< Зәбур 113 >
1 Һәмдусана! Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири, Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар!
2 Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
3 Күн чиқардин күн патарға, Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!
4 Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди; Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур.
5 Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун — Өз макани жуқурида болсиму,
6 Асманларға һәм йәргә қараш үчүн, Өзини төвән қилғучиға?
7 Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду; Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;
8 Уни есилзадиләр қатариға, Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду;
9 У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп, Уни оғулларниң хошал аниси қилиду. Һәмдусана!