Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Jude Chapter 1 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Jude/1 1) Әйса Мәсиһниң қули, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин чақирилғанларға, йәни ХудаАтимиз тәрипидин сөйүлгән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдилип кәлгәнләргә салам. 2) Силәргә рәһимдиллик, аманлиқ-хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәт һәссиләп ата қилинғай! 3) И сөйүмлүклирим, мән әсли силәргә ортақ бәһримән болуватқан ниҗатимиз тоғрисида хәт йезишқа зор иштияқим болсиму, лекин һазир буниң орниға силәрни муқәддәс бәндиләргә бир йолила аманәт қилинған етиқатни қолуңлардин бәрмәсликкә җиддий күрәш қилишқа җекиләп ушбу хәтни язмисам болмиди. 4) Чүнки мәлум кишиләр — ихлассиз адәмләр, хелә бурунла муну сораққа тартилишқа пүтүлгәнләр араңларға суқунуп киривалған. Улар Худаниң меһри-шәпқитини бузуқлуқ қилишниң банисиға айландурувалған, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин танған адәмләрдур. 5) Шуниң үчүн мән силәргә шуни есиңларға қайтидин селишни халаймәнки (гәрчә силәр бурун һәммә ишлардин хәвәрләндүрүлгән болсаңларму), бурун Рәб [Өзи үчүн] бир хәлиқни Мисирдин қутқузған болсиму, уларниң ичидики [Өзигә] ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди. 6) [Вә силәр шуниму билисиләрки], әслидики орнида турмай, өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрни Рәб улуқ [қиямәт] күниниң сориғиғичә мәңгү кишәнләп мудһиш қараңғулуқта солап сақлимақта. (aïdios g126) 7) Содом вә Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрләрдикиләрму шу охшаш йолда, йәни шу [пәриштиләргә] охшаш учиға чиққан бузуқчилиққа вә ғәйрий шәһвәтләргә берилип кәткән, [кейинки дәвирләр] уларниң ақивитидин ибрәт алсун үчүн мәңгүлүк от җазасиға өрнәк қилинип көйдүрүлгән. (aiōnios g166) 8) Лекин мошу «чүш көргүчиләр» шу охшаш йол билән адәмләрниң тәнлириниму булғимақта, улар һоқуқ егилиригә сәл қариғучилардин болуп, [әрштики] улуқларғиму һақарәт қилишмақта. 9) Лекин һәтта баш пәриштә Микаилму Мусаниң җәсити тоғрисида Иблис билән музакирә қилип талаш-тартиш қилғанда, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмиған, пәқәт «Саңа Пәрвәрдигарниң Өзи тәнбиһ бәрсун» дәпла қойған. 10) Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Бирақ улар һәтта әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң инкаслири бойичә чүшәнгиничә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду. 11) Буларниң һалиға вай! Чүнки улар Қабилниң йоли билән маңди, мал-мүлүкни дәп Балаамниң азған йолиға өзини атти вә улар Кораһниң асийлиқ қилғиниға [охшаш] ахир һалак болиду. 12) Улар меһир-муһәббәтни тәбрикләш зияпәтлириңларға һеч тартинмай силәр билән биллә дахил болидиған, өзлиринила бақидиған хәтәрлик хада ташлардур. Улар шамаллардин һайдилип кәлгән ямғурсиз булут, йилтизидин қомуруп ташланған, кәч күздики мевисиз дәрәқләр, икки қетим өлгәнләр! 13) Улар деңизниң давалғуватқан, бужғунлуқ долқунлири, улар өз шәрмәндичилигини қусмақта; улар езип кәткән юлтузлар болуп, уларға мәңгүлүк қап қараңғулуқниң зулмити һазирлап қоюлғандур. (aiōn g165) 14) Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанох бу кишиләр тоғрисида мундақ бешарәт бәргән: — «Мана, Рәб түмәнмиңлиған муқәддәслири билән келиду, 15) У пүткүл инсанларни сорақ қилип, барлиқ ихлассизларниң ихлассизларчә жүргүзгән барлиқ ихлассизлиқлириға асасән, шундақла ихлассиз гунакарларниң Өзини һақарәтлигән барлиқ әсәбий сөзлиригә асасән уларни әйипкә буйруйду». 16) Бу кишиләр һаман ғотулдап, ағринип жүриду, өз һәвәслириниң кәйнигә кириду; ағзида йоғанчилиқ қилиду, өз мәнпәитини көзләп башқиларға хушамәтчилик қилиду. 17) Лекин, и сөйүмлүклирим, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң расуллириниң алдин-ала ейтқан сөзлирини есиңларда тутуңларки, 18) улар силәргә: «Ахир заманда, өзиниң ихлассиз һәвәслириниң кәйнигә кирип, мазақ қилғучилар мәйданға чиқиду» дегән еди. 19) Мошундақ кишиләр бөлгүнчилик пәйда қилидиған, өз тәбиитигә әгәшкән, Роһқа егә болмиған адәмләрдур. 20) Лекин силәр, и сөйүмлүклирим, әң муқәддәс болған етиқатиңларни һул қилип, өзүңларни қуруп чиқиңлар, Муқәддәс Роһта дуа қилип, 21) адәмни мәңгүлүк һаятқа елип баридиған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини тәлмүрүп күтүп, өзүңларни Худаниң меһир-муһәббити ичидә тутуңлар. (aiōnios g166) 22) Иккилинип қалғанларға рәһим қилиңлар; 23) бәзиләрни от ичидин жулувелип қутулдурувелиңлар; бәзиләргә һәтта әтлиридин ниҗасәт чүшүп булғанған кийим-кечигигиму нәпрәтләнгән һалда қорқунуч ичидә рәһим қилиңлар. 24) Амма силәрни йолда тейилип кетиштин сақлап, ечилип-йейилип Өзиниң шәрәплик һозурида әйипсиз турғузушқа Қадир Болғучиға, йәни Қутқузғучимиз бирдин-бир Худаға Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп, 25) һәйвәт-улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ әзәлдин бурун, һазирму та барлиқ заманларғичә болғай! Амин! (aiōn g165) Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!