< Юнус 1 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи Амиттайниң оғли Юнусқа йетип келип мундақ дейилди: —
2 «Орнуңдин тур, дәрһал Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, авазиңни көтирип у йәрдикиләрни агаһландурғин; чүнки уларниң рәзилликлири Мениң көзүмгә қадилип туриду».
3 Бирақ Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачуруш үчүн Таршиш дегән жутқа кәтмәкчи болди. Шуңа у Йоппа шәһиригә берип, Таршишқа баридиған кемә тепип, кирасини төләп униңға чүшти вә кемичиләр билән бирликтә Таршишқа берип, Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачурмақчи болди.
4 Пәрвәрдигар болса зор бир боранни деңизға ташлиди; шуңа деңизда дәһшәтлик қара боран чиқип, кемә парчилинип кәткили тас қалди.
5 Кемичиләр болса бәк қорқуп кетип, һәр қайсиси өз илаһлириға хитап қилип дуа қилишти; улар кемини йениклисун дәп униңдики жүк-тақларни деңизға ташливәтти. Бирақ Юнус болса, кеминиң асти қәвитигә чүшүвелип, шу йәрдә өлүктәк ухлаватқан еди.
6 Кемә башлиғи униң йениға келип униңға: «Әй, ухлаватқан киши, бу қандақ қилиғиниң? Орнуңдин тур, илаһиңни сеғинип нида қил! Ким билиду, илаһиңниң нәзири чүшүп бизни һалакәттин қутқузуп қаламду техи?» — деди.
7 Улар бир-биригә: — Келиңлар, бу күлпәтниң кимниң вәҗидин бешимизға чүшкәнлигини бекитиш үчүн чәк ташлайли, — дейишти. Шундақ қилип улар чәк ташлашти; ахирда чәктә Юнус чиқип қалди.
8 Улар униңдин: — Қени, ейт, бешимизға чүшкән бу күлпәт кимниң сәвәвидин болуватиду? Сениң тирикчилигиң немә? Нәдин кәлдиң? Қайси әл, қайси милләттин сән? — дәп сориди.
9 У уларға: — Мән болсам ибраний миллитидин, әршләрдики Худадин, йәни деңизни, йәр-зиминни яратқан Пәрвәрдигардин қорққучимән, деди.
10 Бу сөз уларни интайин қорқутивәтти. Улар: «Сән зади немә иш қилған?» — дәп сориди [чүнки улар униң Пәрвәрдигарниң йүзидин қачқанлиғини билгән еди, чүнки улар буни униң өз ағзидин аңлиған еди].
11 Улар униңдин: — Әнди биз сени қандақ қилсақ деңиз биз үчүн тиничлиниду? — дәп сориди; чүнки деңиз долқуни барғансери әвҗ елип кетивататти.
12 У уларға: — Мени көтирип деңизға ташливетиңлар, шу чағда деңиз силәр үчүн тиничлиниду; чүнки билимәнки, бу зор боран мениң сәвәвимдин силәргә чүшти, — деди.
13 Бирақ бу адәмләр күчәп палақ уруп қирғаққа йетишкә тиришти; амма йетәлмиди, чүнки деңиз қеришқандәк техиму долқунлап кетивататти.
14 Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип пәряд көтирип: — Аһ Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимиз, бу адәмниң җенини алғанлиғимизни биздин көрмигәйсән! Бигуна бир адәмниң қенини төкүшниң гунайини үстимизгә қоймиғайсән! Чүнки Сән Пәрвәрдигар Өзүңниң халиқиниңни қилдиң! — дәп нида қилди.
15 Шуниң билән улар Юнусни көтирип елип деңизға ташливәтти; деңиз долқунлиништин шуан тохтиди.
16 Шуниң билән бу адәмләр Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқти; улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилип қәсәм ичишти.
17 Бирақ Пәрвәрдигар Юнусни жутувелишқа йоған бир белиқни әвәткән еди. Юнус болса бу белиқниң қарнида үч кечә-күндүз турди.