Буниң биләнла қалмай, һазир биз Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақлаштурулдуқ, У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз.
12 Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди, өлүмниң дунияға кириши гуна арқилиқ болди; шуниң билән гуна арқилиқ өлүм һәммә адәмгә тарқалди; чүнки һәммә адәм гуна садир қилди
13 (чүнки Тәврат қанунидин илгириму гуна дунияда бар еди, әлвәттә; һалбуки, қанун болмиса гунаниң һесави елинмайду.
14 Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди). Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур;
15 һалбуки, [Худаниң] шапаәтлик соғити Адәм атиниң итаәтсизлигиниң пүтүнләй әксидур. Чүнки бирла адәмниң итаәтсизлиги билән нурғун адәм өлгән болса, әнди Худаниң меһри-шәпқити вә шуниңдәк бирла адәм, йәни Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ кәлгән соғат ешип-тешип турғачқа, нурғун адәмгә йәткүзүлүп техиму зор нәтиҗә һасил қилди!
16 Шу шапаәтлик соғатниң нәтиҗиси болса, шу бир адәмниң гунайиниң ақивитигә пүтүнләй охшимайду. Чүнки бир адәмниң бир қетим өткүзгән итаәтсизлигидин чиқарған һөкүм инсанларни гунакар дәп бекиткән болсиму, амма шу шапаәтлик соғат болса көплигән кишиләрниң нурғун итаәтсизликлиридин «һәққаний қилиниш»қа елип бариду.
17 Әнди бир адәмниң итаәтсизлиги түпәйлидин, әнә шу бир адәм арқилиқ өлүм һөкүмран болған йәрдә, [Худаниң] мол меһри-шәпқитини, шундақла һәққанийлиқ болған шапаәтлик соғитини қобул қилғанлар бир адәм, йәни шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!
18 Шуңа, бир қетимлиқ итаәтсизлик түпәйлидин барлиқ инсанлар гунаниң җазасиға мәһкүм қилинған болса, охшашла бир қетимлиқ һәққаний әмәл билән һаятлиқ елип келидиған һәққанийлиқ пүткүл инсанларға йәткүзүлгән.
19 Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду.
20 Әнди Тәврат қануни инсанниң итаәтсизликлири көпрәк ашкарлинип билинсун дәп киргүзүлгән еди. Лекин гуна қәйәрдә көпәйгән болса, [Худаниң] меһри-шәпқитиму шу йәрдә техиму ешип ташти.
21 Шуниңдәк, гуна [инсанийәтниң] үстидин һөкүмранлиқ қилип [уларни] өлүмгә елип барғинидәк, [Худаниң] меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду. (aiōnios )