< Аюп 31 >
1 «Мән көзүм билән әһдиләшкән; Шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?
2 Ундақ қилсам үстүмдики Тәңридин алидиған несивәм немә болар? Һәммигә қадирдин алидиған мирасим немә болар?
3 Бу гунаниң нәтиҗиси һәққанийсизларға бала-қаза әмәсму? Қәбиһлик қилғанларға күлпәт әмәсму?
4 У мениң йоллиримни көрүп туриду әмәсму? Һәр бир қәдәмлиримни санап туриду әмәсму?
5 Әгәр сахтилиққа һәмраһ болуп маңған болсам еди! Әгәр путум алдамчилиқ билән биллә болушқа алдириған болса,
6 (Мән адиллиқ мизаниға қоюлған болсам еди! Ундақта Тәңри әйипсизлигимдин хәвәр алалайтти!)
7 Әгәр қедимим йолдин чиққан болса, көңлүм көзүмгә әгишип маңған болса, Әгәр қолумға һәр қандақ дағ чаплашқан болса,
8 Ундақта мән териғанни башқа бириси йесун! Бихлирим жулунуп ташливетилсун!
9 Әгәр қәлбим мәлум бир аялдин аздурулған болса, Шу нийәттә хошнамниң ишик алдида пайлап турған болсам,
10 Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун, Башқилар уни аяқ асти қилсун.
11 Чүнки бу әшәддий номуслуқ гунадур; У сорақчилар тәрипидин җазалиниши керәктур.
12 [Бу гуна] болса адәмни һалак қилғучи оттур; У мениң барлиқ тапқанлиримни жулуп алған болатти.
13 Әгәр қулумниң яки дедигимниң маңа қарита әрзи болған болса, Уларниң дәвасини көзүмгә илмиған болсам,
14 Ундақта Тәңри мени сораққа тартишқа орнидин турғанда қандақ қилимән? Әгәр У мәндин соал-сорақ алимән дәп кәлсә, Мән Униңға қандақ җавап беримән?
15 Мени балиятқуда апиридә қилғучи уларниму апиридә қилған әмәсму. Мән билән у иккимизни анилиримизниң балиятқусида төрәлдүргүчи бир әмәсму?
16 Әгәр мискинләрни өз арзу-үмүтлиридин тосқан болсам, Әгәр тул хотунниң көз нурини қараңғулаштурған болсам,
17 Яки өзүмниң бир чишләм ненимни ялғуз йегән болсам, Уни житим-йесир билән биллә йемигән болсам
18 (Әмәлийәттә яш вақтимдин тартип оғли ата билән биллә болғандәк уму мән билән биллә турған еди, Апамниң қосиғидин чиққандин тартипла тул хотунниң йөләнчүки болуп кәлдим),
19 Әгәр кийим-кечәк кәмлигидин һалак болай дегән биригә, Яки чапансиз бир йоқсулға қарап олтарған болсам,
20 Әгәр униң бәллири [кийимсиз қелип] маңа бәхит тилимигән болса, Әгәр у қозилиримниң жуңида иссинмиған болса,
21 Әгәр шәһәр дәрвазиси алдида «[Һөкүм чиқарғанлар арисида] мениң йөләнчүкүм бар» дәп, Житим-йесирларға зиянкәшлик қилишқа қол көтәргән болсам,
22 Ундақта мүрәм тағиқидин аҗрилип чүшсун! Билигим үгисидин сунуп кәтсун!
23 Чүнки Тәңри чүшүргән балаю-апәт мени қорқунучқа салмақта еди, Униң һәйвитидин ундақ ишларни қәтъий қилалмайттим.
24 Әгәр алтунға ишинип уни өз таянчим қилған болсам, Яки сап алтунға: «Йөләнчүкүмсән!» дегән болсам,
25 Әгәр байлиқлирим зор болғанлиғидин, Яки қолум алған ғәниймәттин шатлинип кәткән болсам,
26 Әгәр мән қуяшниң җуласини чачқанлиғини көрүп, Яки айниң айдиңда маңғанлиғини көрүп,
27 Көңлүм астиртин аздурулған болса, Шундақла [буларға чоқунуп] ағзим қолумни сөйгән болса,
28 Буму сорақчи алдида гуна дәп һесаплинатти, Чүнки шундақ қилған болсам мән жуқурида турғучи Тәңригә вапасизлиқ қилған болаттим.
29 Әгәр маңа нәпрәтләнгән кишиниң һалакитигә қариғинимда шатлинип кәткән болсам, Бешиға күлпәт чүшкәнлигидин хошал болған болсам —
30 (Әмәлийәттә у түгәшсун дәп қарғап, униң өлүмини тиләп ағзимни гуна өткүзүшкә йол қоймиғанмән)
31 Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «Ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса,
32 (Мусапирлардин кочида қалғини әзәлдин йоқтур; Чүнки ишигимни һәрдайим йолучиларға ечип кәлгәнмән)
33 Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан, Қәбиһлигимни көңлүмгә йошурған болсам,
34 Һәмдә шуниң үчүн пүткүл халайиқ алдида униң ашкарилинишидин қорқуп жүргән болсам, Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса, Шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам, ...
35 — Аһ, маңа қулақ салғучи бириси болсиди! Мана, имзайимни қоюп берәй; Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун! Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!
36 Шу әрзни зиммәмгә артаттим әмәсму? Чоқум таҗлардәк бешимға кийивалаттим.
37 Мән Униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим; Шаһзадидәк мән Униң алдиға бараттим.
38 Әгәр өз етизлирим маңа қарши гува болуп чуқан көтәрсә, Униң чүнәклири билән биргә жиғлашса,
39 Чүнки чиқарған мевисини һәқ төлимәй йегән болсам, Һөддигәрләрни һалсизландуруп нәпәсини тохтатқан болсам,
40 Ундақта буғдайниң орнида шумбуя өссун! Арпиниң орнида мәстәк өссун. Мана шуниң билән [мән] Аюпниң сөзлири тамам вәссалам!»