< Зәбур 84 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Маканлириң нәқәдәр әзиздур, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!
2 Җеним Пәрвәрдигарниң һойлилириға тәшна болуп, Сеғинип һәтта һалидин кетиду, Дилим вә әтлирим һаят Тәңригә тәлмүрүп нида қилиду;
3 Мана, һәтта мубарәк қучқачму бир маканни тапқан, Қарлиғачму өзигә һәм бала туғидиған уга ясайдиған җайни тапқан, — Йәни Сениң қурбангаһлириңдин, И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мениң Падишасим, мениң Худайим!
4 Сениң өйүңдә туруватқанлар бәхитликтур! Улар үзлүксиз Сени мәдһийиләйду. (Селаһ)
5 Күч-қудрити Сәндин болған киши бәхитликтур — Қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар;
6 Жиға вадисидин өткәндә, Улар уни булақлиққа айландурар; Бәрһәқ, күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду.
7 Улар күчигә-күч улап меңивериду; Һәр бири Зионға йетип келип, Худаниң һозурида һазир болиду.
8 И самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән; И Яқупниң Худаси, қулақ салғайсән! (Селаһ)
9 Қара, и қалқинимиз болған Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!
10 Чүнки Сениң һойлилириңда өткән бир күн Башқа йәрдә өткән миң күндин әладур; Рәзилләрниң чедирлиридә яшиғандин көрә, Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур.
11 Пәрвәрдигар Худа қуяш вә қалқандур, Пәрвәрдигар шапаәт вә шан-шөһрәт бәхш етиду; Дурус маңғанлардин У һәр қандақ илтипатни һеч айимайду;
12 Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Бәхитликтур Саңа таянған инсан!