Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Luke Chapter 6 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Luke/6 1) Иккинчи «муһим шабат күни», у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири башақларни үзүвелип, алиқинида угулап йәватататти. 2) Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға: — Силәр немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр? — дейишти. 3) Әйса уларға җававән: — Силәр һәтта Давут [пәйғәмбәр] вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр? 4) Демәк, у Худаниң өйигә кирип, [Худаға] аталған, [Тәвратта] каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни [сорап] елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән — дәп җавап бәрди. 5) Ахирида у уларға: — Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди. 6) Йәнә бир шабат күни шундақ болдики, у синагогқа кирип тәлим беривататти. Синагогта оң қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди. 7) Әнди Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти. 8) Бирақ Әйса уларниң көңлидикини билип, қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин тур, оттуриға чиққин! — девиди, һелиқи адәм орнидин қопуп шу йәрдә турди. 9) Андин Әйса уларға: — Силәрдин сорап бақайчу, Тәвратқа уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки җанға замин болушму? — дәп сориди. 10) Әтрапидикиләрниң һәммисигә нәзәр салғандин кейин, у һелиқи адәмгә: — Қолуңни узат, — деди. У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди. 11) Лекин улар ғәзәптин һошини йоқитип, Әйсаға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәслиһәтлишишкә башлиди. 12) Шу күнләрдә шундақ болдики, у дуа қилишқа таққа чиқти вә у йәрдә Худаға кечичә дуа қилди. 13) Таң атқанда, мухлислирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он иккиләнни таллап, уларни расул дәп атиди. 14) Улар: Симон (Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Андирияс; Яқуп вә Юһанна, Филип вә Бартоломай, 15) Матта вә Томас, Алфайниң оғли Яқуп вә милләтпәрвәр дәп аталған Симон, 16) Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди. 17) Әйса [расуллири] билән тағдин чүшүп, бир түзләңликтә туратти. Шу йәрдә нурғун мухлислири һәмдә пүткүл Йәһудийә өлкисидин вә Йерусалимдин, Тур вә Зидон шәһәрлиригә қарайдиған деңиз бойидики жутлардин топ-топ кишиләр жиғилишти. Улар униң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди. 18) Напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти. 19) Бу топ-топ адәмләрниң һәммиси қоллирини униңға тәккүзүвелишқа интиләтти; чүнки күч-қудрәт униң вуҗудидин чиқип уларниң һәммисигә шипалиқ беривататти. 20) Шуниң билән у бешини көтирип мухлислириға қарап мундақ деди: — «Мубарәк, әй йоқсуллар! Чүнки Худаниң падишалиғи силәрниңкидур. 21) Мубарәк, әй һазир ач қалғанлар! Чүнки силәр толуқ тоюнисиләр. Мубарәк, әй жиғлаватқанлар! Чүнки күлидиған болисиләр. 22) Кишиләр Инсаноғлиниң вәҗидин силәрдин нәпрәтләнсә, силәрни өзлиридин чәткә қақса, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, намиңларни рәзил дәп қарғиса, силәргә мубарәк! 23) Шу күни шатлинип тәнтәнә қилип сәкрәңлар. Чүнки мана, әрштә болған инъамиңлар зордур. Чүнки уларниң ата-бовилири [бурунқи] пәйғәмбәрләргиму охшаш ишларни қилған. 24) — Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Чүнки силәр аллиқачан раһәт-парағитиңларға егә болдуңлар! 25) Һалиңларға вай, әй қарни тоюнғанлар! Чүнки силәр ач қалисиләр. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Чүнки һаза тутуп жиғлайсиләр. 26) Һәммәйлән силәрни яхши дегәндә, һалиңларға вай! Чүнки уларниң ата-бовилириму [бурунқи] сахта пәйғәмбәрләргә шундақ қилған». 27) — Бирақ маңа қулақ салған силәргә шуни ейтип қояйки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар; силәргә өч болғанларға яхшилиқ қилиңлар. 28) Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар; силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар. 29) Бириси мәңзиңгә урса, иккинчи мәңзиңниму тутуп бәр; бириси чапиниңни еливалимән десә, көйнигиңниму айимай бәргин. 30) Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин. Бириси сениң бирәр нәрсәңни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни сорима. 31) Башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. 32) Әгәр силәр өзүңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, ундақда силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу. 33) Әгәр силәр өзүңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу! 34) Әгәр силәр қәризни «чоқум қайтуруп бериду» дәп ойлиғанларға бәрсәңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму әйнән қайтуруп алимиз дәп башқа гунакарларға қәриз беридиғу! 35) Лекин силәр болсаңлар, дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, яхшилиқ қилиңлар, башқиларға өтнә бериңлар вә «Улар бизгә бернемә қайтуриду» дәп ойлимаңлар. Шу чағда, инъамиңлар зор болиду вә силәр Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр. Чүнки у тузкорларға вә рәзилләргиму меһриванлиқ қилиду. 36) Атаңлар меһриван болғинидәк силәрму меһриван болуңлар. 37) — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса, силәр [Худаниң] һөкүмигә учрайсиләр. Башқиларни гунаға бекитмәңлар вә силәрму гунаға бекитилмәйсиләр. Башқиларни кәчүрүңлар вә силәрму кәчүрүм қилинисиләр. 38) Бериңлар вә силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қойнуңларға төкүп берилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду. 39) Андин у уларға тәмсил ейтип мундақ деди: — Қариғу қариғуни йетиләп маңаламду? Ундақ қилса, һәр иккиси орәккә чүшүп кәтмәмду? 40) Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду. 41) Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?! 42) Сән қандақму өз көзүңдә турған лимни көрмәй туруп бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән?! Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән. 43) Чүнки һеч қандақ яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, һеч қандақ яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду. 44) Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Чүнки тикәндин әнҗирни үзгили болмас, янтақтин үзүм үзгили болмас. 45) Яхши адәм қәлбидики яхшилиқ ғәзнисидин яхшилиқ чиқириду; рәзил адәм қәлбидики рәзиллик ғәзнисидин рәзилликни чиқириду. Чүнки қәлб немигә толдурулған болса, еғиздин шу чиқиду. 46) — Силәр немишкә мени «Рәб! Рәб!» дәйсиләр-ю, бирақ силәргә ейтқанлиримға әмәл қилмайсиләр? 47) Әмисә, мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилған һәр кимниң кимгә охшиғанлиғини силәргә көрситип берәй. 48) У худди чоңқур колап, улини қорам ташниң үстигә селип өй салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, су еқими у өйниң үстигә зәрб билән урулғини билән, уни мидир-сидир қилалмиди, чүнки у пухта селинған. 49) Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған киши болса, қуруқ йәрниң үстигә улсиз өй салған кишигә охшайду. [Кәлкүн] еқими шу өйниң үстигә урулуши билән у өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди! Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!