< Зәбур 54 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил» (Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған): И Худа, Өз намиң билән мени қутқузғайсән; Зор қудритиң билән дәвайимни сориғайсән.
2 И Худа, дуайимни аңлиғайсән; Ағзимдики сөзләргә қулақ салғайсән.
3 Чүнки ят адәмләр маңа һуҗум қилишқа орнидин турди; Зомигәрләр мениң җенимни овлимақта; Улар Худани нәзиригә һеч илмайду. (Селаһ)
4 Қара, Худа маңа ярдәм қилғучидур; Рәб җенимни йөләйдиғанлар арисидидур. (Селаһ)
5 У дүшмәнлиримниң яманлиғини өзигә қайтуриду; [И Худа], Өз һәқиқитиң билән уларни үзүп ташлиғайсән.
6 Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән; Намиңни мәдһийәләймән, и Пәрвәрдигар; Шундақ қилиш әладур.
7 Чүнки У мени барлиқ бала-қазалардин қутқузди; Дүшмәнлиримниң мәғлубийитини өз көзум билән көрдүм.