Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Revelation Chapter 17 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Revelation/17 1) Йәттә чиниси бар йәттә пәриштиниң бири келип, маңа сөзләп: — Бу йәргә кәл, нурғун сулар үстидә олтарған чоң паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй. 2) Йәр йүзидики падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзди, йәр йүзидикиләр униң бузуқлуғиниң шарабидин мәс болушти, — деди. 3) Шуниң билән у пәриштә мени Роһниң илкидики һаләттә бир чөлгә елип барди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил дивиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм. 4) Аял сөсүн вә тоқ қизил кийим кийгән болуп, алтун, қиммәтлик яқут вә мәрвайитлар билән пәрдазланған еди. Қолида жиркиничлик номуссизлиқлар вә өз бузуқлуғиниң ниҗасәтлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди. 5) Пешанисигә бир сир — «Катта Бабил, паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничлик номуссизлиқларниң аниси» дегән нам пүтүклүк еди. 6) Мән аялниң муқәддәс бәндиләрниң қени вә Әйсаға гувалиқ бәргүчиләрниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп толиму тәәҗҗүп қилип интайин һәйран қалдим. 7) Пәриштә маңа мундақ деди: — «Немигә һәйран қалдиң? Аялниң вә уни көтирип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк дивиниң сирини саңа ейтип берәй. 8) Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду. Йәр йүзидә туруватқанлар — дуния апиридә болғандин буян исимлири һаятлиқ дәптиригә пүтүлмигән кишиләр дивини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду. (Abyssos g12) 9) Мана буни чүшинишкә лазим болған һекмәт: — йәттә баш болса у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду. 10) Буларниң бәши жиқилған, бириси бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә пәқәт азла вақит туралайду. 11) Бурун бар болған, әнди һазир йоқ болған дивиниң өзи сәккизинчи падишадур, шундақла у һәм йәттисидин бири болуп һалакәткә қарап маңиду. 12) Сән көргән он мүңгүз он падишадур. Уларниң падишалиқлири техи йоқ, әнди уларға дивә билән биллә бир саатлик падишалиқ һоқуқи берилиду. 13) Бу падишалар бир ой, бир нийәттә болуп өз қудрити вә һоқуқлирини дивигә беришиду. 14) Дивә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза уларниң үстидин ғалип келиду, чүнки У рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән биргә турғанлар болса чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур». 15) Пәриштә маңа йәнә: — Паһишә аял үстидә олтарған, сән көргән сулар болса милләтләр, өз ара топлашқан нурғун кишиләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур. 16) Сән көргән он мүңгүз вә дивә бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялаңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду. 17) Чүнки Худа Өз сөз-каламлири әмәлгә ашқичә, әшу [он падишаниң] көңлигә Өз ирадисини иҗра қилип, бир қарарда тохтишип падишалиқ һоқуқини дивигә бериш нийитини салди. 18) Сән көргән аял йәр йүзидики падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилидиған катта шәһәрдур, — деди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!