< Яритилиш 34 >

1 Бир күни, Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Динаһ жутниң қизлири билән көрүшкили чиқти.
Bir küni, Léyahning Yaqupqa tughup bergen qizi Dinah yurtning qizliri bilen körüshkili chiqti.
2 Шу жутниң әмри һивий Һаморниң оғли Шәкәм уни көрүп қелип, уни тутувелип, зорлап номусиға тәгди.
Shu yurtning emiri hiwiy Hamorning oghli Shekem uni körüp qélip, uni tutuwélip, zorlap nomusigha tegdi.
3 Амма униң көңли Яқупниң қизи Динаһқа чүшүп, уни яхши көрүп қалди вә униңға муһәббити билән көңүл сориди.
Emma uning köngli Yaqupning qizi Dinahqa chüshüp, uni yaxshi körüp qaldi we uninggha muhebbiti bilen köngül soridi.
4 Шуниң билән Шәкәм атиси Һамордин: — Бу қизни маңа хотунлуққа елип бәргин, дәп тәләп қилди.
Shuning bilen Shekem atisi Hamordin: — Bu qizni manga xotunluqqa élip bergin, dep telep qildi.
5 Яқуп [Шәкәмниң] қизи Динаһниң иппитигә тәккәнлигини аңлап қалди. Униң оғуллири маллири билән далаларда еди; шуңа Яқуп улар кәлгичә җим туруп турди.
Yaqup [Shekemning] qizi Dinahning ippitige tegkenlikini anglap qaldi. Uning oghulliri malliri bilen dalalarda idi; shunga Yaqup ular kelgüche jim turup turdi.
6 Шәкәмниң атиси Һамор Яқупниң алдиға униң билән сөзләшкили чиқти;
Shekemning atisi Hamor Yaqupning aldigha uning bilen sözleshkili chiqti;
7 Яқупниң оғуллири хәвәрни аңлапла далалардин қайтип кәлгән еди. Булар [Шәкәмниң] қилмайдиған ишни қилип, Яқупниң қизиниң номусиға тегип Исраил қәбилисидә шәрмәндилик қилғини үчүн азаплинип, интайин қаттиқ ғәзәпләнди.
Yaqupning oghulliri xewerni anglapla dalalardin qaytip kelgenidi. Bular [Shekemning] qilmaydighan ishni qilip, Yaqupning qizining nomusigha tégip Israil qebiliside shermendilik qilghini üchün azablinip, intayin qattiq ghezeplendi.
8 Һамор уларға сөз қилип: — Оғлум Шәкәмниң көңли қизиңларға чүшүп қапту. Илтипат қилип уни оғлумға хотунлуққа бәрсәңлар!
Hamor ulargha söz qilip: — Oghlum Shekemning köngli qizinglargha chüshüp qaptu. Iltipat qilip uni oghlumgha xotunluqqa bersenglar!
9 Биз билән қуда-баҗа болуп, қизлириңларни бизгә бериңлар, бизниң қизлиримизниму силәр елиңлар;
Biz bilen quda-baja bolup, qizliringlarni bizge béringlar, bizning qizlirimiznimu siler élinglar;
10 Биз билән биллә туруңлар. Мана, йәр алдиңларда турупту; бу йәрни макан қилип, сода қилип, өзүңлар үчүн өй-мүлүк елиңлар, — деди.
Biz bilen bille turunglar. Mana, yer aldinglarda turuptu; bu yerni makan qilip, soda qilip, özünglar üchün öy-mülük élinglar, — dédi.
11 Шәкәм қизниң атиси билән ака-укилириға: — Нәзириңларда илтипат тапсам дәймән; силәр немә десәңлар, шуни берәй.
Shekem qizning atisi bilen aka-ukilirigha: — Neziringlarda iltipat tapsam deymen; siler néme désenglar, shuni bérey.
12 Мәндин қанчилик тойлуқ яки соғат тәләп қилсаңлар, маңа ейтқиниңларчә берәй; пәқәт бу қизни маңа хотунлуққа бәрсәңларла болиду, деди.
Mendin qanchilik toyluq yaki sowghat telep qilsanglar, manga éytqininglarche bérey; peqet bu qizni manga xotunluqqa bersenglarla bolidu, dédi.
13 Яқупниң оғуллири болса Шәкәм вә атиси Һаморға һейлә-микир билән җавап бәрди, чүнки у сиңлиси Динаһниң иппитигә тәккән еди;
Yaqupning oghulliri bolsa Shekem we atisi Hamorgha hiyle-mikir bilen jawab berdi, chünki u singlisi Dinahning ippitige tegkenidi;
14 уларға: — Биз бундақ қилалмаймиз, сиңлимизни хәтнисиз бирисигә беришкә мақул дейәлмәймиз; чүнки бу бизгә номус болиду.
ulargha: — Biz bundaq qilalmaymiz, singlimizni xetnisiz birsige bérishke maqul déyelmeymiz; chünki bu bizge nomus bolidu.
15 Пәқәт бир шәртимизгә көнсәңларла силәргә мақул болимиз; силәрниң барлиқ әркәклириңлар хәтнә қилинип биздәк болса,
Peqet bir shertimizge könsenglarla silerge maqul bolimiz; silerning barliq erkekliringlar xetne qilinip bizdek bolsa,
16 Қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип араңларда олтирип, бир қовм болуп қалимиз.
Qizlirimizni silerge bérip, silerning qizliringlarni biz élip aranglarda olturup, bir qowm bolup qalimiz.
17 Амма бизгә қулақ салмай хәтнә қилинишқа унимисаңлар, ундақта биз қизимизни елип кетимиз, — деди.
Emma bizge qulaq salmay xetne qilinishqa unimisanglar, undaqta biz qizimizni élip kétimiz, — dédi.
18 Уларниң сөзлири Һамор вә оғли Шәкәмниң нәзиригә яқти.
Ularning sözliri Hamor we oghli Shekemning nezirige yaqti.
19 Жигит бу ишни кәйнигә созмиди, чүнки у Яқупниң қизиға еҗил болуп қалған еди; у атисиниң өйидә һәммидин әтиварлиқ еди.
Yigit bu ishni keynige sozmidi, chünki u Yaqupning qizigha éjil bolup qalghanidi; u atisining öyide hemmidin etiwarliq idi.
20 Шуниң билән Һамор оғли Шәкәм билән шәһәрниң дәрвазисиға берип, шәһәрниң адәмлиригә сөз қилип: —
Shuning bilen Hamor oghli Shekem bilen sheherning derwazisigha bérip, sheherning ademlirige söz qilip: —
21 Бу адәмләрниң биз билән енақ өткүси бар. Шуңа улар мошу жутта туруп сода-сетиқ қилсун; мана, бу җайниңИкки тәрипи уларға йәткидәк кәңридур. Биз уларниң қизлирини хотунлуққа елип, өз қизлиримизни уларға беримиз.
Bu ademlerning biz bilen inaq ötküsi bar. Shunga ular mushu yurtta turup soda-sétiq qilsun; mana, bu jayningIkki teripi ulargha yetküdek kengridur. Biz ularning qizlirini xotunluqqa élip, öz qizlirimizni ulargha bérimiz.
22 Лекин пәқәт аримиздики һәммә әркәк улар хәтнә қилинғандәк хәтнә қилинса, у адәмләр аримизда туруп биз билән бир хәлиқ болушқа мақул дәйду.
Lékin peqet arimizdiki hemme erkek ular xetne qilin’ghandek xetne qilinsa, u ademler arimizda turup biz bilen bir xelq bolushqa maqul deydu.
23 Шу тәриқидә уларниң мал-тәәллуқати, һәммә чарпайлири бизниңки болмамду? Биз пәқәт уларға мақул десәкла, улар аримизда туриду, — деди.
Shu teriqide ularning mal-teelluqati, hemme charpayliri bizningki bolmamdu? Biz peqet ulargha maqul désekla, ular arimizda turidu, — dédi.
24 Шуниң билән шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқидиғанларниң һәммиси Һамор билән оғли Шәкәмниң сөзигә қулақ салди. Шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқадиғанларниң һәммиси хәтнә қилинди.
Shuning bilen sheherning derwazisidin kirip-chiqidighanlarning hemmisi Hamor bilen oghli Shekemning sözige qulaq saldi. Sheherning derwazisidin kirip-chiqadighanlarning hemmisi xetne qilindi.
25 Амма үчинчи күни, улар техичә ағриқ ятқинида шундақ болдики, Яқупниң икки оғли, йәни Динаһниң акилири Шимеон билән Лавий һәр қайсиси өз қиличини елип, шәһәр хатирҗәмлик ичидә турғинида бесип кирип, һәммә әркәкни өлтүрүвәтти;
Emma üchinchi küni, ular téxiche aghriq yatqinida shundaq boldiki, Yaqupning ikki oghli, yeni Dinahning akiliri Shiméon bilen Lawiy herqaysisi öz qilichini élip, sheher xatirjemlik ichide turghinida bésip kirip, hemme erkekni öltürüwetti;
26 Улар Һамор билән оғли Шәкәмниму қиличлап, Динаһни Шәкәмниң өйидин елип кәтти.
Ular Hamor bilen oghli Shekemnimu qilichlap, Dinahni Shekemning öyidin élip ketti.
27 Андин Яқупниң [барлиқ] оғуллири: «Улар сиңлимизниң номусиға тәгди» дәп, өлтүрүлгәнләрниң җайиға келип, шәһәрни булап-талаң қилди.
Andin Yaqupning [barliq] oghulliri: «Ular singlimizning nomusigha tegdi» dep, öltürülgenlerning jayigha kélip, sheherni bulap-talang qildi.
28 Уларниң қой-кала, ешәклирини, шәһәрдики һәммини, етизлиқлардики һәммини елип кәтти,
Ularning qoy-kala, ésheklirini, sheherdiki hemmini, étizliqlardiki hemmini élip ketti,
29 Шундақла уларниң барлиқ мал-мүлкини булап-талап, барлиқ хотун-балиларни әсир қилип, өй ичидики барлиқ нәрсиләрниму қошуп елип кәтти.
Shundaqla ularning barliq mal-mülkini bulap-talap, barliq xotun-balilarni esir qilip, öy ichidiki barliq nersilernimu qoshup élip ketti.
30 Яқуп Шимеон вә Лавийни әйипләп: — Силәр мени балаға тиқип, зиминдикиләр — Ⱪананийлар билән Пәриззийләрниң алдида сеситтиңлар. Бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз; улар маңа қарши чиқип жиғилип һуҗум қилиду; шуниң билән мән вә җәмәтим вәйран болимиз, — деди.
Yaqup Shiméon we Lawiyni eyiblep: — Siler méni balagha tiqip, zémindikiler — Qanaaniylar bilen Perizziylerning aldida sésittinglar. Bizning adimimiz az bir xelqturmiz; ular manga qarshi chiqip yighilip hujum qilidu; shuning bilen men we jemetim weyran bolimiz, — dédi.
31 Амма улар җавап берип: — Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду? — деди.
Emma ular jawab bérip: — Ejeba, singlimizgha bir pahishe ayalgha qilghandek muamile qilsa bolamdu? — dédi.

< Яритилиш 34 >