< Микаһ 7 >
1 Мениң һалимға вай! Чүнки мән худди яздики мевиләр жиғилип, Үзүм һосулидин кейинки васаңдин кейин ач қалған бирисигә охшаймән, Йегидәк сапақ йоқтур; Җеним тәшна болған тунҗа әнҗир йоқтур!
2 Ихласмән киши зиминдин йоқап кәтти, Адәмләр арисида дурус бирисиму йоқтур; Уларниң һәммиси қан төкүшкә пайлимақта, Һәр бири өз қериндишини тор билән овлайду.
3 Рәзилликни пухта қилиш үчүн, Икки қоли униңға тәйярланған; Әмир «инъам»ни сорайду, Сорақчиму шундақ; Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду; Улар җәм болуп рәзилликни тоқушмақта.
4 Уларниң әң есили худди җиғандәк, Әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур. Әнди күзәтчилириң [қорқуп] күткән күн, Йәни [Худа] саңа йеқинлап җазалайдиған күни йетип кәлди; Уларниң алақзадә болуп кетидиған вақти һазир кәлди.
5 Үлпитиңгә ишәнмә, Җан достуңға таянма; Ағзиңниң ишигини қучиғиңда ятқучидин йепип жүр.
6 Чүнки оғул атисиға беһөрмәтлик қилиду, Қиз анисиға, Келин қейн анисиға қарши қозғилиду; Кишиниң дүшмәнлири өз өйидики адәмлиридин ибарәт болиду.
7 Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигарға қарап үмүт бағлаймән; Ниҗатимни бәргүчи Худани күтимән; Мениң Худайим маңа қулақ салиду.
8 Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим; Гәрчә мән жиқилип кәтсәмму, йәнә қопимән; Қараңғулуқта олтарсам, Пәрвәрдигар маңа йоруқлуқ болиду.
9 Мән Пәрвәрдигарниң ғәзивигә чидап туримән — Чүнки мән Униң алдида гуна садир қилдим — У мениң дәвайимни сорап, мән үчүн һөкүм чиқирип жүргүзгичә күтимән; У мени йоруқлуққа чиқириду; Мән Униң һәққанийлиғини көримән.
10 Вә мениң дүшминим буни көриду, Шуниң билән маңа: «Пәрвәрдигар Худайиң қени» дегән аялни шәрмәндилик басиду; Мениң көзүм униң [мәғлубийитини] көриду; У кочидики патқақтәк дәссәп чәйлиниду.
11 — Сениң там-сепиллириң қурулидиған күнидә, Шу күнидә саңа бекитилгән пасилиң жирақларға йөткилиду.
12 Шу күнидә улар йениңға келиду; — Асурийәдин, Мисир шәһәрлиридин, Мисирдин [Әфрат] дәриясиғичә, деңиздин деңизғичә вә тағдин тағғичә улар йениңға келиду.
13 Бирақ йәр йүзи болса өзиниң үстидә туруватқанлар түпәйлидин, Йәни уларниң қилмишлириниң мевиси түпәйлидин харабә болиду.
14 — Өз хәлқиңни, йәни орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан Өз мирасиң болған падини, Таяқ-һасаң билән озуқландурғайсән; Қедимки күнләрдикидәк, Улар Башан һәм Гилеад чимәнзарлирида қайтидин озуқлансун!
15 — Сән Мисир зиминидин чиққан күнләрдә болғандәк, Мән уларға карамәт ишларни көрситип беримән.
16 Әлләр буни көрүп барлиқ һәйвисидин хиҗил болиду; Қолини ағзи үстигә япиду, Қулақлири гас болиду;
17 Улар иландәк топа-чаңни ялайду; Йәр йүзидики өмилигүчиләрдәк өз төшүклиридин титригән пети чиқиду; Улар қорқуп Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға келиду, Вә сениң түпәйлиңдинму қорқиду.
18 Қәбиһликни кәчүридиған, Өз мираси болғанларниң қалдисиниң итаәтсизлигидин өтидиған Тәңридурсән, У аччиғини мәңгүгә сақлавәрмәйду, Чүнки У меһир-муһәббәтни хошаллиқ дәп билиду. Ким саңа тәңдаш илаһдур?
19 — У йәнә бизгә қарап ичини ағритиду; Қәбиһликлиримизни У дәссәп чәйләйду; Сән уларниң барлиқ гуналирини деңиз тәглиригә ташлайсән.
20 — Сән қедимки күнләрдин бери ата-бовилиримизға қәсәм қилған һәқиқәт-садақәтни Яқупқа, Өзгәрмәс муһәббәтни Ибраһимға йәткүзүп көрситисән.