Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), John Chapter 18 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/John/18 1) Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип Кидрон җилғисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Әйса билән мухлислири у бағчигә кирди. 2) Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму у йәрни биләтти, чүнки Әйса мухлислири билән пат-пат у йәрдә жиғилип олтиратти. 3) Шуниң билән Йәһуда бир топ Рим ләшкәрлири билән баш каһинлар һәм Пәрисийләр әвәткән қаравулларни башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди. 4) Әйса бешиға чүшидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. 5) Насарәтлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Әйса уларға: — Мана мән болимән, — деди. (Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң арисида туратти). 6) Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти. 7) Шуниң билән Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. — Насарәтлик Әйсани, — дейишти улар. 8) Әйса: — Силәргә ейттимғу, мән шу болимән. Әгәр издигиниңлар мән болсам, буларни кәткили қоюңлар, — деди. 9) Буниң билән өзиниң: «[Ата], Сән маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини жүтүрмидим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди. 10) Симон Петрусниң йенида бир қилич болғач, у шуан уни суғуруп, баш каһинниң чакириға бирни уруп, оң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. Чакарниң исми Малкус еди. 11) Әйса Петрусқа: — Қилични ғилапқа сал! Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим? — деди. 12) Шуниң билән, ләшкәрләр топи билән миң беши һәм Йәһудийларниң қаравуллири Әйсани тутуп бағлашти. 13) Андин уни алди билән Аннасниң алдиға елип беришти. Аннас болса шу жили баш каһин болуп турған Қаяфаниң қейинатиси еди. 14) Бурун Йәһудий кеңәшмисидикиләргә: «Пүтүн хәлиқниң [һалак болушиниң] орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди. 15) Әнди Симон Петрус билән йәнә бир мухлис Әйсаниң кәйнидин әгишип барған еди. У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа, баш каһинниң сарийиға Әйса билән тәң кирди. 16) Лекин Петрус болса дәрвазиниң сиртида қалди. Шуңа баш каһинға тонуш болған һелиқи мухлис ташқириға чиқип, дәрвазивән қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. 17) Дәрвазивән болған шу дедәк Петрустин: — Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму? — дәп сориди. Яқ, әмәс, — деди Петрус. 18) Әнди һава соғ болғанлиғи үчүн, чакарлар вә қаравуллар шахардин гүлхан яққан болуп, униң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп иссинди. 19) Баш каһин болса Әйсадин мухлислири тоғрилиқ вә тәлими тоғрилиқ соал сорашқа башлиди. 20) Әйса униңға җававән мундақ бәрди: — Мән хәлиқ-аләм алдида ашкарә сөз қилғанмән, барлиқ Йәһудийлар жиғилидиған синагогларда вә ибадәтханида дайим тәлим берип кәлдим, мән йошурун һеч немә демидим. 21) Буларни немишкә мәндин сорайсән? Ейтқан сөзлиримни аңлиғанлардин сориғин; мана, улар немә дегәнлигимни билиду. 22) Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған қаравуллардин бири уни бир качат уруп: — Баш каһинға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди. 23) — Әгәр яман сөз қилған болсам, униң яман екәнлигини көпчиликниң алдида көрсәткин. Амма ейтқанлирим дурус болса, мени немә үчүн урисән? — деди Әйса униңға. 24) Буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди. 25) Симон Петрус [отниң] алдида иссинип туруватқан еди. [Йенидикиләр]: — Сәнму униң мухлислиридин әмәсмидиң? — дейишти. — Яқ, әмәсмән, — дәп танди Петрус. 26) У йәрдә баш каһинниң чакарлиридин, Петрус қулиқини кесип ташлиған кишигә туққан бириси бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени униң билән биллә көргән едимғу?! — деди. 27) Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди. 28) Андин улар Әйсани Қаяфаниң йенидин римлиқ валийниң ордисиға елип кәлди (шу чағда таң атқан еди). Уни елип кәлгән [Йәһудийлар] болса өзимизни напак қилип булғимайли дәп, ордиға кирмиди. Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти. 29) Шуңа [валий] Пилатус сиртқа чиқип, уларниң алдиға берип уларға: — Бу адәмниң үстидин немә әрз қилисиләр? — дәп сориди. 30) Улар: — Бу адәм җинайәтчи болмиса, уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти. 31) — Уни өзүңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә һөкүм чиқириңлар! — деди Пилатус уларға. Йәһудийлар: — Бизниң һеч кимни өлүмгә мәһкүм қилиш һоқуқимиз йоқ турса, — дейишти. 32) Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди. 33) Андин Пилатус йәнә ордисиға кирип, Әйсани чақиртип, униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. 34) Әйса униңға: — Бу соални өзүң сораватамәсән, яки башқилар мән тоғрилиқ саңа шундақ ейтқанму? — деди. 35) — Мән бир Йәһудийму?! Сени маңа тапшурғанлар өз хәлқиң вә баш каһинларғу! Немә [җинайәт] өткүзгән едиң? — деди Пилатус. 36) Әйса җававән: — Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур. Әгәр бу дунияға тәвә болған болса, хизмәтчилирим мениң Йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қиливатқан болатти. Һалбуки, мениң падишалиғим бу йәргә тәвә әмәстур, — деди. 37) Шуңа Пилатус униңға: — Ундақта, сән падишаму? Әйса җававән: — Шундақ, ейтқиниңдәк, падишамән. Мән шуниңға туғулғанмән, вә шуниңға дунияға кәлдим: — һәқиқәткә гувалиқ беришим үчүндин ибарәттур. Һәқиқәткә тәвә болған һәр бир киши болса мениң авазимға қулақ салиду, — деди. 38) Пилатус униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Пилатус мошуларни дәп, йәнә ташқириға, Йәһудийларниң алдиға чиқип уларға: — Мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. 39) Лекин һәр жили өтүп кетиш һейтида силәр үчүн [мәһбуслардин] бирни қоюп бериш қаидәм бар. Шуңа бу «Йәһудийларниң падишаси»ни силәргә қоюп беришимни халамсиләр? — деди. 40) Уларниң һәммиси җавап берип: — Бу адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп қийқас-сүрән селишти (Бараббас болса бир қарақчи еди). Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!