< Чөл-баявандики сәпәр 4 >

1 Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Andin Perwerdigar Musa bilen Harun’gha söz qilip mundaq dédi: —
2 Сән Лавийлар ичидин ата җәмәти бойичә Коһат әвлатлириниң умумий санини тизимлиғин,
Sen Lawiylar ichidin ata jemeti boyiche Kohat ewladlirining omumiy sanini tizimlighin,
3 оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанларниң һәммисини тизимлап чиқ.
ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédirida ish-xizmet qilishqa kéleleydighanlarning hemmisini tizimlap chiq.
4 Коһат әвлатлириниң җамаәт чедири ичидики вәзиписи әң муқәддәс буюмларни башқуруш болиду.
Kohat ewladlirining jamaet chédiri ichidiki wezipisi eng muqeddes buyumlarni bashqurush bolidu.
5 Баргаһ көчүрүлидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип «[әң муқәддәс җай]»дики «айрима пәрдә-йопуқ»ни чүшүрүп, униң билән һөкүм-гувалиқ сандуғини йөгисун;
Bargah köchürülidighan chaghda, Harun bilen uning oghulliri kirip «[eng muqeddes jay]»diki «ayrima perde-yopuq»ni chüshürüp, uning bilen höküm-guwahliq sanduqini yögisun;
6 андин униң үстини делфинниң терисидин етилгән йопуқ билән орап, үстигә көк бир рәхтни йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзсун.
andin uning üstini délfinning térisidin étilgen yopuq bilen orap, üstige kök bir rextni yépip, andin kötüridighan baldaqlarni ötküzsun.
7 Тәқдим нан [тизилған] ширәгә көк бир рәхт селинип, үстигә легән, тәхсә, пиялә вә шарап һәдийәлирини чачидиған қәдәһләр тизип қоюлсун; ширәдиму «дайимий нан» тизилип туривәрсун;
Teqdim nan [tizilghan] shirege kök bir rext sélinip, üstige légen, texse, piyale we sharab hediyelirini chachidighan qedehler tizip qoyulsun; shiredimu «daimiy nan» tizilip turiwersun;
8 бу нәрсиләрниң үсти қизил рәхт билән, униң үсти йәнә делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепилип, андин көтиридиған балдақлар өткүзүп қоюлсун.
bu nersilerning üsti qizil rext bilen, uning üsti yene délfin tériside étilgen bir yopuq bilen yépilip, andin kötiridighan baldaqlar ötküzüp qoyulsun.
9 Улар көк рәхт елип, униң билән чирақдан билән үстидики чирақларни, пилик қисқучларни, күлданларни вә чирақданға ишлитидиған, барлиқ май қачилайдиған қачиларни йепип қойсун.
Ular kök rext élip, uning bilen chiraghdan bilen üstidiki chiraghlarni, pilik qisquchlarni, küldanlarni we chiraghdan’gha ishlitidighan, barliq may qachilaydighan qachilarni yépip qoysun.
10 Улар йәнә чирақдан билән чирақданға ишлитидиған һәммә қача-қуча әсвапларни делфин терисидин етилгән йопуқ билән йөгәп, андин әпкәшкә селип қойсун.
Ular yene chiraghdan bilen chiraghdan’gha ishlitidighan hemme qacha-qucha eswablarni délfin térisidin étilgen yopuq bilen yögep, andin epkeshke sélip qoysun.
11 Алтун хушбуйгаһқа көк бир рәхт селип, йәнә делфин терисидә етилгән йопуқ билән йепип, андин көтәргүчкә қош балдақларни өткүзүп қойсун.
Altun xushbuygahqa kök bir rext sélip, yene délfin tériside étilgen yopuq bilen yépip, andin kötürgüchke qosh baldaqlarni ötküzüp qoysun.
12 Муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған барлиқ қача-қучиларни көк бир рәхт билән йөгәп, андин үстигә делфин терисидә етилгән йопуқни йепип, андин бир әпкәшкә селип қойсун.
Muqeddes jayning ichide ishlitidighan barliq qacha-quchilarni kök bir rext bilen yögep, andin üstige délfin tériside étilgen yopuqni yépip, andin bir epkeshke sélip qoysun.
13 Улар қурбангаһни күлидин тазилап, үстигә сөсүн рәңлик бир рәхтни йейип қойсун.
Ular qurban’gahni külidin tazilap, üstige sösün renglik bir rextni yéyip qoysun.
14 Андин йәнә қурбангаһта ишлитилидиған әсваплар — күлдан, илмәк, бәлгүҗәк, чиниләр, шундақла барлиқ әсвапларни қурбангаһ үстигә тизип, андин делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзүп қойсун.
Andin yene qurban’gahta ishlitilidighan eswablar — küldan, ilmek, belgürjek, chiniler, shundaqla barliq eswablarni qurban’gah üstige tizip, andin délfin tériside étilgen bir yopuq bilen yépip, andin kötüridighan baldaqlarni ötküzüp qoysun.
15 Пүтүн баргаһтикиләр йолға чиқидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири муқәддәс җай вә муқәддәс җайдики барлиқ қача-қуча әсвапларни йепип болғандин кейин, Коһатниң әвлатлири келип көтәрсун; лекин өлүп кәтмәслик үчүн муқәддәс буюмларға қол тәккүзмисун. Җамаәт чедири ичидики нәрсиләрдин шуларни Коһатниң әвлатлири көтириши керәк.
Pütün bargahtikiler yolgha chiqidighan chaghda, Harun bilen uning oghulliri muqeddes jay we muqeddes jaydiki barliq qacha-qucha eswablarni yépip bolghandin kéyin, Kohatning ewladliri kélip kötürsun; lékin ölüp ketmeslik üchün muqeddes buyumlargha qol tegküzmisun. Jamaet chédiri ichidiki nersilerdin shularni Kohatning ewladliri kötürüshi kérek.
16 Һарунниң оғли Әлиазарниң вәзиписи чирақ мейи, хушбуй әтир, дайимий тәқдим қилинидиған ашлиқ һәдийә билән мәсиһләш мейиға қараш, шундақла пүткүл ибадәт чедири билән униң ичидики барлиқ нәрсиләр, муқәддәс җай һәм муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға қараштин ибарәт.
Harunning oghli Eliazarning wezipisi chiragh méyi, xushbuy etir, daimiy teqdim qilinidighan ashliq hediye bilen mesihlesh méyigha qarash, shundaqla pütkül ibadet chédiri bilen uning ichidiki barliq nersiler, muqeddes jay hem muqeddes jaydiki qacha-qucha eswablargha qarashtin ibaret.
17 Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Andin Perwerdigar Musa bilen Harun’gha söz qilip mundaq dédi: —
18 Силәр Коһат җәмәтидикиләрни Лавийлар арисидин қәтъий йоқитип қоймаңлар;
Siler Kohat jemetidikilerni Lawiylar arisidin qet’iy yoqitip qoymanglar;
19 бәлки уларниң өлмәй, һаят қелиши үчүн улар «әң муқәддәс» буюмларға йеқинлашқан чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип уларниң һәр биригә қилидиған вә көтиридиған ишларни көрситип қойсун;
belki ularning ölmey, hayat qélishi üchün ular «eng muqeddes» buyumlargha yéqinlashqan chaghda, Harun bilen uning oghulliri kirip ularning herbirige qilidighan we kötüridighan ishlarni körsitip qoysun;
20 улар пәқәт муқәддәс җайға киргәндә муқәддәс буюмларға бир дәқиқиму қаримисун, ундақ қилип қойса өлүп кетиду.
ular peqet muqeddes jaygha kirgende muqeddes buyumlargha bir deqiqimu qarimisun, undaq qilip qoysa ölüp kétidu.
21 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
22 Гәршон әвлатлири ичидә ата җәмәти вә аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
Gershon ewladliri ichide ata jemeti we aililiri boyiche, ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédiri ichide xizmet qilish sépige kireleydighan hemmisini sanaqtin ötküzüp omumiy sanini al.
24 Гәршон аилилириниң қилидиған хизмити вә улар көтиридиған нәрсиләр төвәндикичә:
Gershon aililirining qilidighan xizmiti we ular kötüridighan nersiler töwendikiche:
25 — улар җамаәт чедириниң өзини, йәни астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилирини, униң япқучини, шундақла үстигә япқан делфин терисидә етилгән йопуқни вә җамаәт чедириниң кириш ишигиниң пәрдисини,
— ular jamaet chédirining özini, yeni astidiki ichki perdiliri we sirtqi perdilirini, uning yapquchini, shundaqla üstige yapqan délfin tériside étilgen yopuqni we jamaet chédirining kirish ishikining perdisini,
26 ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп тартилған һойлидики пәрдиләр билән кириш дәрвазисиниң пәрдисини, шуларға хас танилирини вә ишлитидиған барлиқ қача-қуча әсвапларни көтәрсун; бу әсвап-үскүниләргә мунасивәтлик керәк болған ишларни қилсун.
ibadet chédiri bilen qurban’gahni chöridep tartilghan hoylidiki perdiler bilen kirish derwazisining perdisini, shulargha xas tanilirini we ishlitidighan barliq qacha-qucha eswablarni kötürsun; bu eswab-üskünilerge munasiwetlik kérek bolghan ishlarni qilsun.
27 Гәршон әвлатлириниң пүтүн вәзиписи, йәни улар көтиридиған вә беҗиридиған барлиқ ишлар Һарун вә униң оғуллириниң көрсәтмилири бойичә болсун; уларниң немә көтиридиғанлиғини силәр бәлгүләп бериңлар.
Gershon ewladlirining pütün wezipisi, yeni ular kötüridighan we béjiridighan barliq ishlar Harun we uning oghullirining körsetmiliri boyiche bolsun; ularning néme kötüridighanliqini siler belgilep béringlar.
28 Гәршон әвлатлириниң җәмәтлириниң җамаәт чедириниң ичидә қилидиған хизмити шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
Gershon ewladlirining jemetlirining jamaet chédirining ichide qilidighan xizmiti shular; ular kahin Harunning oghli Itamarning qol astida turup ishlisun.
29 Мәрариниң әвлатлириниму, уларни ата җәмәти, аилилири бойичә, санақтин өткүз;
Merarining ewladlirinimu, ularni ata jemeti, aililiri boyiche, sanaqtin ötküz;
30 оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédiri ichide xizmet qilish sépige kireleydighan hemmisini sanaqtin ötküzüp omumiy sanini al.
31 Уларниң җамаәт чедири ичидики барлиқ хизмити, йәни көтириш вәзиписи мундақ: — Улар җамаәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилири вә уларниң тәгликлири,
Ularning jamaet chédiri ichidiki barliq xizmiti, yeni kötürüsh wezipisi mundaq: — Ular jamaet chédirining taxtayliri, baldaqliri, xadiliri we ularning teglikliri,
32 һойлиниң төрт әтрапидики хадилар, уларниң тәгликлири, қозуқлири, таналири, барлиқ әсвап-үскүнә һәм шуларға керәклик болған барлиқ нәрсиләрни көтириш болсун; улар көтиридиған әсвап-үскүниләрни намини атап бир-бирләп һәр адәмгә көрситип бериңлар.
hoylining töt etrapidiki xadilar, ularning teglikliri, qozuqliri, tanaliri, barliq eswab-üsküne hem shulargha kéreklik bolghan barliq nersilerni kötürüsh bolsun; ular kötüridighan eswab-üskünilerni namini atap bir-birlep her ademge körsitip béringlar.
33 Мәрари җәмәт-аилилириниң җамаәт чедири ичидә қилидиған барлиқ ишлири әнә шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
Merari jemet-aililirining jamaet chédiri ichide qilidighan barliq ishliri ene shular; ular kahin Harunning oghli Itamarning qol astida turup ishlisun.
34 Муса билән Һарун вә җамаәтниң әмирлири Коһатниң әвлатлириниң оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанларниң һәммисини ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзди.
Musa bilen Harun we jamaetning emirliri Kohatning ewladlirining ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédirida xizmet qilish sépige kireleydighanlarning hemmisini ata jemeti, aililiri boyiche sanaqtin ötküzdi.
36 Улардин җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң йәттә йүз әллик киши болуп чиқти.
Ulardin jemeti boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy ikki ming yette yüz ellik kishi bolup chiqti.
37 Мошулар Коһат җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
Mushular Kohat jemetidin sanaqtin ötküzülgenler bolup, jamaet chédirida ish qilidighan herbiri, yeni Perwerdigarning Musaning wastisi bilen qilghan emri boyiche Musa bilen Harun sanaqtin ötküzgenler idi.
38 Гәршонларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;
Gershonlarning ata jemeti, aililiri boyiche, ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédirida xizmet qilish sépige kireleydighan hemmisi sanaqtin ötküzüldi;
40 ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң алтә йүз оттуз киши болуп чиқти.
ata jemeti, aililiri boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy ikki ming alte yüz ottuz kishi bolup chiqti.
41 Мошулар Гәршон җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
Mushular Gershon jemetidin sanaqtin ötküzülgenler bolup, jamaet chédirida ish qilidighan herbiri, yeni Perwerdigarning Musaning wastisi bilen qilghan emri boyiche Musa bilen Harun sanaqtin ötküzgenler idi.
42 Мәрариларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;
Merarilarning ata jemeti, aililiri boyiche, ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédirida xizmet qilish sépige kireleydighan hemmisi sanaqtin ötküzüldi;
44 ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий үч миң икки йүз киши болуп чиқти.
ata jemeti, aililiri boyiche sanaqtin ötküzülgenler jemiy üch ming ikki yüz kishi bolup chiqti.
45 Мошулар Мәрари җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
Mushular Merari jemetidin sanaqtin ötküzülgenler bolup, jamaet chédirida ish qilidighan herbiri, yeni Perwerdigarning Musaning wastisi bilen qilghan emri boyiche Musa bilen Harun sanaqtin ötküzgenler idi.
46 Санақтин өткүзүлгән Лавийлар мана шулар еди; Муса билән Һарун һәм Исраилларниң әмирлири улардин ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш вә жүк күтүрүш вәзиписигә кирәләйдиғанларни санақтин өткүзгән.
Sanaqtin ötküzülgen Lawiylar mana shular idi; Musa bilen Harun hem Israillarning emirliri ulardin ata jemeti, aililiri boyiche, ottuz yashtin ellik yashqiche bolghan, jamaet chédirida xizmet qilish we yük kütürüsh wezipisige kireleydighanlarni sanaqtin ötküzgen.
48 Уларниң сани җәмий сәккиз миң бәш йүз сәксән адәм болуп чиқти.
Ularning sani jemiy sekkiz ming besh yüz seksen adem bolup chiqti.
49 Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, улар Муса тәрипидин санақтин өткүзүлди; һәр ким өзи қилидиған Иши вә көтиридиған жүкигә асасән санақтин өткүзүлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк болди.
Perwerdigarning emri boyiche, ular Musa teripidin sanaqtin ötküzüldi; herkim özi qilidighan Ishi we kötüridighan yükige asasen sanaqtin ötküzüldi. Bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha emr qilghinidek boldi.

< Чөл-баявандики сәпәр 4 >