< Йәшая 13 >
1 Амозниң оғли Йәшая көргән, шундақла униңға жүкләнгән Бабил тоғрисидики вәһий: —
2 [Бабил] ақсүнәклириниң қовуқлардин өтүп кириши үчүн, Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар, Уларни жуқури авазда чақириңлар, Қолуңларни пулаңлитип ишарәт қилиңлар.
3 Мән болсам, мәхсус таллиғанлиримға буйруқ чүшүргәнмән, Өз палванлиримни, йәни тәкәббурлуқтин яйрап кәткән адәмлиримни ғәзивимни беҗа кәлтүрүшкә чақирдим.
4 Аңлаңлар, бүйүк бир әлниң адәмлиридәк топ-топ адәмләрниң тағларда яңратқан қийқас-сүрәнлирини, Һәммә әл-жутлар вә падишалиқлар [җәңгә] жиғилип долқунлатқан қайнам-ташқинлиқни! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қошунларни җәңгә жиғиду.
5 Улар, йәни Пәрвәрдигар вә Өз ғәзивиниң қураллири, Жирақ жуттин, һәтта асманларниң қәридинму пүткүл җаһанни һалак қилишқа кәлгән.
6 Пәряд чекип һувлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти; У Һәммигә қадирдин келидиған һалакәттәк келиду.
7 Буниңдин һәр бир қол бошишип кетиду, Һәммә адәмниң жүриги ерип кетиду.
8 Улар вәһимигә чүшиду; Азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәт уларни қаплайду, Толғиғи тутқан аялдәк улар толғинип кетиду, Улар бир-биригә вәһимә ичидә тикилип қаришиду; Йүзлири болса ялқундәк қизирип кетиду.
9 Мана Пәрвәрдигарниң күни келиду, Шу күн җими йәр-җаһанни вәйран қилишқа, Рәһимсиз болуп, ғәзәп вә қәһр билән толғандур; У гунакарларни җаһандин йоқитиду.
10 Чүнки асмандики юлтузлар һәм юлтуз түркүмлири нурини бәрмәйду; Қуяш болса чиқипла қараңғулишиду, Айму һеч йорумайду.
11 Мән дунияни рәзиллиги үчүн, Қәбиһләрни гуналири үчүн җазалаймән; Һакавурларниң тәкәббурлуғини түгәл йоқитимән; Зораванларниң кибирлирини пәс қилимән.
12 Мән инсанларни сап алтундин аз қилимән, Адәмни һәтта Офирдики алтундин аз қилимән.
13 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң ғәзивидә, Униң қайниған қәһрлик күнидә, Мән [Худа] асманларни тәвритимән, Йәр болса өз орнидин йөткилиду;
14 Шуңа овланған бир җәрәндәк, Һеч ким жиғмайдиған бир падидәк, Һәр бирси өз әл-җамаитини издәп кәтмәкчи болиду, Һәр бири өз жут-маканиға қачмақчи болиду;
15 Қечип тутулғанларниң һәммиси санҗип өлтүрүлиду; Әсиргә чүшкәнләрму қиличлиниду.
16 Уларниң балилириму көз алдида парә-парә қилиниду; Уларниң өйлири булаң-талаң қилиниду, Аяллириму аяқ асти қилиниду.
17 Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән, Улар күмүчләргә һеч қаримайду, Алтундин болса улар зоқ алмайду.
18 Уларниң оқялири жигитләрни өтмә-төшүк қиливетиду, Улар балиятқуниң мевисигә һеч рәһим қилмайду, Көзлири балиларни һеч айимайду.
19 Падишаһлиқларниң гөһири, Калдийләрниң пәхирлинидиған гөзәллиги болған Бабил болса, Худаниң Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинигә охшаш болиду.
20 У йәрдә һеч ким һәргиз турмайду, Дәвирдин-дәвиргичә у адәмзатсиз қалиду. Әрәбләр болса шу йәрдә чедир тикмәйду, Малчилар падилирини шу йәрдә ятқузмайду.
21 Бирақ чөл-баявандики җаниварлар шу йәрдә қониду, Уларниң [харап] өйлиригә һувлайдиған мәхлуқлар толиду, Һувқушлар шу йәрдә маканлишиду, «Өшкә җин»лар сәкрәп ойнақлишиду.
22 Явайи иштлар қәлъә-қорғанларда, Чилбөриләр униң һәшәмәтлик ордилирида һувлишиду, Бәрһәқ, униң вақти тошушқа аз қалди, Униң күнлири узунға бармайду.