< Зәфания 1 >
1 Амонниң оғли Йосия Йәһудаға падиша болған вақитларда, Һәзәкияниң чәвриси, Амарияниң әвриси, Гәдалияниң нәвриси, Кушиниң оғли Зәфанияға йәткән Пәрвәрдигарниң сөзи: —
2 Мән йәр йүзидин һәммини қурутуветимән, — дәйду Пәрвәрдигар;
3 — Инсан һәм һайванни қурутуветимән, Асмандики учар-қанатлар һәм деңиздики белиқларни, Барлиқ путликашаңларни рәзил адәмләр билән тәң қурутуветимән, Инсанийәтни йәр йүзидин үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 — Шуниң билән Мән Йәһуда үстигә, Барлиқ Йерусалимдикиләр үстигә қолумни созимән; Мошу йәрдә «Баал»ниң қалдуғини, «Қемар»ларниң намини каһинлар билән биллә үзүп ташлаймән;
5 Шундақла өгүздә туруп асмандики җисимларға баш уридиғанларни, Пәрвәрдигарға баш уруп, шундақла Униң нами билән қәсәм қилип туруп, «Малкам»ниң нами биләнму қәсәм қилидиғанларни,
6 Пәрвәрдигардин тәзгәнләрни, Пәрвәрдигарни издимәйдиған яки Униңдин йол соримиғанларниму үзүп ташлаймән.
7 Рәб Пәрвәрдигарниң һозури алдида сүкүт қилиңлар; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқиндур; Чүнки Пәрвәрдигар қурбанлиқни тәйярлиди, У меһманларни «таһарәт қилдуруп» һалал қилди;
8 Пәрвәрдигарниң қурбанлиғиниң күнидә шундақ болидуки, Мән әмирләрни, падишаларниң оғуллирини вә ят әлләрниң кийимлирини кийивалғанларниң һәммисини җазалаймән;
9 Шу күни Мән босуғидин дәссимәй атлайдиғанларни, Йәни зулум-зораванлиқ һәм алдамчилиққа тайинип, ғоҗайинлириниң өйлирини толдуридиғанларни җазалаймән.
10 Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, «Белиқ дәрвазиси»дин «Вайдад», «Иккинчи мәһәллә»дин һөкирәшләр, Дөң-егизликләрдин ғайәт зор «гум-гум» қилип вәйран қилинған авазлар аңлиниду.
11 «Һөкирәңлар, и «Ойманлиқ мәһәллиси»дикиләр; Чүнки «содигәр хәлиқ»ниң һәммиси қиличланди, Күмүч билән чиңдалғанлар қирилди!»
12 — Вә шу чағда шундақ болидуки, Мән Йерусалимни чирағлар билән ахтуримән, Арзаңлири үстидә тинған шараптәк турған әндишисиз адәмләрни, Йәни көңлидә: «Пәрвәрдигар һеч яхшилиқни қилмайду, яманлиқниму қилмайду» дегәнләрни җазалаймән.
13 Әнди байлиқлири олҗа, Өйлири бәрбат болиду; Улар өйләрни салғини билән, Уларда турмайду; Үзүмзарларни бәрпа қилғини билән, Уларниң шарабини ичмәйду.
14 Пәрвәрдигарниң улуқ күни йеқиндур; Бәрһәқ йеқиндур, интайин тез йетип келиду; Аңла, Пәрвәрдигарниң күниниң садаси! Йетип кәлгәндә палванму әләмлик вақирайду.
15 Шу күни қәһр елип келидиған бир күн, Күлпәтлик һәм дәрд-әләмлик бир күн, Вәйранчилиқ һәм бәрбатлиқ чүшидиған бир күн, Зулмәтлик һәм сүрлүк бир күн, Булутлар һәм қап-қараңғулуқ билән қапланған бир күн,
16 Истиһкамлашқан шәһәрләргә, сепилниң егиз потәйлиригә һуҗум қилидиған, Канай челинидиған, агаһ сигнали көтирилидиған бир күн болиду.
17 Мән адәмләр үстигә күлпәтләрни чүшүримән, — Улар қариғулардәк жүриду; Чүнки улар Пәрвәрдигарға қарши гуна қилди; Уларниң қанлири топа-чаңдәк, Уларниң үчәй-қеринлири поқтәк төкүлиду;
18 Пәрвәрдигарниң қәһри чүшкән күнидә алтун-күмүчлири уларни қутқузалмайду; Бәлки пүткүл җаһан Униң ғәзәп оти тәрипидин йәветилиду; Чүнки У барлиқ йәр йүзидикиләрниң үстигә мутләқ бир һалакәт, дәһшәтлик бир һалакәт чүшүриду.