< Зәбур 112 >
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!
2 Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду; Дурусларниң дәври бәхитлик болиду.
3 Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду; Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4 Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду; У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур.
5 Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду; У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду.
6 Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду; Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду.
7 У шум хәвәрдин қорқмайду; Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған.
8 Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду; Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду.
9 У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан, Йоқсулларға бериду; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду; Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду.
10 Рәзил адәм буни көрүп чидимайду, Чишлирини ғуҗурлитиду, у ерип кетиду; Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду.