< Йәшая 11 >
1 Вә бир тал нота Йәссәниң дәриғиниң көтигидин үнүп чиқиду; Униң йилтизидин үнүп чиққан бир шах көп мевә бериду.
2 Вә Пәрвәрдигарниң Роһи, Йәни даналиқниң вә йорутушниң Роһи, Несиһәт вә күч-қудрәтниң Роһи, Билим вә Пәрвәрдигардин әйминишниң Роһи униң үстигә чүшүп туриду;
3 Униң хурсәнлиги болса Пәрвәрдигардин әйминиш ибарәт болиду; У көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду, Яки қулиқи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду.
4 У намратларға һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду, Йәр йүзидики мискин-мөминләр үчүн адаләт билән кесим қилиду. У җаһанни ағзидики закон тайиғи билән уриду, Рәзилләрни ләвлиридин чиққан нәпәси билән өлтүриду.
5 Униң бәлвеғи һәққанийлиқ, Чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду.
6 Бөрә болса қоза билән биллә туриду, Илпиз оғлақ билән биллә, Мозай, аслан вә бордақ кала билән биллә ятиду; Уларни йетилигүчи кичик бир бала болиду.
7 Кала ейиқ билән биллә озуқлиниду, Уларниң балилири биллә йетишиду, Шир болса калидәк саман йәйду.
8 Әммәйдиған бала кобра иланниң төшүгигә йеқин ойнайду, Әмчәктин айрилған бала қолини зәһәрлик иланниң овисиға тиқиду;
9 Мениң муқәддәс теғимниң һәммә йеридә һеч зиянкәшлик болмайду; Һеч бузғунчилиқ болмайду; Чүнки худди сулар деңизни қаплиғандәк, Пүткүл җаһан Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду.
10 Шу күнидә «Йәссәниң Йилтизи» һәр қайси әл-милләтләр үчүн туғ сүпитидә көтирилип туриду; Барлиқ әлләр Уни издәп келип жиғилиду; Вә У арамгаһқа таллиған җай шан-шәрәпкә толиду.
11 Шу күни Рәб иккинчи қетим Өз хәлқиниң сақланған қалдисини қайтуруш үчүн, йәни Асурийә, Мисир, Патрос, Куш, Елам, Шинар, Хамат вә деңиздики жирақ араллардин қайтуруш үчүн Өз қолини йәнә узартиду.
12 У әлләрни чақириш үчүн бир туғ көтириду; шундақ қилип У йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин Исраилниң ғериблирини җәм қилип, Йәһудадин тарқилип кәткәнләрни жиғиду.
13 Шуниң билән Әфраимға болған һәсәтхорлуқ йоқайду, Йәһудани харлиғанларму үзүп ташлиниду; Әфраим Йәһудаға һәсәт қилмайду, Йәһуда болса Әфраимни хорлимайду.
14 Бирақ улар ғәрип тәрәптә Филистийләрниң мүрисигә учуп чүшиду; Улар бирликтә шәриқтики хәлиқләрдин олҗа алиду; Улар Едом вә Моаб үстигә қоллирини узартиду; Аммонийларму уларға беқиниду.
15 Пәрвәрдигар Мисирдики деңизниң «тили»ни йоқ қилиду; У күчлүк пижғирин шамал билән [Әфрат] дәриясиниң үстигә қолини беғирлитип учуриду, Уни адәм айиғи қуруқ һалда меңип өткидәк йәттә ериқ қилип уриду;
16 Шуниң билән Өз хәлқиниң қалдиси үчүн, Мисирдин чиққан күнидә Исраил үчүн тәйярлиған йолға охшаш, Асурийәдә қалғанлар үчүн әшу йәрдин келидиған бир көтирилгән егиз йол болиду.