< Вәһий 17 >

1 Йәттә чиниси бар йәттә пәриштиниң бири келип, маңа сөзләп: — Бу йәргә кәл, нурғун сулар үстидә олтарған чоң паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй.
第五項 大いなるバビロネの處罰 然て七の器を持てる七の天使の一來りて我に謂ひけるは、來れ、我汝に示すに、多くの水の上に坐せる大淫婦の宣告を以てせん。
2 Йәр йүзидики падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзди, йәр йүзидикиләр униң бузуқлуғиниң шарабидин мәс болушти, — деди.
地上の諸國王之と姦淫を行ひ、地に住める人々其淫亂の酒に酔ひたりき、と。
3 Шуниң билән у пәриштә мени Роһниң илкидики һаләттә бир чөлгә елип барди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил дивиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм.
斯て我氣を奪はれ、彼天使に荒野に携へられて見たるに、緋色の獣に乗りたる一人の婦あり、獣は渾身冒涜の名を以て覆はれ、七の頭と十の角あり。
4 Аял сөсүн вә тоқ қизил кийим кийгән болуп, алтун, қиммәтлик яқут вә мәрвайитлар билән пәрдазланған еди. Қолида жиркиничлик номуссизлиқлар вә өз бузуқлуғиниң ниҗасәтлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди.
婦は緋色、紫色の服を着し、金、寳石、眞珠を以て身を飾り、手には憎むべきものと其淫亂の穢とに満てる金の器あり。
5 Пешанисигә бир сир — «Катта Бабил, паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничлик номуссизлиқларниң аниси» дегән нам пүтүклүк еди.
其額には書記されたる名あり、曰く「奥義、大いなるバビロネ、地上の淫婦等と憎むべきこととの母」と。
6 Мән аялниң муқәддәс бәндиләрниң қени вә Әйсаға гувалиқ бәргүчиләрниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп толиму тәәҗҗүп қилип интайин һәйран қалдим.
此婦を見るに、諸聖人の血及びイエズスの殉教者等の血に酔へる者なれば、我之を見て大いに驚けり。
7 Пәриштә маңа мундақ деди: — «Немигә һәйран қалдиң? Аялниң вә уни көтирип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк дивиниң сирини саңа ейтип берәй.
天使我に謂ひけるは、何の故に驚くぞ、我此婦の奥義と、七の頭、十の角ありて之を乗せたる獣の奥義とを汝に語らん。
8 Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду. Йәр йүзидә туруватқанлар — дуния апиридә болғандин буян исимлири һаятлиқ дәптиригә пүтүлмигән кишиләр дивини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду. (Abyssos g12)
汝の見し獣は曾て有りしも今在らず、後には底なき淵より上りて亡に至らん。地上に住みて世の開闢より以後生命の名簿に名を記されざる人々は、曾て有りしも今は在らずして後に顕るべき、彼獣を見て驚き怪しまん。 (Abyssos g12)
9 Мана буни чүшинишкә лазим болған һекмәт: — йәттә баш болса у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду.
是に於てか知識と穎敏とを要す。七の頭は婦の坐せる七の山なり、又七人の國王なり。
10 Буларниң бәши жиқилған, бириси бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә пәқәт азла вақит туралайду.
五人は既に倒れて一人は存し、尚一人は未來らず、來りたらん時は暫し留るべし。
11 Бурун бар болған, әнди һазир йоқ болған дивиниң өзи сәккизинчи падишадур, шундақла у һәм йәттисидин бири болуп һалакәткә қарап маңиду.
曾て有りしも今は在らざる獣は其第八番にして七人より出でて亡に至るなり。
12 Сән көргән он мүңгүз он падишадур. Уларниң падишалиқлири техи йоқ, әнди уларға дивә билән биллә бир саатлик падишалиқ һоқуқи берилиду.
又汝の見し十の角は十人の國王にして、彼等は未國を得ざれども、獣の後に一時王の如き権威を受くべく、
13 Бу падишалар бир ой, бир нийәттә болуп өз қудрити вә һоқуқлирини дивигә беришиду.
彼等は同一の計略を為し、己が能力と権威とを獣に付さん。
14 Дивә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза уларниң үстидин ғалип келиду, чүнки У рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән биргә турғанлар болса чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур».
彼等は羔と戰ふべく、而して羔は彼等に勝ち給ふべし。彼は諸主の主、諸王の王に在して、之と共に居る人々は、召されし者、選まれし者、忠實なる者なればなり、と。
15 Пәриштә маңа йәнә: — Паһишә аял үстидә олтарған, сән көргән сулар болса милләтләр, өз ара топлашқан нурғун кишиләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур.
天使又我に謂ひけるは、淫婦の坐せる處に汝が見し水は、是諸國、諸民、諸語なり。
16 Сән көргән он мүңгүз вә дивә бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялаңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду.
又獣に於て汝が見し十の角は、遂に彼淫婦を憎み、之を悩まし且裸ならしめ、其肉を喰ひ、火を以て彼を焼盡すべし。
17 Чүнки Худа Өз сөз-каламлири әмәлгә ашқичә, әшу [он падишаниң] көңлигә Өз ирадисини иҗра қилип, бир қарарда тохтишип падишалиқ һоқуқини дивигә бериш нийитини салди.
蓋神彼等に御旨を行ふ事と、同一の計略を為して神の御言悉く成就するまで、己が國を獣に付す事とを志さしめ給ひしなり。
18 Сән көргән аял йәр йүзидики падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилидиған катта шәһәрдур, — деди.
又汝が見し婦は、地上の國王を司る大都會なり、と。

< Вәһий 17 >