< Зәбур 51 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй. Бу [күй] Натан пәйғәмбәр униң йениға келип, уни Бат-Шеба билән болған зинахорлуғи тоғрилиқ әйиплигәндин кейин йезилған: — Өзгәрмәс муһәббитиң билән, и Худа, маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән! Рәһимдиллиқлириңниң көплүги билән асийлиқлиримни өчүрүвәткәйсән!
2 Мени қәбиһлигимдин йилтизимғичә ювәткәйсән, Гунайимдин мени тазилиғайсән.
3 Чүнки мән асийлиқлиримни тонуп иқрар қилдим; Гунайим һемишә көз алдимда туриду.
4 Сениң алдиңда, пәқәт Сениң алдиңдила гуна өткүзүп, Нәзириңдә рәзил болған ишни садир қилдим; Шу вәҗидин, Сән [мени әйипләп] сөзлисәң, адиллиғиң испатлиниду; [Мени] сорақ қилғиниңда, Өзүңниң паклиғи испатлиниду.
5 Мана, мән туғулғинимдила, яманлиқта едим, Анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум.
6 Бәрһәқ, Сән адәмләрниң чин қәлбидин сәмимийлик тәләп қилисән; Ичимдики йошурун җайлиримда Сән маңа даналиқни билдүрисән.
7 Мени [гуналиримдин] зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
8 Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
9 Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
10 Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа; Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
11 Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән; Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.
12 Аһ, ниҗатлиғиңдики шатлиқни маңа йеңибаштин һес қилдурғайсән; Итаәтмән роһ арқилиқ мени йөлигәйсән.
13 Буниң билән мән итаәтсизләргә йоллириңни үгитәй, Вә гунакарлар йениңға қайтиду.
14 Қан төкүш гунайидин мени қутулдурғайсән, И Худа, маңа ниҗатлиқ бәргүчи Худа, Шуниң билән тилим һәққанийлиғиңни яңритип күйләйду.
15 И Рәббим, ләвлиримни ачқайсән, Ағзим мәдһийилириңни баян қилиду.
16 Чүнки Сән қурбанлиқни хуш көрмәйсән; Болмиса сунар едим; Көйдүрмә қурбанлиқлардинму хурсәнлик тапмайсән.
17 Худа қобул қилидиған қурбанлиқлар сунуқ бир роһтур; Сунуқ вә езилгән қәлбни Сән кәмситмәйсән, и Худа;
18 Шапаитиң билән Зионға меһриванлиқни көрсәткәйсән; Йерусалимниң сепиллирини йеңибаштин бена қилғайсән!
19 У чағда Сән һәққанийлиқтин болған қурбанлиқлардин, көйдүрмә қурбанлиқлардин, Пүтүнләй көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқлардин хурсәнлик таписән; У чағда адәмләр қурбангаһиңға буқа-өкүзләрни тәқдим қилишиду.