Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Isaiah Chapter 13 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Isaiah/13 1) Амозниң оғли Йәшая көргән, шундақла униңға жүкләнгән Бабил тоғрисидики вәһий: — 2) [Бабил] ақсүнәклириниң қовуқлардин өтүп кириши үчүн, Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар, Уларни жуқури авазда чақириңлар, Қолуңларни пулаңлитип ишарәт қилиңлар. 3) Мән болсам, мәхсус таллиғанлиримға буйруқ чүшүргәнмән, Өз палванлиримни, йәни тәкәббурлуқтин яйрап кәткән адәмлиримни ғәзивимни беҗа кәлтүрүшкә чақирдим. 4) Аңлаңлар, бүйүк бир әлниң адәмлиридәк топ-топ адәмләрниң тағларда яңратқан қийқас-сүрәнлирини, Һәммә әл-жутлар вә падишалиқлар [җәңгә] жиғилип долқунлатқан қайнам-ташқинлиқни! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қошунларни җәңгә жиғиду. 5) Улар, йәни Пәрвәрдигар вә Өз ғәзивиниң қураллири, Жирақ жуттин, һәтта асманларниң қәридинму пүткүл җаһанни һалак қилишқа кәлгән. 6) Пәряд чекип һувлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти; У Һәммигә қадирдин келидиған һалакәттәк келиду. 7) Буниңдин һәр бир қол бошишип кетиду, Һәммә адәмниң жүриги ерип кетиду. 8) Улар вәһимигә чүшиду; Азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәт уларни қаплайду, Толғиғи тутқан аялдәк улар толғинип кетиду, Улар бир-биригә вәһимә ичидә тикилип қаришиду; Йүзлири болса ялқундәк қизирип кетиду. 9) Мана Пәрвәрдигарниң күни келиду, Шу күн җими йәр-җаһанни вәйран қилишқа, Рәһимсиз болуп, ғәзәп вә қәһр билән толғандур; У гунакарларни җаһандин йоқитиду. 10) Чүнки асмандики юлтузлар һәм юлтуз түркүмлири нурини бәрмәйду; Қуяш болса чиқипла қараңғулишиду, Айму һеч йорумайду. 11) Мән дунияни рәзиллиги үчүн, Қәбиһләрни гуналири үчүн җазалаймән; Һакавурларниң тәкәббурлуғини түгәл йоқитимән; Зораванларниң кибирлирини пәс қилимән. 12) Мән инсанларни сап алтундин аз қилимән, Адәмни һәтта Офирдики алтундин аз қилимән. 13) Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң ғәзивидә, Униң қайниған қәһрлик күнидә, Мән [Худа] асманларни тәвритимән, Йәр болса өз орнидин йөткилиду; 14) Шуңа овланған бир җәрәндәк, Һеч ким жиғмайдиған бир падидәк, Һәр бирси өз әл-җамаитини издәп кәтмәкчи болиду, Һәр бири өз жут-маканиға қачмақчи болиду; 15) Қечип тутулғанларниң һәммиси санҗип өлтүрүлиду; Әсиргә чүшкәнләрму қиличлиниду. 16) Уларниң балилириму көз алдида парә-парә қилиниду; Уларниң өйлири булаң-талаң қилиниду, Аяллириму аяқ асти қилиниду. 17) Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән, Улар күмүчләргә һеч қаримайду, Алтундин болса улар зоқ алмайду. 18) Уларниң оқялири жигитләрни өтмә-төшүк қиливетиду, Улар балиятқуниң мевисигә һеч рәһим қилмайду, Көзлири балиларни һеч айимайду. 19) Падишаһлиқларниң гөһири, Калдийләрниң пәхирлинидиған гөзәллиги болған Бабил болса, Худаниң Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинигә охшаш болиду. 20) У йәрдә һеч ким һәргиз турмайду, Дәвирдин-дәвиргичә у адәмзатсиз қалиду. Әрәбләр болса шу йәрдә чедир тикмәйду, Малчилар падилирини шу йәрдә ятқузмайду. 21) Бирақ чөл-баявандики җаниварлар шу йәрдә қониду, Уларниң [харап] өйлиригә һувлайдиған мәхлуқлар толиду, Һувқушлар шу йәрдә маканлишиду, «Өшкә җин»лар сәкрәп ойнақлишиду. 22) Явайи иштлар қәлъә-қорғанларда, Чилбөриләр униң һәшәмәтлик ордилирида һувлишиду, Бәрһәқ, униң вақти тошушқа аз қалди, Униң күнлири узунға бармайду. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!