< Галатиялиқларға 2 >
1 Йәнә буниңдин он төрт жил кейин, мән Барнабас билән Йерусалимға чиқтим; Титусниму һәмраһ қилип бардим.
2 Мән бир вәһийгә бенаән шу йәргә барған едим; вә мән бекар чапмиғинимни яки бекар чапмайватқинимни җәзмләштүрүш үчүн [Йерусалимдикиләрниң] алдида (әмәлийәттә пәқәт «җамаәтниң түврүклири»дәкләргә айрим һалда) әлләр арисида җакалайдиған хуш хәвәрни баян қилдим.
3 Нәтиҗидә, һәтта маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди;
4 [шу чағдики «хәтнә» мәсилиси»] болса, бизниң Мәсиһ Әйсада муйәссәр болған һөрлүгүмизни назарәт қилиш үчүн аримизға соқунуп киривалған, бизни қуллуққа чүшүрүшмәкчи болуп, ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар түпәйлидин болған еди.
5 Лекин биз хуш хәвәрниң һәқиқити силәрдин мәһрум қилинмисун дәп уларға һәтта бир саатчиму йол қойғинимиз йоқ;
6 лекин абройлуқ һесапланған адәмләрдин болса (мениң уларниң немә екәнлиги билән карим йоқ; Худа һеч қандақ инсанниң йүз хатирисини қилмайду!) — мошу абройлуқ [әрбаблар] дәп саналғанларниң мәндики [хуш хәвәргә] қошқини йоқ еди.
7 Дәл әксичә, хуш хәвәрни хәтнә қилинғанларға йәткүзүш вәзиписи Петрусқа тапшурулғандәк, хәтнисизләргә йәткүзүш вәзиписи маңа тапшурулған дәп тонуп йетип
8 (чүнки Петрусни хәтниликләргә расуллуққа Күчләндүргүчи болса, мениму әлләргә [расул болушқа] күчләндүргән еди),
9 маңа ата қилинған шу меһри-шәпқәтни тонуп йәткән «җамаәтниң түврүклири» һесапланған Яқуп, Кефас вә Юһанналар болса, силәр әлләргә бериңлар, биз хәтниликләргә барайли дәп Барнабас билән иккимизгә һәмдәмлик оң қолини беришти.
10 Уларниң бизгә пәқәт кәмбәғәлләрни унтумаңлар дегән бирла тәливи бар еди; мән дәл бу ишқа қизғин болуп келивататтим.
11 Бирақ, кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң әйиплик екәнлиги ениқ болғачқа, мән уни йүзтуранә әйиплидим.
12 Чүнки Яқупниң йенидин бәзи адәмләр келиштин илгири у ят әлликләр билән һәмдәстихан болған еди; бирақ улар кәлгәндә, хәтниликләрдин қорқуп [шу қериндашлардин] өзини тартти.
13 Һәтта башқа Йәһудий [қериндашлар] униң бу сахтилиғиға қошулуп кәтти; һәтта Барнабасму аздурулуп уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.
14 Амма мән уларниң хуш хәвәрниң һәқиқити бойичә дурус маңмиғанлиғини көрүп, һәммәйләнниң алдидила Петрусқа: «Сән Йәһудий туруп, Йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки ят әлликләрдәк яшаватисән; шундақ туруқлуқ, немишкә сән ят әлликләрни Йәһудийлардәк яшашқа зорлимақчимусән?» — дедим,
15 вә йәнә: «Биз [иккимиз] туғулушимиздинла Йәһудиймиз, «гунакар дәп қаралған ят әлликләр»дин әмәсмиз,
16 лекин инсанниң һәққаний қилинишини Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән болиду, дәп билимиз. Шуңа Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилиш билән әмәс, бәлки Мәсиһгә бағланған етиқат билән һәққаний қилинишимиз үчүн бизму Мәсиһ Әйсаға етиқат қилдуқ — чүнки һеч әт егиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән һәққаний қилинмайду» — дедим.
17 Амма Мәсиһтә һәққаний қилинишқа издәнгинимиздә, бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму, Мәсиһ әнди гунаниң хизмитидә болғучиму?! Яқ, һәргиз!
18 Амма мән әслидә ғулатқан нәрсиләрни қайтидин қурсам, өзүмни [Тәврат қануниға] хилаплиқ қилғучи дәп испатлап көрсәткән болимән.
19 Чүнки мән Тәврат қануни билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүм; нәтиҗидә, мән Худаға йүзлинип яшаватимән.
20 Мән Мәсиһ билән биллә крестләнгәнмән, лекин мана, яшаватимән! Лекин яшаватқини мән әмәс, бәлки мәндә туруватқан Мәсиһдур. Вә мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур.
21 Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти.