< Зәбур 50 >
1 Асаф язған күй: — Қадир Худа, йәни Пәрвәрдигар еғиз ечип, Күнчиқиштин күнпетишқичә йәр йүзидикиләргә мураҗиәт қилди.
2 Гөзәлликниң җәвһири болған Зион теғидин, Худа җулалиди.
3 Худайимиз келиду, У һәргизму сүкүт ичидә турмайду; Униң алдида йәвәткүчи от келиду; Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду.
4 Өз хәлқини сорақ қилиш үчүн, У жуқуридин асманларни, Йәрниму гувалиққа чақириду: —
5 «Мениң мөмин бәндилиримни, Йәни Мән билән қурбанлиқ арқилиқ әһдә түзгүчиләрни һозурумға чақирип жиғиңлар!»
6 Асманлар униң һәққанийлиғини елан қилиду, Чүнки Худа Өзи сорақ қилғучидур! (Селаһ)
7 «Аңлаңлар, и хәлқим, Мән сөз қилай; И Исраил, Мән саңа һәқиқәтни ейтип қояйки, Мәнки Худа, сениң Худайиңдурмән.
8 Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин, Яки һемишә алдимда сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс;
9 Мән сениң еғилиңдин һеч бир өкүзни, Қотанлириңдин һеч бир текини алмақчи әмәсмән.
10 Чүнки орманлиқлардики барлиқ һайванатлар Маңа мәнсуптур, Миңлиған тағдики мал-варанларму Мениңкидур;
11 Тағлардики пүтүн учар-қанатларни билимән, Даладики барлиқ җаниварлар Мениңкидур.
12 Қарним ачсиму саңа ейтмаймән; Чүнки аләм вә униңға толған һәммә нәрсиләр Мениңкидур.
13 Әҗәба, Мән өкүзниң гөшини йәмдимән? Текиниң қенини ичәмдимән?
14 Қурбанлиқ сүпитидә Худаға тәшәккүрләрни ейт; Һәммидин Алий Болғучиға қилған вәдәңгә вапа қил.
15 Бешиңға күн чүшкәндә Маңа мураҗиәт қил; Мән сени қутулдуримән, Сән болсаң Мени улуқлиғайсән».
16 Лекин рәзилләргә Худа шундақ дәйду: — «Мениң әмирлиримни баян қилишқа немә һәққиң бар? Әһдәмни тилға алғидәк сән ким едиң?
17 Сән Мениң тәлимлиримдин йиргәндиң, Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?
18 Оғрини көрсәң, сән униңдин зоқ алдиң, Зинахорлар билән шерик болдуң;
19 Ағзиңдин яман гәп чүшмәйду; Тилиң ялғанчилиқни тоқуйду.
20 Өз қериндишиңниң яман гепини қилип олтирисән, Анаңниң оғлиға төһмәт қилисән.
21 Сән бу ишларни қилғиниңда, Мән үн чиқармидим; Дәрвәқә, сән Мени өзүңгә охшаш дәп ойлидиң; Лекин Мән сени әйипләп, Бу ишларни көз алдиңда әйни бойичә саңа көрситимән.
22 — И, Тәңрини унтуғанлар, буни көңүл қоюп аңлаңлар! Болмиса, силәрни парә-парә қиливетимән; Һеч ким силәрни қутқузалмайду.
23 Бирақ қурбанлиқ сүпитидә рәхмәт ейтқанларниң һәр қайсиси Маңа шәрәп кәлтүриду; Шундақ қилип, униңға Өз ниҗатлиғимни көрситишимгә йол тәйярлиған болиду.