< Римлиқларға 2 >
1 Әнди әй башқиларниң үстидин һөкүм қилидиған инсан, ким болушуңдин қәтъийнәзәр банә көрситәлмәйсән; чүнки башқилар үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, шу ишта өз гунайиңни бекитисән. Чүнки әй һөкүмчи, сән өзүңму уларға охшаш ишларни қиливатисән.
所以,人啊! 你不論是誰,你判斷人,必無可推諉,因為你判斷別人,就是定你自己的罪,因為你這判斷人的,正作著同樣的事。
2 Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши [мутләқ] һәқиқәткә асасланғандур.
我們知道:對於作這樣事的人,天主必照真情判斷。
3 Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән?
人啊! 你判斷作這樣事的人,你自己卻作同樣的事,你以為你能逃脫天主的審判嗎?
4 Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән?
難道你不知道:天主的慈愛是願引你悔改,而你竟輕視祂豐富的慈愛、寬容與忍耐嗎?
5 Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән.
你固執而不願悔改,只是為自己積蓄,在天主忿怒和顯示祂正義審判的那一天,向你所發的忿怒。
6 Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду.
到那一天,『祂要照每人的行為予以報應:』
7 Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду; (aiōnios )
凡恒心行善,尋求真榮、尊貴和不朽的人,賜以永生; (aiōnios )
8 лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду;
凡固執於惡,不順從真理,反順從不義的人,執以忿怒和憤恨。
9 яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду;
患難和困苦必加於一切作惡的人,先是猶太人,後是希臘人;
10 бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду.
光榮、尊貴以及平安,必加於一切行善的人,先是猶太人,後是希臘人,
11 Чүнки Худада адәмниң йүз-хатирисини қилиш йоқтур.
因為天主決不顧情面。
12 — чүнки Тәврат қанунини билмәй гуна садир қилғанларниң һәр бири Тәврат қануниниң һөкүмигә учримисиму, [әйипкә учрап] һалак болиду; Тәврат қанунини билип туруп гуна садир қилғанларниң һәр бири бу қанун бойичә сораққа тартилиду
凡在法律之外犯了罪的人,也必要在法律之外喪亡;凡在法律之內犯了罪的人,也必要按照法律受審判,
13 (чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду.
因為在天主前,並不是聽法律的算為義人。
14 Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду.
幾時,沒有法律的外邦人,順著本性去行法律上的事,他們雖然沒有法律,但自己對自己就是法律。
15 Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду)
如此證明法律的精華已刻在他們的心上,他們的良心也為此作證,因為他們的思想有時在控告,有時在辯護;
16 — мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә [жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду].
這事必要彰顯在天主審判人隱祕行為的那天;依照我的福音,這審判是要藉耶穌基督而執行的。
17 Сәнчу, әгәр өзүңни Йәһудий дәп атап, Тәврат қануниға үмүт бағлап, Худаға тәвәмән дәп махтансаң,
你既號稱「猶太人」,又依仗法律,且拿天主來自誇;
18 қанундин үгинип униң ирадисини билип, есил билән пәсни пәриқ әткән болсаң,
你既然認識祂的旨意,又從法律中受了教訓,能辨別是非,
19 Тәврат қанунидин билим вә һәқиқәтниң җәвһиригә егә болдум дәп қарап, өзүңни корларға йол башлиғучи, қараңғуда қалғанларға маяк, наданларға үгәткүчи, гөдәкләргә устаз дәп ишәнгән болсаң —
又深信自己是瞎子的響導,是黑暗中人的光明,
是愚昧者的教師,是小孩子的師傅,有法律作知識和真理的標準;
21 әнди сән башқиларға тәлим берисәну, өзүңгә бәрмәмсән? Оғрилиқ қилмаңлар дәп вәз ейтисәну, өзүң оғрилиқ қиламсән?
那麼,你這教導別人的,就不教導你自己嗎?為什麼你宣講不可偷盜,自己卻去偷?
22 «Зина қилмаңлар» — дәп вәз ейтийсәну, өзүң зина қиламсән? Бутлардин нәпрәтлинисәну, өзүң бутханилардики нәрсиләрни булаң-талаң қиламсән?
說不可行姦淫,自己卻去行姦淫?憎惡偶像,自己卻去劫掠廟宇?
23 Тәврат қануни билән махтинисәну, өзүң шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрәмсән?!
以法律自誇,自己卻因違反法律而使天主受侮辱?
24 Худди [муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта».
正如經上所記載的:『天主的名在異民中因你們而受了褻瀆。』
25 Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду.
如果你遵行法律,割損才有益;但如果你違反法律,你雖受割損,仍等於未受割損。
26 Әнди хәтнисизләр қанунниң тәләплигә әмәл қилса, гәрчә хәтнисиз болсиму, Худа тәрипидин хәтнилик һесапланмамду?
反之,如果未受割損的人遵守了法律的規條,他雖未受割損,豈不算是受了割損嗎?
27 Тәврат қанун дәстуридин хәвәрдар вә хәтнилик туруқлуқ қанунға хилаплиқ қилғучи, и Йәһудий, қанунға әмәл қилидиған җисманий хәтнисизләр тәрипидин сениң гунайиң үстидин һөкүм чиқириливатмамду?
並且,那生來未受割損而全守法律的人,必要裁判你這具有法典,並受了割損而違犯法律的人。
28 Чүнки сиртқи көрүнүши Йәһудий болсила уни [һәқиқий] Йәһудий дегили болмайду, сиртқи җәһәттики җисманий хәтниниму [һәқиқий] хәтнә дегили болмайду,
外表上作猶太人的,並不是真猶太人;在外表上,肉身上的割損,也不是真割損;
29 роһида Йәһудий болғини [һәқиқий] Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, Роһтиндур. Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду.
惟在內心作猶太人的,才是真猶太人。心中的割損,是出於神,並不是出於文字;這樣的人受讚揚,不是來自人,而是來自天主。