< Йәһуда 1 >

1 Әйса Мәсиһниң қули, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин чақирилғанларға, йәни ХудаАтимиз тәрипидин сөйүлгән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдилип кәлгәнләргә салам.
yīśukhrīṣṭasya dāso yākūbo bhrātā yihūdāstāteneśvareṇa pavitrīkṛtān yīśukhrīṣṭena rakṣitāṁścāhūtān lokān prati patraṁ likhati|
2 Силәргә рәһимдиллик, аманлиқ-хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәт һәссиләп ата қилинғай!
kṛpā śāntiḥ prema ca bāhulyarūpeṇa yuṣmāsvadhitiṣṭhatu|
3 И сөйүмлүклирим, мән әсли силәргә ортақ бәһримән болуватқан ниҗатимиз тоғрисида хәт йезишқа зор иштияқим болсиму, лекин һазир буниң орниға силәрни муқәддәс бәндиләргә бир йолила аманәт қилинған етиқатни қолуңлардин бәрмәсликкә җиддий күрәш қилишқа җекиләп ушбу хәтни язмисам болмиди.
he priyāḥ, sādhāraṇaparitrāṇamadhi yuṣmān prati lekhituṁ mama bahuyatne jāte pūrvvakāle pavitralokeṣu samarpito yo dharmmastadarthaṁ yūyaṁ prāṇavyayenāpi saceṣṭā bhavateti vinayārthaṁ yuṣmān prati patralekhanamāvaśyakam amanye|
4 Чүнки мәлум кишиләр — ихлассиз адәмләр, хелә бурунла муну сораққа тартилишқа пүтүлгәнләр араңларға суқунуп киривалған. Улар Худаниң меһри-шәпқитини бузуқлуқ қилишниң банисиға айландурувалған, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин танған адәмләрдур.
yasmād etadrūpadaṇḍaprāptaye pūrvvaṁ likhitāḥ kecijjanā asmān upasṛptavantaḥ, te 'dhārmmikalokā asmākam īśvarasyānugrahaṁ dhvajīkṛtya lampaṭatām ācaranti, advitīyo 'dhipati ryo 'smākaṁ prabhu ryīśukhrīṣṭastaṁ nāṅgīkurvvanti|
5 Шуниң үчүн мән силәргә шуни есиңларға қайтидин селишни халаймәнки (гәрчә силәр бурун һәммә ишлардин хәвәрләндүрүлгән болсаңларму), бурун Рәб [Өзи үчүн] бир хәлиқни Мисирдин қутқузған болсиму, уларниң ичидики [Өзигә] ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди.
tasmād yūyaṁ purā yad avagatāstat puna ryuṣmān smārayitum icchāmi, phalataḥ prabhurekakṛtvaḥ svaprajā misaradeśād udadhāra yat tataḥ param aviśvāsino vyanāśayat|
6 [Вә силәр шуниму билисиләрки], әслидики орнида турмай, өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрни Рәб улуқ [қиямәт] күниниң сориғиғичә мәңгү кишәнләп мудһиш қараңғулуқта солап сақлимақта. (aïdios g126)
ye ca svargadūtāḥ svīyakartṛtvapade na sthitvā svavāsasthānaṁ parityaktavantastān sa mahādinasya vicārārtham andhakāramaye 'dhaḥsthāne sadāsthāyibhi rbandhanairabadhnāt| (aïdios g126)
7 Содом вә Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрләрдикиләрму шу охшаш йолда, йәни шу [пәриштиләргә] охшаш учиға чиққан бузуқчилиққа вә ғәйрий шәһвәтләргә берилип кәткән, [кейинки дәвирләр] уларниң ақивитидин ибрәт алсун үчүн мәңгүлүк от җазасиға өрнәк қилинип көйдүрүлгән. (aiōnios g166)
aparaṁ sidomam amorā tannikaṭasthanagarāṇi caiteṣāṁ nivāsinastatsamarūpaṁ vyabhicāraṁ kṛtavanto viṣamamaithunasya ceṣṭayā vipathaṁ gatavantaśca tasmāt tānyapi dṛṣṭāntasvarūpāṇi bhūtvā sadātanavahninā daṇḍaṁ bhuñjate| (aiōnios g166)
8 Лекин мошу «чүш көргүчиләр» шу охшаш йол билән адәмләрниң тәнлириниму булғимақта, улар һоқуқ егилиригә сәл қариғучилардин болуп, [әрштики] улуқларғиму һақарәт қилишмақта.
tathaiveme svapnācāriṇo'pi svaśarīrāṇi kalaṅkayanti rājādhīnatāṁ na svīkurvvantyuccapadasthān nindanti ca|
9 Лекин һәтта баш пәриштә Микаилму Мусаниң җәсити тоғрисида Иблис билән музакирә қилип талаш-тартиш қилғанда, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмиған, пәқәт «Саңа Пәрвәрдигарниң Өзи тәнбиһ бәрсун» дәпла қойған.
kintu pradhānadivyadūto mīkhāyelo yadā mūsaso dehe śayatānena vivadamānaḥ samabhāṣata tadā tisman nindārūpaṁ daṇḍaṁ samarpayituṁ sāhasaṁ na kṛtvākathayat prabhustvāṁ bhartsayatāṁ|
10 Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Бирақ улар һәтта әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң инкаслири бойичә чүшәнгиничә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду.
kintvime yanna budhyante tannindanti yacca nirbbodhapaśava ivendriyairavagacchanti tena naśyanti|
11 Буларниң һалиға вай! Чүнки улар Қабилниң йоли билән маңди, мал-мүлүкни дәп Балаамниң азған йолиға өзини атти вә улар Кораһниң асийлиқ қилғиниға [охшаш] ахир һалак болиду.
tān dhik, te kābilo mārge caranti pāritoṣikasyāśāto biliyamo bhrāntimanudhāvanti korahasya durmmukhatvena vinaśyanti ca|
12 Улар меһир-муһәббәтни тәбрикләш зияпәтлириңларға һеч тартинмай силәр билән биллә дахил болидиған, өзлиринила бақидиған хәтәрлик хада ташлардур. Улар шамаллардин һайдилип кәлгән ямғурсиз булут, йилтизидин қомуруп ташланған, кәч күздики мевисиз дәрәқләр, икки қетим өлгәнләр!
yuṣmākaṁ premabhojyeṣu te vighnajanakā bhavanti, ātmambharayaśca bhūtvā nirlajjayā yuṣmābhiḥ sārddhaṁ bhuñjate| te vāyubhiścālitā nistoyameghā hemantakālikā niṣphalā dvi rmṛtā unmūlitā vṛkṣāḥ,
13 Улар деңизниң давалғуватқан, бужғунлуқ долқунлири, улар өз шәрмәндичилигини қусмақта; улар езип кәткән юлтузлар болуп, уларға мәңгүлүк қап қараңғулуқниң зулмити һазирлап қоюлғандур. (aiōn g165)
svakīyalajjāpheṇodvamakāḥ pracaṇḍāḥ sāmudrataraṅgāḥ sadākālaṁ yāvat ghoratimirabhāgīni bhramaṇakārīṇi nakṣatrāṇi ca bhavanti| (aiōn g165)
14 Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанох бу кишиләр тоғрисида мундақ бешарәт бәргән: — «Мана, Рәб түмәнмиңлиған муқәддәслири билән келиду,
ādamataḥ saptamaḥ puruṣo yo hanokaḥ sa tānuddiśya bhaviṣyadvākyamidaṁ kathitavān, yathā, paśya svakīyapuṇyānām ayutai rveṣṭitaḥ prabhuḥ|
15 У пүткүл инсанларни сорақ қилип, барлиқ ихлассизларниң ихлассизларчә жүргүзгән барлиқ ихлассизлиқлириға асасән, шундақла ихлассиз гунакарларниң Өзини һақарәтлигән барлиқ әсәбий сөзлиригә асасән уларни әйипкә буйруйду».
sarvvān prati vicārājñāsādhanāyāgamiṣyati| tadā cādhārmmikāḥ sarvve jātā yairaparādhinaḥ| vidharmmakarmmaṇāṁ teṣāṁ sarvveṣāmeva kāraṇāt| tathā tadvaiparītyenāpyadharmmācāripāpināṁ| uktakaṭhoravākyānāṁ sarvveṣāmapi kāraṇāt| parameśena doṣitvaṁ teṣāṁ prakāśayiṣyate||
16 Бу кишиләр һаман ғотулдап, ағринип жүриду, өз һәвәслириниң кәйнигә кириду; ағзида йоғанчилиқ қилиду, өз мәнпәитини көзләп башқиларға хушамәтчилик қилиду.
te vākkalahakāriṇaḥ svabhāgyanindakāḥ svecchācāriṇo darpavādimukhaviśiṣṭā lābhārthaṁ manuṣyastāvakāśca santi|
17 Лекин, и сөйүмлүклирим, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң расуллириниң алдин-ала ейтқан сөзлирини есиңларда тутуңларки,
kintu he priyatamāḥ, asmākaṁ prabho ryīśukhrīṣṭasya preritai ryad vākyaṁ pūrvvaṁ yuṣmabhyaṁ kathitaṁ tat smarata,
18 улар силәргә: «Ахир заманда, өзиниң ихлассиз һәвәслириниң кәйнигә кирип, мазақ қилғучилар мәйданға чиқиду» дегән еди.
phalataḥ śeṣasamaye svecchāto 'dharmmācāriṇo nindakā upasthāsyantīti|
19 Мошундақ кишиләр бөлгүнчилик пәйда қилидиған, өз тәбиитигә әгәшкән, Роһқа егә болмиған адәмләрдур.
ete lokāḥ svān pṛthak kurvvantaḥ sāṁsārikā ātmahīnāśca santi|
20 Лекин силәр, и сөйүмлүклирим, әң муқәддәс болған етиқатиңларни һул қилип, өзүңларни қуруп чиқиңлар, Муқәддәс Роһта дуа қилип,
kintu he priyatamāḥ, yūyaṁ sveṣām atipavitraviśvāse nicīyamānāḥ pavitreṇātmanā prārthanāṁ kurvvanta
21 адәмни мәңгүлүк һаятқа елип баридиған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини тәлмүрүп күтүп, өзүңларни Худаниң меһир-муһәббити ичидә тутуңлар. (aiōnios g166)
īśvarasya premnā svān rakṣata, anantajīvanāya cāsmākaṁ prabho ryīśukhrīṣṭasya kṛpāṁ pratīkṣadhvaṁ| (aiōnios g166)
22 Иккилинип қалғанларға рәһим қилиңлар;
aparaṁ yūyaṁ vivicya kāṁścid anukampadhvaṁ
23 бәзиләрни от ичидин жулувелип қутулдурувелиңлар; бәзиләргә һәтта әтлиридин ниҗасәт чүшүп булғанған кийим-кечигигиму нәпрәтләнгән һалда қорқунуч ичидә рәһим қилиңлар.
kāṁścid agnita uddhṛtya bhayaṁ pradarśya rakṣata, śārīrikabhāvena kalaṅkitaṁ vastramapi ṛtīyadhvaṁ|
24 Амма силәрни йолда тейилип кетиштин сақлап, ечилип-йейилип Өзиниң шәрәплик һозурида әйипсиз турғузушқа Қадир Болғучиға, йәни Қутқузғучимиз бирдин-бир Худаға Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп,
aparañca yuṣmān skhalanād rakṣitum ullāsena svīyatejasaḥ sākṣāt nirddoṣān sthāpayituñca samartho
25 һәйвәт-улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ әзәлдин бурун, һазирму та барлиқ заманларғичә болғай! Амин! (aiōn g165)
yo 'smākam advitīyastrāṇakarttā sarvvajña īśvarastasya gauravaṁ mahimā parākramaḥ kartṛtvañcedānīm anantakālaṁ yāvad bhūyāt| āmen| (aiōn g165)

< Йәһуда 1 >