< Йәшая 7 >
1 Йәһуда падишаси Аһаз (Уззияниң нәвриси, Йотамниң оғли) тәхткә олтарған күнлиридә, мундақ иш болди: — Сурийәниң падишаси Рәзин вә Исраил падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға қарши җәң қилди, лекин үстүнлүккә еришәлмиди.
2 Давутниң җәмәтигә: — «Сурийә Әфраим билән иттипақлишип бирләшмә қошун қурди» — дегән хәвәр кәлди. Шуниң билән падиша җәмәтидикиләрниң көңли вә хәлқиниң көңли орманлар шамалда силкинип кәткәндәк силкинип кәтти.
3 Андин Пәрвәрдигар Йәшаяға мундақ деди: — «Сән вә оғлуң Шеар-Җашуб чиқип, кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолға, жуқури көлчәк нориниң бешиға берип, әшу йәрдә Аһаз билән көрүшкин.
4 Сән униңға: — «Сән еһтият билән көңлүңни тоқ тут! Бу икки көймәс отқашниң көтигидин, йәни Рәзин һәм Сурийәниң вә Рәмалияниң оғлиниң дәшти-ғәзәплиридин қорқма, жүрәкзади болуп кәтмә!
5 Чүнки Сурийә, Әфраим вә Рәмалияниң оғли сени қәстләп: —
6 «Биз Йәһудаға бесип кирип, паракәндичилик туғдуруп, өзимиз үчүн талан-тараҗ қилип, униңға бир падишани, йәни Табәәлниң оғлини тикләйли!» дегән еди.
7 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу сөз ақмайду, һеч әмәлгә ашмайду;
8 Чүнки Сурийәниң беши Дәмәшқ шәһири вә Дәмәшқ шәһириниң беши Рәзиндур, халас; Вә атмиш бәш жил ичидә Әфраим шундақ битчит болидуки, уларни «бир хәлиқ» дегили болмайду;
9 Вә Әфраимниң беши Самарийә шәһиридур, Самарийә шәһириниң беши Рәмалияниң оғлидур, халас; Силәр буларға ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» — дегин».
10 Пәрвәрдигар йәнә Аһазға сөз қилип: —
11 «Өзүң үчүн бешарәт сора; мәйли йәрниң тегидә яки пәләкниң қәридә болсун соравәр» — деди. (Sheol )
12 Бирақ Аһаз җававән: «Мән һәм соримаймән һәм Пәрвәрдигарни синақта қоймаймән» — деди.
13 Андин [Йәшая]: — Әнди и Давут җәмәтидикиләр, аңлап қоюңлар, адәмләрниң сәвир-тақитини қоймиғиниңларни аз дәп, силәр Худайимниң сәвир-тақитиниму қоймиғиливатамсиләр?
14 Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду: — Мана, пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; у униң исмини «Иммануел» дәп атайду.
15 Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә у пишлақ вә бал йәйду.
16 Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә, сән нәпрәтлинидиған бу икки падишаниң йәр-зиминлири ташлинип қалиду.
17 Чүнки Пәрвәрдигар сениң вә атаңниң җәмәтигә Әфраим Йәһудадин айрилған күндин буян болуп бақмиған қаттиқ күнләрни чүшүриду. У күнләр болса Асурийәниң падишасидин ибарәттур!
18 Шу күни Пәрвәрдигар Мисирниң пинһан ериқлиридики пашиларни вә Асурийәдики һәриләрни үшқиртип чақириду;
19 уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ташларниң һәр бир арачлириға, һәммә янтақларға вә һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду.
20 Әшу күни, Рәб Әфрат дәриясиниң нерисидин иҗаригә алған бир устира билән, йәни Асурийә падишаси билән чач чүшүриду; мошу устира башниң чечини, путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду;
21 шу күнләрдә бир киши яш бир сийир вә икки қой бақиду,
22 уларниң шунчә көп сүт бәргинидин у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду.
23 Вә шундақ болидуки, һәр тели бир күмүч тәңгигә ярайдиған, миң тели бар үзүмзарлиқ болған һәр бир җай җиғанлиққа вә тиккәнликкә айлинип кетиду;
24 Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду, чүнки пүткүл зимин җиғанлиққа вә тикәнликкә айлинип кетиду.
25 Илгири кәтмән чепилған һәр бир тағлиқ җилғиларға болса, — улар у йәрләргә җиғанлардин вә тикәнләрдин қорқуп бармайду; Бу йәрләр пәқәт калиларни отлитидиған, Қойлар дәссәп-чәйләйдиған җайлар болуп қалиду, халас.