< Зәбур 53 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Махалат аһаңида Давут язған «Масқил»: Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду. Улар чириклишип, Нәпрәтлик қәбиһ ишларни қилишти; Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур.
2 Худа әрштә туруп, инсан балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида, инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
3 Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму.
4 Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған, Қәбиһлик қилғучиларниң билими йоқмиду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
5 Қорққидәк һеч иш болмисиму, Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти; Чүнки Худа сени қоршавға алғанларниң устиханлирини парчилап чечивәтти; Сән уларни хиҗиллиққа қойдуң; Чүнки Худа уларни нәзиридин сақит қилди.
6 Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди! Худа Өз хәлқини асаритидин чиқирип, азатлиққа ериштүргән чағда, Яқуп шатлиниду, Исраил хошал болиду!