< Юһанна 18 >
1 Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип Кидрон җилғисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Әйса билән мухлислири у бағчигә кирди.
When Jesus had spoken these words, he went forth with his disciples over the brook Cedron, where was a garden, into the which he entered, and his disciples.
2 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму у йәрни биләтти, чүнки Әйса мухлислири билән пат-пат у йәрдә жиғилип олтиратти.
And Judas also, which betrayed him, knew the place: for Jesus often resorted thither with his disciples.
3 Шуниң билән Йәһуда бир топ Рим ләшкәрлири билән баш каһинлар һәм Пәрисийләр әвәткән қаравулларни башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.
Judas then, having received a band of men and officers from the chief priests and Pharisees, comes thither with lanterns and torches and weapons.
4 Әйса бешиға чүшидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди.
Jesus therefore, knowing all things that should come on him, went forth, and said to them, Whom seek you?
5 Насарәтлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Әйса уларға: — Мана мән болимән, — деди. (Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң арисида туратти).
They answered him, Jesus of Nazareth. Jesus says to them, I am he. And Judas also, which betrayed him, stood with them.
6 Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти.
As soon then as he had said to them, I am he, they went backward, and fell to the ground.
7 Шуниң билән Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. — Насарәтлик Әйсани, — дейишти улар.
Then asked he them again, Whom seek you? And they said, Jesus of Nazareth.
8 Әйса: — Силәргә ейттимғу, мән шу болимән. Әгәр издигиниңлар мән болсам, буларни кәткили қоюңлар, — деди.
Jesus answered, I have told you that I am he: if therefore you seek me, let these go their way:
9 Буниң билән өзиниң: «[Ата], Сән маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини жүтүрмидим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
That the saying might be fulfilled, which he spoke, Of them which you gave me have I lost none.
10 Симон Петрусниң йенида бир қилич болғач, у шуан уни суғуруп, баш каһинниң чакириға бирни уруп, оң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. Чакарниң исми Малкус еди.
Then Simon Peter having a sword drew it, and smote the high priest’s servant, and cut off his right ear. The servant’s name was Malchus.
11 Әйса Петрусқа: — Қилични ғилапқа сал! Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим? — деди.
Then said Jesus to Peter, Put up your sword into the sheath: the cup which my Father has given me, shall I not drink it?
12 Шуниң билән, ләшкәрләр топи билән миң беши һәм Йәһудийларниң қаравуллири Әйсани тутуп бағлашти.
Then the band and the captain and officers of the Jews took Jesus, and bound him,
13 Андин уни алди билән Аннасниң алдиға елип беришти. Аннас болса шу жили баш каһин болуп турған Қаяфаниң қейинатиси еди.
And led him away to Annas first; for he was father in law to Caiaphas, which was the high priest that same year.
14 Бурун Йәһудий кеңәшмисидикиләргә: «Пүтүн хәлиқниң [һалак болушиниң] орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди.
Now Caiaphas was he, which gave counsel to the Jews, that it was expedient that one man should die for the people.
15 Әнди Симон Петрус билән йәнә бир мухлис Әйсаниң кәйнидин әгишип барған еди. У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа, баш каһинниң сарийиға Әйса билән тәң кирди.
And Simon Peter followed Jesus, and so did another disciple: that disciple was known to the high priest, and went in with Jesus into the palace of the high priest.
16 Лекин Петрус болса дәрвазиниң сиртида қалди. Шуңа баш каһинға тонуш болған һелиқи мухлис ташқириға чиқип, дәрвазивән қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди.
But Peter stood at the door without. Then went out that other disciple, which was known to the high priest, and spoke to her that kept the door, and brought in Peter.
17 Дәрвазивән болған шу дедәк Петрустин: — Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму? — дәп сориди. Яқ, әмәс, — деди Петрус.
Then says the damsel that kept the door to Peter, Are not you also one of this man’s disciples? He says, I am not.
18 Әнди һава соғ болғанлиғи үчүн, чакарлар вә қаравуллар шахардин гүлхан яққан болуп, униң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп иссинди.
And the servants and officers stood there, who had made a fire of coals; for it was cold: and they warmed themselves: and Peter stood with them, and warmed himself.
19 Баш каһин болса Әйсадин мухлислири тоғрилиқ вә тәлими тоғрилиқ соал сорашқа башлиди.
The high priest then asked Jesus of his disciples, and of his doctrine.
20 Әйса униңға җававән мундақ бәрди: — Мән хәлиқ-аләм алдида ашкарә сөз қилғанмән, барлиқ Йәһудийлар жиғилидиған синагогларда вә ибадәтханида дайим тәлим берип кәлдим, мән йошурун һеч немә демидим.
Jesus answered him, I spoke openly to the world; I ever taught in the synagogue, and in the temple, where the Jews always resort; and in secret have I said nothing.
21 Буларни немишкә мәндин сорайсән? Ейтқан сөзлиримни аңлиғанлардин сориғин; мана, улар немә дегәнлигимни билиду.
Why ask you me? ask them which heard me, what I have said to them: behold, they know what I said.
22 Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған қаравуллардин бири уни бир качат уруп: — Баш каһинға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.
And when he had thus spoken, one of the officers which stood by struck Jesus with the palm of his hand, saying, Answer you the high priest so?
23 — Әгәр яман сөз қилған болсам, униң яман екәнлигини көпчиликниң алдида көрсәткин. Амма ейтқанлирим дурус болса, мени немә үчүн урисән? — деди Әйса униңға.
Jesus answered him, If I have spoken evil, bear witness of the evil: but if well, why smite you me?
24 Буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди.
Now Annas had sent him bound to Caiaphas the high priest.
25 Симон Петрус [отниң] алдида иссинип туруватқан еди. [Йенидикиләр]: — Сәнму униң мухлислиридин әмәсмидиң? — дейишти. — Яқ, әмәсмән, — дәп танди Петрус.
And Simon Peter stood and warmed himself. They said therefore to him, Are not you also one of his disciples? He denied it, and said, I am not.
26 У йәрдә баш каһинниң чакарлиридин, Петрус қулиқини кесип ташлиған кишигә туққан бириси бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени униң билән биллә көргән едимғу?! — деди.
One of the servants of the high priest, being his kinsman whose ear Peter cut off, says, Did not I see you in the garden with him?
27 Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
Peter then denied again: and immediately the cock crew.
28 Андин улар Әйсани Қаяфаниң йенидин римлиқ валийниң ордисиға елип кәлди (шу чағда таң атқан еди). Уни елип кәлгән [Йәһудийлар] болса өзимизни напак қилип булғимайли дәп, ордиға кирмиди. Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти.
Then led they Jesus from Caiaphas to the hall of judgment: and it was early; and they themselves went not into the judgment hall, lest they should be defiled; but that they might eat the passover.
29 Шуңа [валий] Пилатус сиртқа чиқип, уларниң алдиға берип уларға: — Бу адәмниң үстидин немә әрз қилисиләр? — дәп сориди.
Pilate then went out to them, and said, What accusation bring you against this man?
30 Улар: — Бу адәм җинайәтчи болмиса, уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти.
They answered and said to him, If he were not a malefactor, we would not have delivered him up to you.
31 — Уни өзүңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә һөкүм чиқириңлар! — деди Пилатус уларға. Йәһудийлар: — Бизниң һеч кимни өлүмгә мәһкүм қилиш һоқуқимиз йоқ турса, — дейишти.
Then said Pilate to them, Take you him, and judge him according to your law. The Jews therefore said to him, It is not lawful for us to put any man to death:
32 Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди.
That the saying of Jesus might be fulfilled, which he spoke, signifying what death he should die.
33 Андин Пилатус йәнә ордисиға кирип, Әйсани чақиртип, униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.
Then Pilate entered into the judgment hall again, and called Jesus, and said to him, Are you the King of the Jews?
34 Әйса униңға: — Бу соални өзүң сораватамәсән, яки башқилар мән тоғрилиқ саңа шундақ ейтқанму? — деди.
Jesus answered him, Say you this thing of yourself, or did others tell it you of me?
35 — Мән бир Йәһудийму?! Сени маңа тапшурғанлар өз хәлқиң вә баш каһинларғу! Немә [җинайәт] өткүзгән едиң? — деди Пилатус.
Pilate answered, Am I a Jew? Your own nation and the chief priests have delivered you to me: what have you done?
36 Әйса җававән: — Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур. Әгәр бу дунияға тәвә болған болса, хизмәтчилирим мениң Йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қиливатқан болатти. Һалбуки, мениң падишалиғим бу йәргә тәвә әмәстур, — деди.
Jesus answered, My kingdom is not of this world: if my kingdom were of this world, then would my servants fight, that I should not be delivered to the Jews: but now is my kingdom not from hence.
37 Шуңа Пилатус униңға: — Ундақта, сән падишаму? Әйса җававән: — Шундақ, ейтқиниңдәк, падишамән. Мән шуниңға туғулғанмән, вә шуниңға дунияға кәлдим: — һәқиқәткә гувалиқ беришим үчүндин ибарәттур. Һәқиқәткә тәвә болған һәр бир киши болса мениң авазимға қулақ салиду, — деди.
Pilate therefore said to him, Are you a king then? Jesus answered, You say that I am a king. To this end was I born, and for this cause came I into the world, that I should bear witness to the truth. Every one that is of the truth hears my voice.
38 Пилатус униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Пилатус мошуларни дәп, йәнә ташқириға, Йәһудийларниң алдиға чиқип уларға: — Мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим.
Pilate says to him, What is truth? And when he had said this, he went out again to the Jews, and said to them, I find in him no fault at all.
39 Лекин һәр жили өтүп кетиш һейтида силәр үчүн [мәһбуслардин] бирни қоюп бериш қаидәм бар. Шуңа бу «Йәһудийларниң падишаси»ни силәргә қоюп беришимни халамсиләр? — деди.
But you have a custom, that I should release to you one at the passover: will you therefore that I release to you the King of the Jews?
40 Уларниң һәммиси җавап берип: — Бу адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп қийқас-сүрән селишти (Бараббас болса бир қарақчи еди).
Then cried they all again, saying, Not this man, but Barabbas. Now Barabbas was a robber.