< Римлиқларға 3 >
1 Ундақта, Йәһудий болғанниң Йәһудий әмәстин немә артуқчилиғи бар? Хәтнилик болғанниң немә пайдиси бар?
那麼,猶太人有什麼優點呢?割損又有什麼好處呢?
2 Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.
從各方面來說,很多:首先,天主的神諭是交託給了他們,
3 Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?
他們中縱使有些人不信,又有什麼關係呢?難道他們的不信,能使天主的忠信失效嗎?
4 Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди [муқәддәс язмиларда Худа һәққидә] йезилғинидәк: — «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».
斷乎不能! 天主怎是誠實的! 眾人虛詐不實,正如經上所載:『在你的言語上,你必顯出正義;在你受審判時,你必獲得勝利。』
5 Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?
但如果有人說:我們的不義可彰顯天主的正義。那麼我們可說什麼呢?難道能說天主發怒懲罰是不義嗎?──這是我按俗見說的──
6 Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
絕對不是! 如果天主不義,祂將怎樣審判世界呢?
7 [Бәзиләр йәнә]: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» [дейиши мүмкин].
如果天主的誠實可因我的虛詐越發彰顯出來,為使祂獲得榮耀;那麼,為什麼我還要被判為罪人呢?
8 Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!
為什麼我們不去作惡,為得到善果呢?──有人說我們說過這樣的話,為誹謗我們──這樣的人被懲罰是理當的。
9 Әнди немә дейиш керәк? Биз [Йәһудийлар] [Йәһудий әмәсләрдин] үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.
那麼,我們猶太人比外邦人更好嗎?決不是的! 因為我們早先已說過:不論是猶太人,或是希臘人,都在罪惡權勢之下,
10 Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,
正如經上所載:『沒有義人,連一個也沒有;
11 Йорутулған киши йоқтур, Худани издигиниму йоқтур.
沒有一個明智的人,沒有尋覓天主的人;
12 Һәммә адәм йолдин чәтниди, Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
人人都離棄了正道,一同敗壞了;沒有一人行善,實在沒有一個;
13 Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, Тиллири каззаплиқ қилмақта; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;
他們的咽喉是敞開的墳墓,他們的舌頭說出虛詐的言語,他們的雙唇下含有蛇毒;
14 Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.
他們滿口是咒言與毒語;
15 «Путлири қан токүшкә алдирайду;
他們的腳急於傾流人血;
16 Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур.
在他們的行徑上只有蹂躪與困苦;
17 Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».
和平的道路,他們不認識;
18 «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».
他們的眼中,沒有敬畏天主之情。』
19 Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур.
我們知道:凡法律所說的,都是對那些屬於法律的人說的,為杜塞眾人的口,並使全世界都在天主前承認己罪,
20 Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән [Худаниң] алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.
因為沒有一個人能因遵守法律,而在他前成義;因為法律只能使人認識罪過。
21 Бирақ, һазир қанун йоли билән әмәс, бәлки Худаниң Өзидин кәлгән бир хил һәққанийлиқ ашкариланди! Бу хил һәққанийлиққа қанунниң өзи вә пәйғәмбәрләрниң [язмилириму] гувалиқ бәргәндур;
但是如今,天主的正義,在法律之外已顯示出來;法律和先知也為此作證;
22 йәни, Худаниң Әйса Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучиларниң һәммисиниң ичигә һәм үстигә йәткүзидиған һәққанийлиғидур! Бу ишта айримчилиқ йоқтур
就是天主的正義,因為對耶穌基督的信德,毫無區別地,賜給了凡信仰的人,
23 (чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди)
因為所有的人都犯了罪,都失掉了天主的光榮,
24 Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, [Худаниң] меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.
所以眾人都因天主白白施給的恩寵,在耶穌基督內蒙救贖,成為義人。
25 Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; [инсанларниң] Униң [қурбанлиқ] қениға ишәш бағлиши билән [қурбанлиқ] инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти.
這耶穌即是天主公開立定,使他以自己的血,為信仰祂的人作贖罪祭的;如此,天主顯示了自己的正義,因為以前祂因寬容,放過了人的罪,
26 Буниңға охшаш бу [қурбанлиқ] арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.
為的是在今時顯示自己的正義,叫人知道他是正義的,是使信仰耶穌的人成義的天主。
27 Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди! — Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму? — Яқ! «Етиқат» принсипи билән!
既是這樣,那裡還有可自誇之處?絕對沒有! 因了什麼制度而沒有自誇之處呢?是因法律上的功行嗎?不是的! 是因信德的制度,
28 Чүнки «Инсан Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки етиқат билән һәққаний қилиниду» дәп һесаплаймиз!
因為我們認為人的成義,是藉信德,而不在於遵行法律。
29 Әҗәба, Худа пәқәтла Йәһудийларниңла Худасиму? У әлләрниңму Худаси әмәсму? Шундақ, у әлләрниңму Худасидур.
難道天主只是猶太人的天主嗎?是的,也是外邦人的天主!
30 Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду.
因為天主只有一個,祂使受割損的由於信德而成義,也使未受割損的憑信德而成義。
31 Әнди етиқат принсипи билән Тәврат қанунини бекар қиливетимизму? Яқ, дәл буниң әксичә, уни күчкә егә қилимиз.
那麼我們就因信德而廢了法律嗎?絕對不是! 我們反使法律堅固。