< Зәбур 80 >
1 «Нилупәрләр» дегән аһаңда; бир гувалиқ; Асаф язған күй: — Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси, Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи; И керублар оттурисида Олтарғучи, Нурланғайсән!
«Nilupǝrlǝr» degǝn aⱨangda; bir guwaⱨliⱪ; Asaf yazƣan küy: — Ⱪulaⱪ salƣaysǝn, i Israilning padiqisi, Yüsüpni ⱪoy padisidǝk beⱪip yetǝkligüqi; I kerublar otturisida Olturƣuqi, Nurlanƣaysǝn!
2 Әфраим, Бинямин, Манассәһләрниң алдида қудритиңни қозғиғайсән, Бизләрни қутқузғили кәлгәйсән!
Əfraim, Binyamin, Manassǝⱨlǝrning aldida ⱪudritingni ⱪozƣiƣaysǝn, Bizlǝrni ⱪutⱪuzƣili kǝlgǝysǝn!
3 И Худа, бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
I Huda, bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!
4 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Хәлқиңниң дуалириға болған ғәзивиң қачанғичә ялқунлап туриду?
I Pǝrwǝrdigar, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Hǝlⱪingning dualiriƣa bolƣan ƣǝziping ⱪaqanƣiqǝ yalⱪunlap turidu?
5 Сән көз яшлирини уларға озуқ орнида қилдиң, Көз яшлирини қача-қачилап уларға ичкүздуң.
Sǝn kɵz yaxlirini ularƣa ozuⱪ ornida ⱪilding, Kɵz yaxlirini ⱪaqa-ⱪaqilap ularƣa iqküzdung.
6 Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң; Дүшмәнлиримиз бизни мәсқирә қилишиду.
Bizni ⱪoxnilirimizƣa talaxⱪa ⱪoydung; Düxmǝnlirimiz bizni mǝshirǝ ⱪilixidu.
7 И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
I samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!
8 Сән Мисирдин бир түп үзүм көчитини елип кәлдиң; Ят әлләрни һайдиветип, орниға уни тиктиң.
Sǝn Misirdin bir tüp üzüm kɵqitini elip kǝlding; Yat ǝllǝrni ⱨǝydiwetip, orniƣa uni tikting.
9 Униң алдида йәрни кәң ачтиң; У чоңқур йилтиз тартип, пүтүн зиминға йейилди.
Uning aldida yǝrni kǝng aqting; U qongⱪur yiltiz tartip, pütün zeminƣa yeyildi.
10 Униң сайиси тағларни қаплиди; Ғоллири қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк өсти;
Uning sayisi taƣlarni ⱪaplidi; Ƣolliri ⱪudrǝtlik kedir dǝrǝhliridǝk ɵsti;
11 У шахлирини деңизғичә, Пиләклирини [Әфрат] дәрияси бойлириғичә узартти.
U xahlirini dengizƣiqǝ, Pilǝklirini [Əfrat] dǝryasi boyliriƣiqǝ uzartti.
12 Сән немишкә униң қашалирини бузуп, Мевисини өтүп кетиватқанларниң үзүп елишиға йол қойдуң?
Sǝn nemixⱪa uning ⱪaxalirini buzup, Mewisini ɵtüp ketiwatⱪanlarning üzüp elixiƣa yol ⱪoydung?
13 Мана орманлиқтики явайи тоңғузлар уни йериватиду, Даладики һайванатлар униңдин озуқлиниду.
Mana ormanliⱪtiki yawa tongguzlar uni yeriwatidu, Daladiki ⱨaywanatlar uningdin ozuⱪlinidu.
14 И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Сәндин өтүнимизки, Йенимизға қайтқайсән! Әрштин һалимизға нәзәр салғайсән, Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән!
I samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Sǝndin ɵtünimizki, Yenimizƣa ⱪaytⱪaysǝn! Ərxtin ⱨalimizƣa nǝzǝr salƣaysǝn, Kelip bu üzüm telidin hǝwǝr alƣaysǝn!
15 Йәни оң қолуң тиккән бу йилтиздин, Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән бу оғлуңдин хәвәр алғайсән!
Yǝni ong ⱪolung tikkǝn bu yiltizdin, Ɵzüng üqün mǝzmut yetixtürgǝn bu oƣlungdin hǝwǝr alƣaysǝn!
16 Мана у отта көйдүрүлди, Кесиветилди; Йүзүңдики тәнбиһий қаришиңни көрүп улар һалак болмақта;
Mana u otta kɵydürüldi, Kesiwetildi; Yüzüngdiki tǝnbiⱨiy ⱪarixingni kɵrüp ular ⱨalak bolmaⱪta;
17 Қолуңни оң қолуңдики адәмгә, Йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғлиға қондурғайсән;
Ⱪolungni ong ⱪolungdiki adǝmgǝ, Yǝni Ɵzüng üqün mǝzmut yetixtürgǝn Insan oƣliƣa ⱪondurƣaysǝn;
18 Шундақ қилғанда биз Сәндин һәргиз чекинмәймиз; Бизни йеңилиғайсән, шунда биз намиңни чақирип Саңа илтиҗа қилимиз.
Xundaⱪ ⱪilƣanda biz Sǝndin ⱨǝrgiz qekinmǝymiz; Bizni yengiliƣaysǝn, xunda biz namingni qaⱪirip Sanga iltija ⱪilimiz.
19 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
I Pǝrwǝrdigar, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!