< Зәбур 85 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
2 Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, Барлиқ гуналирини япқан едиң. (Селаһ)
3 Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип, Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
4 Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!
5 Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
6 Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, Бизни қайтидин йеңилимамсән?
7 Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
8 Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай; Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду; Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!
9 Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
10 Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;
11 Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
12 Пәрвәрдигар бәрикәт бериду, Зиминимиз һосулини бериду;
13 Һәққанийәт Униң алдида маңиду, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!