Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Psalms Chapter 80 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Psalms/80 1) «Нилупәрләр» дегән аһаңда; бир гувалиқ; Асаф язған күй: — Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси, Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи; И керублар оттурисида Олтарғучи, Нурланғайсән! 2) Әфраим, Бинямин, Манассәһләрниң алдида қудритиңни қозғиғайсән, Бизләрни қутқузғили кәлгәйсән! 3) И Худа, бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз! 4) И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Хәлқиңниң дуалириға болған ғәзивиң қачанғичә ялқунлап туриду? 5) Сән көз яшлирини уларға озуқ орнида қилдиң, Көз яшлирини қача-қачилап уларға ичкүздуң. 6) Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң; Дүшмәнлиримиз бизни мәсқирә қилишиду. 7) И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз! 8) Сән Мисирдин бир түп үзүм көчитини елип кәлдиң; Ят әлләрни һайдиветип, орниға уни тиктиң. 9) Униң алдида йәрни кәң ачтиң; У чоңқур йилтиз тартип, пүтүн зиминға йейилди. 10) Униң сайиси тағларни қаплиди; Ғоллири қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк өсти; 11) У шахлирини деңизғичә, Пиләклирини [Әфрат] дәрияси бойлириғичә узартти. 12) Сән немишкә униң қашалирини бузуп, Мевисини өтүп кетиватқанларниң үзүп елишиға йол қойдуң? 13) Мана орманлиқтики явайи тоңғузлар уни йериватиду, Даладики һайванатлар униңдин озуқлиниду. 14) И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Сәндин өтүнимизки, Йенимизға қайтқайсән! Әрштин һалимизға нәзәр салғайсән, Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән! 15) Йәни оң қолуң тиккән бу йилтиздин, Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән бу оғлуңдин хәвәр алғайсән! 16) Мана у отта көйдүрүлди, Кесиветилди; Йүзүңдики тәнбиһий қаришиңни көрүп улар һалак болмақта; 17) Қолуңни оң қолуңдики адәмгә, Йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғлиға қондурғайсән; 18) Шундақ қилғанда биз Сәндин һәргиз чекинмәймиз; Бизни йеңилиғайсән, шунда биз намиңни чақирип Саңа илтиҗа қилимиз. 19) И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз! Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!