< Луқа 6 >

1 Иккинчи «муһим шабат күни», у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири башақларни үзүвелип, алиқинида угулап йәватататти.
ᎯᎠᏃ ᏄᎵᏍᏔᏁ ᏔᎵᏁ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬ ᎢᎬᏱᏱ ᏄᎵᏐᏃᎢ, ᎾᏍᎩ ᏠᎨᏏ ᎤᏣᎴᏍᏗ ᏓᏫᏒ ᎤᎶᏎᎢ, ᎬᏩᏍᏓᏩᏗᏙᎯᏃ ᏚᏂᏍᎫᏕᏎ ᎤᏣᎴᏍᏗ, ᎠᎴ ᎤᏂᏍᏗᎨ ᎠᎾᏍᎪᎵᏰᏍᎨ ᏧᏃᏰᏂ.
2 Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға: — Силәр немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр? — дейишти.
ᎩᎶᏃ ᎢᏳᎾᏍᏗ ᎠᏂᏆᎵᏏ ᎯᎠ ᏂᎬᏩᏂᏪᏎᎴᎢ, ᎦᏙᏃ ᏂᎯ ᏂᏣᏛᏁᎭ ᎾᏍᎩ ᎢᎬᏛᏁᏗ ᏂᎨᏒᎾ ᎨᏒ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬ ᎢᎦ.
3 Әйса уларға җававән: — Силәр һәтта Давут [пәйғәмбәр] вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
ᏥᏌᏃ ᏚᏁᏤᎸ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎢ; ᏝᏍᎪ ᎾᏍᏉ ᎯᎠ ᎾᏍᎩ ᏱᏥᎪᎵᏰᎣᎢ, ᎾᏍᎩ ᏕᏫ ᏄᏛᏁᎸᎢ, ᎠᎪᏄ ᏧᏲᏏᏍᎨ ᎤᏩᏒ ᎠᎴ ᎾᏍᎩ ᏣᏁᎮᎢ?
4 Демәк, у Худаниң өйигә кирип, [Худаға] аталған, [Тәвратта] каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни [сорап] елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән — дәп җавап бәрди.
ᎾᏍᎩ ᏧᏴᎴ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᏤᎵ ᎠᏓᏁᎸᎢ, ᎠᎴ ᏧᎩᏎ ᎠᎴ ᏧᎨ ᎦᏚ ᎠᎦᏙᏗ, ᎠᎴ ᎾᏍᏉ ᏥᏚᏁᎴ ᎾᏍᎩ ᏣᏁᎮᎢ; ᎾᏍᎩ ᏂᏚᏳᎪᏛᎾ ᏥᎩ ᎩᎶ ᎤᎩᏍᏗᏱ ᎠᏥᎸ-ᎠᏁᎶᎯ ᎤᏅᏒ.
5 Ахирида у уларға: — Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.
ᎠᎴ ᎯᎠ ᏂᏚᏪᏎᎴᎢ; ᎾᏍᏉ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬ ᏴᏫ ᎤᏪᏥ ᎤᏤᎵᎦ.
6 Йәнә бир шабат күни шундақ болдики, у синагогқа кирип тәлим беривататти. Синагогта оң қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.
ᎯᎠᏃ ᎾᏍᏉ ᏄᎵᏍᏔᏁ Ꮕ-ᏩᏓᎴ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬᎢ, ᎾᏍᎩ ᏭᏴᎴ ᏗᎦᎳᏫᎢᏍᏗᏱ ᎠᎴ ᏚᏕᏲᏁᎢ; ᎾᎿᎭᏃ ᎡᏙᎮ ᎠᏍᎦᏯ ᎠᎦᏘᏏᏗᏢ ᎤᏬᏰᏂ ᎤᏩᎢᏎᎸᎯ
7 Әнди Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
ᏗᏃᏪᎵᏍᎩᏃ ᎠᎴ ᎠᏂᏆᎵᏏ ᎬᏩᏯᏫᏍᎨᎢ, ᏥᎪ ᎬᏩᏓᏅᏬᏗᏉ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬ ᎢᎦ ᎠᏁᎵᏍᎨᎢ, ᎾᏍᎩ ᎪᎱᏍᏗ ᎬᏩᏄᎯᏍᏙᏗ ᎤᏂᏲᎮᎢ.
8 Бирақ Әйса уларниң көңлидикини билип, қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин тур, оттуриға чиққин! — девиди, һелиқи адәм орнидин қопуп шу йәрдә турди.
ᎠᏎᏃ ᎠᎦᏔᎮ ᏄᏍᏛ ᏓᎾᏓᏅᏖᏍᎬᎢ, ᎠᎴ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎴ ᎠᏍᎦᏯ ᎤᏩᎢᏎᎸᎯ ᎤᏬᏰᏂ; ᏔᎴᎲᎦ, ᎠᎴ ᎠᏰᎵ ᎭᎴᏂᎦ. ᏚᎴᏅᏃ ᎤᎴᏂᎴᎢ.
9 Андин Әйса уларға: — Силәрдин сорап бақайчу, Тәвратқа уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки җанға замин болушму? — дәп сориди.
ᎿᎭᏉᏃ ᏥᏌ ᎯᎠ ᏂᏚᏪᏎᎴᎢ; ᏑᏓᎴᎩ ᏓᏨᏯᏛᏛᏂ; ᎦᏙ ᏚᏳᎪᏗ ᎤᎾᏙᏓᏆᏍᎬᎢ? ᎣᏍᏛᏍᎪ ᏗᎦᎸᏫᏍᏓᏁᏗᏱ, ᎤᏲᎨ ᏗᎦᎸᏫᏍᏓᏁᏗᏱ? ᎬᏅ ᎠᏍᏕᎸᏗᏱ, ᎠᏓᎯᏍᏗᏱᎨ?
10 Әтрапидикиләрниң һәммисигә нәзәр салғандин кейин, у һелиқи адәмгә: — Қолуңни узат, — деди. У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди.
ᏚᎧᎿᎭᏂᏙᎸᏃ ᎬᏩᏚᏫᏛ ᏂᎦᏛ ᏄᎾᏛᏅᎢ, ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎴ ᎠᏍᎦᏯ; ᎭᏙᏯᏅᎯᏛ. ᎾᏍᎩᏃ ᏄᏛᏁᎴᎢ; ᎤᏬᏰᏂᏃ ᎤᏗᏩᏎ ᎾᏍᎩᏯ ᏐᎢ ᏄᏍᏛ ᏄᎵᏍᏔᏁᎢ.
11 Лекин улар ғәзәптин һошини йоқитип, Әйсаға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәслиһәтлишишкә башлиди.
ᎤᏂᎧᎵᏤᏃ ᎤᏂᏔᎳᏬᏍᎬᎢ; ᏚᎾᎵᏃᎮᎴᏃ ᎤᏅᏒ ᎢᏳᏅᏁᏗᏱ ᏥᏌ.
12 Шу күнләрдә шундақ болдики, у дуа қилишқа таққа чиқти вә у йәрдә Худаға кечичә дуа қилди.
ᎯᎠᏃ ᏄᎵᏍᏔᏁ ᎾᎯᏳᎢ, ᎾᏍᎩ ᎣᏓᎸ ᏭᎶᎭ ᎤᏓᏙᎵᏍᏔᏅᏎᎢ, ᎠᎴ ᎤᏨᏓᏇ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎠᏓᏙᎵᏍᏓᏁᎲᎢ.
13 Таң атқанда, мухлислирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он иккиләнни таллап, уларни расул дәп атиди.
ᎿᎭᏉᏃ ᎢᎦ ᏄᎵᏍᏔᏅ ᎬᏩᏍᏓᏩᏗᏙᎯ ᏫᏚᏯᏅᎮᎢ; ᎾᏍᎩᏃ ᎬᏩᏍᏓᏩᏗᏙᎯ ᎨᏒ ᏔᎳᏚ ᎢᏯᏂᏛ ᏚᏑᏰᏎᎢ, ᎠᎴ ᎨᏥᏅᏏᏛ ᏚᏬᎡᎢ —
14 Улар: Симон (Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Андирияс; Яқуп вә Юһанна, Филип вә Бартоломай,
ᏌᏩᏂ, ᎾᏍᎩ ᎾᏍᏉ ᏈᏓ ᏚᏬᎡᎢ, ᎡᏂᏗᏃ ᎾᏍᎩᏉ ᎤᏅᏟ. ᏥᎻ ᎠᎴ ᏣᏂ, ᏈᎵᎩ ᎠᎴ ᏆᏙᎳᎻ,
15 Матта вә Томас, Алфайниң оғли Яқуп вә милләтпәрвәр дәп аталған Симон,
ᎹᏚ ᎠᎴ ᏓᎻ, ᏥᎻ ᎡᎵᏈ ᎤᏫᏥ, ᏌᏩᏂᏃ ᏏᎶᏗ ᏣᏃᏎᎰᎢ,
16 Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.
ᏧᏓᏏᏃ ᏥᎻ ᏗᎾᏓᏅᏟ, ᎠᎴ ᏧᏓᏏ ᎢᏍᎦᎳᏗ ᎾᏍᎩ ᎠᏓᎶᏄᎮᏍᎩ ᏥᏄᎵᏍᏔᏁᎢ.
17 Әйса [расуллири] билән тағдин чүшүп, бир түзләңликтә туратти. Шу йәрдә нурғун мухлислири һәмдә пүткүл Йәһудийә өлкисидин вә Йерусалимдин, Тур вә Зидон шәһәрлиригә қарайдиған деңиз бойидики жутлардин топ-топ кишиләр жиғилишти. Улар униң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди.
ᎾᏍᎩᏃ ᎢᏧᎳᎭ ᏧᏂᎦᏐᎠᏒ ᎤᏬᏓᎸ ᎤᎴᏁᎢ. ᎠᎴ ᎤᏂᏣᏘ ᎬᏩᏍᏓᏩᏗᏙᎯ, ᎠᎴ ᎤᏂᏧᏈᏍᏗ ᏴᏫ ᏂᎬᎾᏛ ᏧᏗᏱ ᎠᎴ ᏥᎷᏏᎵᎻ ᏅᏓᏳᏂᎶᏒᎯ, ᎠᎴ ᏔᏯ ᎠᎴ ᏌᏙᏂ ᎠᎺᏉᎯ ᎤᎶᏗ ᏅᏓᏳᏂᎶᏒᎯ, ᎾᏍᎩ ᏧᏂᎷᏤ ᎬᏩᏛᎦᏁᏗᏱ, ᎠᎴ ᏗᎨᏥᏅᏬᏗᏱ ᏚᏂᏢᎬᎢ.
18 Напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти.
ᎠᎴ ᎠᏂᎦᏓᎭ ᏗᏓᏅᏙ ᎬᏩᎾᏕᏯᏙᏗᏕᎩ [ ᎤᏂᎷᏤᎢ ]; ᎠᎴ ᏕᎨᏥᏅᏩᏁᎢ.
19 Бу топ-топ адәмләрниң һәммиси қоллирини униңға тәккүзүвелишқа интиләтти; чүнки күч-қудрәт униң вуҗудидин чиқип уларниң һәммисигә шипалиқ беривататти.
ᏂᎦᏛᏃ ᎤᏂᏣᏘ ᎨᏒ ᎠᎾᏟᏂᎬᏁᎮ ᎬᏩᏒᏂᏍᏗᏱ. ᎾᏍᎩᏰᏃ ᎨᏒ ᏗᏓᎴᎲᏍᎨ ᎤᏓᏅᏬᏗ ᎨᏒ ᎠᎴ ᏚᎾᏗᏫᏍᏗᏍᎨ ᎾᏂᎥᎢ.
20 Шуниң билән у бешини көтирип мухлислириға қарап мундақ деди: — «Мубарәк, әй йоқсуллар! Чүнки Худаниң падишалиғи силәрниңкидур.
ᏚᏌᎳᏓᏁᏃ ᏗᎦᏙᎵ ᏚᎧᎾᏁ ᎬᏩᏍᏓᏩᏗᏙᎯ, ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎢ; ᎣᏏᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᎤᏲ ᎢᏣᏛᎿᎭᏕᎩ; ᎢᏣᏤᎵᏰᏃ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᎬᏫᏳᎯ ᎨᏒᎢ.
21 Мубарәк, әй һазир ач қалғанлар! Чүнки силәр толуқ тоюнисиләр. Мубарәк, әй жиғлаватқанлар! Чүнки күлидиған болисиләр.
ᎣᏏᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᏗᏥᏲᏏᏍᎩ ᎪᎯ ᎨᏒᎢ; ᏙᏓᏦᎸᏏᏰᏃ. ᎣᏏᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᏗᏣᏠᏱᎯ ᎪᎯ ᎨᏒᎢ; ᏛᏥᏰᏥᏰᏃ.
22 Кишиләр Инсаноғлиниң вәҗидин силәрдин нәпрәтләнсә, силәрни өзлиридин чәткә қақса, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, намиңларни рәзил дәп қарғиса, силәргә мубарәк!
ᎣᏏᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᎢᏳᏃ ᏴᏫ ᎨᏥᏂᏆᏘᎮᏍᏗ, ᎠᎴ ᎨᏣᏓᏓᎴᏗᏍᎨᏍᏗ, ᎠᎴ ᎦᎨᏥᏐᏢᏕᏍᏗ, ᎠᎴ ᎠᏂᏍᎦᎩᏳ ᎨᏎᏍᏗ ᏕᏣᏙᎥ ᎪᎱᏍᏗ ᎤᏲ ᎾᏍᎩᏯᎢ, ᏴᏫ ᎤᏪᏥ ᏅᏗᎦᎵᏍᏙᏗᏍᎨᏍᏗ.
23 Шу күни шатлинип тәнтәнә қилип сәкрәңлар. Чүнки мана, әрштә болған инъамиңлар зордур. Чүнки уларниң ата-бовилири [бурунқи] пәйғәмбәрләргиму охшаш ишларни қилған.
ᎢᏣᎵᎮᎵᎨᏍᏗ ᎾᎯᏳ ᎢᎦ, ᎠᎴ ᏕᏣᎵᏔᏕᎨᏍᏗ ᎢᏣᎵᎮᎵᎬᎢ; ᎬᏂᏳᏉᏰᏃ ᎤᏣᏘ ᎡᏣᎫᏴᎡᏗ ᎦᎸᎳᏗ; ᎾᏍᎩᏯᏰᏃ ᏧᏂᏙᏓ ᏂᏚᏅᏁᎴ ᎠᎾᏙᎴᎰᏍᎩ.
24 — Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Чүнки силәр аллиқачан раһәт-парағитиңларға егә болдуңлар!
ᏂᎯᏍᎩᏂ ᏗᏤᎾᎢ ᏥᎩ, ᎤᏲ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ! ᎦᏳᎳᏰᏃ ᎢᏥᎭ ᎢᏥᎦᎵᏍᏓᏗᏍᎩ.
25 Һалиңларға вай, әй қарни тоюнғанлар! Чүнки силәр ач қалисиләр. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Чүнки һаза тутуп жиғлайсиләр.
ᎤᏲᎢᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᏗᏦᎸᏒᎯ! ᏙᏛᏥᏲᏏᏌᏂᏰᏃ. ᎤᏲᎢᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᎢᏥᏰᏣᏍᎩ ᏥᎩ ᎪᎯ! ᎤᏲᏰᏃ ᎢᏣᏓᏅᏔᏩᏕᎨᏍᏗ ᎠᎴ ᏕᏣᏠᏱᎮᏍᏗ.
26 Һәммәйлән силәрни яхши дегәндә, һалиңларға вай! Чүнки уларниң ата-бовилириму [бурунқи] сахта пәйғәмбәрләргә шундақ қилған».
ᎤᏲᎢᏳ ᎢᏣᎵᏍᏓᏁᏗ ᎾᎯᏳ ᏂᎦᏗᏳ ᏴᏫ ᎣᏏᏳ ᎨᏥᏃᎮᏍᎨᏍᏗ! ᎾᏍᎩᏯᏰᏃ ᏧᏂᎦᏴᎵᎨ ᏂᏚᏂᎸᏉᏕ ᎤᎾᏠᎾᏍᏗ ᎠᎾᏙᎴᎰᏍᎩ.
27 — Бирақ маңа қулақ салған силәргә шуни ейтип қояйки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар; силәргә өч болғанларға яхшилиқ қилиңлар.
ᎠᏎᏃ ᎯᎠ ᏂᏨᏪᏎᎭ ᏂᎯ ᏥᏍᎩᏯᏛᎦᏁᎭ; ᏕᏥᎨᏳᏎᏍᏗ ᎨᏥᏍᎦᎩ, ᎣᏍᏛ ᏂᏕᏣᏛᏁᎮᏍᏗ ᎨᏥᏂᏆᏘᎯ,
28 Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар; силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар.
ᎣᏍᏛ ᏕᏥᏁᏤᎮᏍᏗ ᎨᏥᏍᎩᏅᏗᏍᎩ, ᎠᎴ ᎢᏣᏓᏙᎵᏍᏗᏍᎨᏍᏗ ᎨᏥᏙᎵᏍᏗᏱ ᎦᎨᏥᏐᏢᏗᏍᎩ.
29 Бириси мәңзиңгә урса, иккинчи мәңзиңниму тутуп бәр; бириси чапиниңни еливалимән десә, көйнигиңниму айимай бәргин.
ᎩᎶᏃ ᎯᎪᏆᎵᎢ ᎢᏨᏂᎮᏍᏗ ᏐᎢᏱ ᎾᏍᏉ ᎯᏯᎵᏍᎪᎸᏓᏁᎮᏍᏗ; ᎩᎶᏃ ᎤᏛᏃᎯ ᏣᎾᎡᎮᏍᏗ, ᎾᏍᏉ ᎭᏫᏂ ᏣᏄᏬ ᏞᏍᏗ ᎯᎨᏳᏔᏅᎩ.
30 Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин. Бириси сениң бирәр нәрсәңни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни сорима.
ᎾᏂᎥ ᎨᏣᏔᏲᏎᎯ ᏕᎯᏁᎮᏍᏗ; ᎪᎱᏍᏗᏃ ᏣᎾᎥ ᏣᎩᎡᎯ ᏞᏍᏗ ᎯᏔᏲᏎᎸᎩ.
31 Башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар.
ᎾᏍᎩᏯᏃ ᏄᏍᏛ ᎢᏣᏚᎵᏍᎬ ᎢᎨᏣᏛᏁᏗᏱ ᏴᏫ, ᎾᏍᎩᏯ ᎾᏍᏉ ᏂᏕᏣᏛᏁᎮᏍᏗ.
32 Әгәр силәр өзүңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, ундақда силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу.
ᎢᏳᏰᏃ ᎨᏥᎨᏳᎯᏉ [ ᎤᏅᏒ ] ᏱᏗᏥᎨᏳᎭ, ᎦᏙ ᎢᏥᎭ ᎦᏰᏣᎵᎡᎵᏤᏗ ᎨᏒᎢ? ᎠᏂᏍᎦᎾᏰᏃ ᎾᏍᏉ ᏚᏂᎨᏳᏐ ᎬᏩᏂᎨᏳᎯ.
33 Әгәр силәр өзүңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу!
ᎢᏳ ᎠᎴ ᎣᏍᏛ ᏱᏂᏗᏣᏛᏁᎭ ᎣᏍᏛ ᎢᎨᏣᏛᏁᎯ, ᎦᏙ ᎢᏥᎭ ᎦᏰᏣᎵᎡᎵᏤᏗ ᎨᏒᎢ? ᎠᏂᏍᎦᎾᏰᏃ ᎾᏍᏉ ᎾᏍᎩᏯ ᎾᎾᏛᏁᎰᎢ.
34 Әгәр силәр қәризни «чоқум қайтуруп бериду» дәп ойлиғанларға бәрсәңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму әйнән қайтуруп алимиз дәп башқа гунакарларға қәриз беридиғу!
ᎢᏳ ᎠᎴ ᏛᎪᎩᏁᎵ ᏗᏤᎵᏎᎯ ᏱᏗᏣᏙᎳᏍᏗᎭ; ᎦᏙ ᎢᏥᎭ ᎦᏰᏣᎵᎡᎵᏤᏗ ᎨᏒᎢ? ᎠᏂᏍᎦᎾᏰᏃ ᎾᏍᏉ ᎠᏂᏍᎦᎾ ᏓᎾᏙᎳᏍᏗᏍᎪᎢ, ᎾᏍᎩ ᎢᎦᎢ ᏔᎵᏁ ᎥᎨᏥᏁᏗᏱ.
35 Лекин силәр болсаңлар, дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, яхшилиқ қилиңлар, башқиларға өтнә бериңлар вә «Улар бизгә бернемә қайтуриду» дәп ойлимаңлар. Шу чағда, инъамиңлар зор болиду вә силәр Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр. Чүнки у тузкорларға вә рәзилләргиму меһриванлиқ қилиду.
ᏂᎯᏍᎩᏂ ᏕᏥᎨᏳᏎᏍᏗ ᎨᏥᏍᎦᎩ, ᎠᎴ ᎣᏍᏛ ᏕᏥᎸᏫᏍᏓᎡᎮᏍᏗ, ᎠᎴ ᎢᏣᏓᏙᎳᏍᏗᏍᎨᏍᏗ ᎤᏚᎩ ᏂᏨᏒᎾ ᎥᎡᏥᏂᏗᏱ ᎪᎱᏍᏗ; ᎤᏣᏘᏃ ᎡᏣᎫᏴᎡᏗ ᎨᏎᏍᏗ, ᏩᏍᏛᏃ ᎦᎸᎳᏗᏳ ᎡᎯ ᏧᏪᏥ ᎨᏎᏍᏗ ᏂᎯ; ᎾᏍᎩᏰᏃ ᎣᏍᏛ ᏂᏓᏛᏁᎰ ᏄᎾᎵᎮᎵᏣᏛᎾ ᎠᎴ ᎤᏂᏲᎢ.
36 Атаңлар меһриван болғинидәк силәрму меһриван болуңлар.
ᎾᏍᎩ ᎢᏳᏍᏗ ᎢᏣᏓᏙᎵᏣᏘᏳ ᎨᏎᏍᏗ, ᎾᏍᎩᏯ ᎢᏥᏙᏓ ᎾᏍᏉ ᎤᏓᏙᎵᏣᏗᏳ ᏥᎩ.
37 — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса, силәр [Худаниң] һөкүмигә учрайсиләр. Башқиларни гунаға бекитмәңлар вә силәрму гунаға бекитилмәйсиләр. Башқиларни кәчүрүңлар вә силәрму кәчүрүм қилинисиләр.
ᏞᏍᏗ ᎢᏣᏓᎳᏫᏎᎸᎩ, ᏂᎯᏃ ᎥᏝ ᏴᎦᏰᏥᎳᏫᏏ; ᏞᏍᏗ ᏗᏣᏓᏚᎪᏓᏁᎸᎩ, ᏂᎯᏃ ᎥᏝ ᏱᏙᎦᏰᏧᎪᏓᏏ; ᏕᏥᏙᎵᎨᏍᏗ ᎨᏥᏍᎦᏅᏤᎯ, ᏂᎯᏃ ᎠᏎ ᎡᏥᏙᎵᏍᏗ ᎨᏎᏍᏗ;
38 Бериңлар вә силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қойнуңларға төкүп берилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду.
ᎢᏣᏓᏁᎮᏍᏗ, ᏂᎯᏃ ᎠᏎ ᎡᏥᏁᏗ ᎨᏎᏍᏗ; ᎣᏍᏛ ᎠᏟᎶᏛ, ᎠᏍᏓᏲᏔᏅᎯ, ᎠᎴ ᎠᏖᎸᏅᎯ, ᎠᎴ ᎬᏤᏬᎩ, ᎨᏥᏁᏗ ᎨᏎᏍᏗ ᏴᏫ ᏕᏣᏓᏠᎲᎢ. ᏄᏍᏛᏰᏃ ᎢᏣᏓᏟᎶᎡᎸ ᎾᏍᎩᏯ ᎾᏍᏉ ᎡᏣᏟᎶᎡᏗ ᎨᏎᏍᏗ;
39 Андин у уларға тәмсил ейтип мундақ деди: — Қариғу қариғуни йетиләп маңаламду? Ундақ қилса, һәр иккиси орәккә чүшүп кәтмәмду?
ᎯᎠᏃ ᏄᏪᏎ ᏚᏟᎶᏍᏓᏁᎴᎢ; ᏥᎪᏗᎨᏫ ᏰᎵᏉ ᏯᏘᏄᎦ ᏗᎨᏫ? ᏝᏍᎪ ᎢᏧᎳ ᎠᏔᎴᏒ ᏱᏙᎬᏂᎸᎩ?
40 Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду.
ᏗᏕᎶᏆᏍᎩ ᎥᏝ ᎤᏟ ᏱᎾᏥᎸᏉᏙ ᎡᏍᎦᏉ ᏧᏪᏲᎲᏍᎩ; ᎾᏂᎥᏍᎩᏂ ᎤᏂᏍᏆᏛᎯ ᏧᏁᏲᎲᏍᎩ ᏄᏍᏛ ᎾᏍᎩᏯ ᎨᏎᏍᏗ.
41 Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!
ᎠᎴ ᎦᏙᏃ ᎢᎯᎪᏩᏘᏍᎪ ᎤᏢᏓᎸᏛ ᎤᎦᏑᎲᎢ ᏗᏍᏓᏓᏅᏟ, ᏁᎵᏍᎬᎾᏃ ᎢᎨᏐ ᎤᏃᏍᏛ ᎠᏓ ᏨᏒ ᏣᎦᏑᎲᎢ?
42 Сән қандақму өз көзүңдә турған лимни көрмәй туруп бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән?! Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән.
ᎠᎴ ᎦᏙ ᏱᎦᎵᏍᏙᏓ ᎯᎠ ᏱᏂᏪᏏ ᏗᏍᏓᏓᏅᏟ; ᏗᎾᏓᏅᏟ ᎬᎸᏏ ᎤᏢᏓᎸᏛ ᏣᎦᏑᎲᎢ, ᏨᏒᏃ ᏂᎪᏩᏘᏍᎬᎾ ᎤᏃᏍᏛ ᎠᏓ ᏨᏒ ᏣᎦᏑᎲᎢ? ᏣᏠᎾᏍᏗ! ᎢᎬᏱ ᎯᎸ ᎤᏃᏍᏛ ᎠᏓ ᏨᏒ ᏣᎦᏑᎲᎢ, ᎿᎭᏉᏃ ᎬᏂᎨᏒᎢᏳ ᏣᎪᏩᏛᏗᏱ ᎨᏎᏍᏗ ᎯᎸᎡᏗᏱ ᎤᏢᏓᎸᏛ ᏗᏍᏓᏓᏅᏟ ᎤᎦᏑᎲᎢ.
43 Чүнки һеч қандақ яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, һеч қандақ яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду.
ᎣᏍᏛᏰᏃ ᏡᎬ ᎥᏝ ᎤᏲ ᏯᏓᏛᏍᎪᎢ; ᎠᎴ ᎤᏲ ᏡᎬ ᎥᏝ ᎣᏍᏛ ᏯᏓᏛᏍᎪᎢ.
44 Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Чүнки тикәндин әнҗирни үзгили болмас, янтақтин үзүм үзгили болмас.
ᏡᎬᏰᏃ ᎪᎵᏍᏙᏗ ᎨᏐ ᏄᏍᏛ ᎤᏩᏒ ᎠᏓᏛᏍᎬᎢ; ᏥᏍᏚᏂᎩᏍᏗᎯᏰᏃ ᎥᏝ ᏒᎦᏔ-ᎢᏳᎾᏍᏗ ᏱᏓᎾᏕᏍᎪ ᏴᏫ, ᎠᎴ ᎠᏄᎦᎸᎯ ᎥᏝ ᏖᎸᎳᏗ ᏱᏓᎾᏕᏍᎪᎢ.
45 Яхши адәм қәлбидики яхшилиқ ғәзнисидин яхшилиқ чиқириду; рәзил адәм қәлбидики рәзиллик ғәзнисидин рәзилликни чиқириду. Чүнки қәлб немигә толдурулған болса, еғиздин шу чиқиду.
ᎣᏍᏛ ᏴᏫ ᎣᏍᏛ ᎤᏍᏆᏂᎪᏛ ᎤᎾᏫᏱ ᎣᏍᏛ ᎨᏒ ᎦᎾᏄᎪᏫᏍᎪᎢ; ᎤᏲᏃ ᏴᏫ ᎤᏲ ᎤᏍᏆᏂᎪᏛ ᎤᎾᏫᏱ ᎤᏲ ᎨᏒ ᎦᎾᏄᎪᏫᏍᎪᎢ; ᎤᏣᏛᏰᏃ ᎤᎾᏫ ᎤᏪᎲ ᎠᎰᎵ ᎧᏁᎪᎢ.
46 — Силәр немишкә мени «Рәб! Рәб!» дәйсиләр-ю, бирақ силәргә ейтқанлиримға әмәл қилмайсиләр?
ᎠᎴ ᎦᏙᏃ ᏣᎬᏫᏳᎯ, ᏣᎬᏫᏳᎯ, ᎢᏍᎩᏲᏎᎰᎢ, ᏂᏥᏪᏍᎬᏃ ᏂᏣᏛᏁᎲᎾ ᎢᎨᏐᎢ?
47 Әмисә, мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилған һәр кимниң кимгә охшиғанлиғини силәргә көрситип берәй.
ᎩᎶ ᎠᎩᎷᏤᎮᏍᏗ, ᎠᎴ ᎠᏛᎩᏍᎨᏍᏗ ᏂᏥᏪᏍᎬᎢ, ᎠᎴ ᎾᏍᎩ ᎾᏛᏁᎮᏍᏗ, ᏓᏨᎾᏄᎪᏫᏎᎵ ᏓᏤᎸ ᎾᏍᎩ;
48 У худди чоңқур колап, улини қорам ташниң үстигә селип өй салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, су еқими у өйниң үстигә зәрб билән урулғини билән, уни мидир-сидир қилалмиди, чүнки у пухта селинған.
ᎠᏍᎦᏯ ᏓᏤᎸ ᎾᏍᎩ Ꮎ ᏧᏁᏍᎨᎮᎢ, ᎠᎴ ᎭᏫᏂ ᏧᏍᎪᏎᎢ, ᎠᎴ ᎦᎫᏍᏛᏗ ᏅᏲᎯ ᏧᏝᏁᎢ; ᎤᏃᎱᎦᏅᏃ ᎡᏉᏂ ᎾᎿᎭᎠᏓᏁᎸ ᎠᏍᏓᏱᏳ ᎬᏂᎵᎯᎮᎢ, ᎠᎴ ᎥᏝ ᎬᏩᏖᎸᏗ ᏱᎨᏎᎢ; ᏅᏲᎯᏰᏃ ᎦᎧᎮᎢ.
49 Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған киши болса, қуруқ йәрниң үстигә улсиз өй салған кишигә охшайду. [Кәлкүн] еқими шу өйниң үстигә урулуши билән у өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!
ᎾᏍᎩᏍᎩᏂ Ꮎ ᎤᏛᎦᏅᎯ, ᏄᏛᏁᎸᎾᏃ, ᎾᏍᎩ ᎠᏍᎦᏯ ᏓᏤᎸ ᏂᏚᎫᏍᏓᎥᎾ ᎦᏙᎯᏉ ᎠᏓᏁᎸ ᏧᏁᏍᎨᎮᎢ; ᎡᏉᏂᏃ ᎾᎿᎭᎤᎵᏂᎩᏗᏳ ᎬᏂᎵᎯᎮᎢ, ᎩᎳᏉᏃ ᎢᏴᏛ ᎤᏪᏇᏴᏎᎢ; ᎤᏍᎦᏎᏗᏳᏃ ᏄᎵᏍᏔᏁ ᎤᏲᏨ ᎾᏍᎩ ᎠᏓᏁᎸᎢ.

< Луқа 6 >