< Яритилиш 32 >

1 Яқуп өз йолиға кетип баратти; йолда Худаниң пәриштилири униңға учриди.
Yaqup öz yoligha kétip baratti; yolda Xudaning perishtiliri uninggha uchridi.
2 Яқуп уларни көрүп: — Бу җай Худаниң баргаһи екән! — дәп, бу җайниң намини «Маһанаим» дәп қойди.
Yaqup ularni körüp: — Bu jay Xudaning bargahi iken! — dep, bu jayning namini «Mahanaim» dep qoydi.
3 Андин Яқуп Сеир зиминидики «Едом яйлиғи»ға, акиси Әсавниң қешиға алдин хәвәрчиләрни әвәтип,
Andin Yaqup Séir zéminidiki «Édom yayliqi»gha, akisi Esawning qéshigha aldin xewerchilerni ewetip,
4 уларға җекиләп: — Силәр ғоҗамға, йәни Әсавға: «Кәминилири Яқуп мундақ деди: — Мән Лабанниң қешида мусапир болуп, та мошу вақитқичә турдум.
ulargha jékilep: — Siler xojamgha, yeni Esawgha: «Keminiliri Yaqup mundaq dédi: — Men Labanning qéshida musapir bolup, ta mushu waqitqiche turdum.
5 Әнди мәндә кала, ешәк вә қойлар, қул-дедәкләрму бар; мән өзлириниң нәзиридә илтипат тапармәнмекин дәп ғоҗамға хәвәр йәткүзүшни лайиқ көрдүм», дәңлар, — деди.
Emdi mende kala, éshek we qoylar, qul-dédeklermu bar; men özlirining neziride iltipat taparmenmikin dep xojamgha xewer yetküzüshni layiq kördüm», denglar, — dédi.
6 Хәвәрчиләр Яқупниң йениға йенип келип: — Биз акилири Әсавниң қешиға бардуқ; у төрт йүз кишини елип, силиниң алдилириға келиватиду, — деди.
Xewerchiler Yaqupning yénigha yénip kélip: — Biz akiliri Esawning qéshigha barduq; u töt yüz kishini élip, silining aldilirigha kéliwatidu, — dédi.
7 Яқуп наһайити қорқуп, ғәм-ғуссигә чүшүп адәмлирини қой, кала вә төгилиригә қошуп, икки топқа айриди.
Yaqup nahayiti qorqup, ghem-ghussige chüshüp ademlirini qoy, kala we tögilirige qoshup, ikki topqa ayridi.
8 У: — «Әгәр Әсав келип бир топимизға һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар» — дәп ойлиди.
U: — «Eger Esaw kélip bir topimizgha hujum qilsa, yene bir top qéchip qutulup qalar» — dep oylidi.
9 Андин Яқуп мундақ дуа қилди: — И атам Ибраһимниң Худаси вә атам Исһақниң Худаси! Маңа: «Өз зиминиң вә уруқ-туққанлириңниң қешиға йенип кәткин, саңа яхшилиқ қилимән» дәп вәдә қилған Пәрвәрдигар!
Andin Yaqup mundaq dua qildi: — I atam Ibrahimning Xudasi we atam Ishaqning Xudasi! Manga: «Öz zémining we uruq-tughqanliringning qéshigha yénip ketkin, sanga yaxshiliq qilimen» dep wede qilghan Perwerdigar!
10 — Мән Сениң Өз қулуңға көрсәткән өзгәрмәс барлиқ меһриванлиғиң вә барлиқ вападарлиғиң алдида һеч немә әмәсмән; чүнки мән бу Иордан дәриясидин өткинимдә ялғуз бир һасам бар еди. Әнди мән икки топ адәм болуп қайтиватимән.
— Men Séning Öz qulunggha körsetken özgermes barliq méhribanliqing we barliq wapadarliqing aldida héchnéme emesmen; chünki men bu Iordan deryasidin ötkinimde yalghuz bir hasam bar idi. Emdi men ikki top adem bolup qaytiwatimen.
11 Өтүнүп қалай, мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән; чүнки у келип мән билән хотун-балилиримни өлтүрүветәмдикин, дәп қорқимән.
Ötünüp qalay, méni akam Esawning qolidin qutquzghaysen; chünki u kélip men bilen xotun-balilirimni öltürüwétemdikin, dep qorqimen.
12 Сән: «Мән җәзмән саңа зор яхшилиқ қилип, сениң нәслиңни деңиздики қумдәк һәдди-һесапсиз көп қилимән», дегән едиң, — деди.
Sen: «Men jezmen sanga zor yaxshiliq qilip, séning neslingni déngizdiki qumdek heddi-hésabsiz köp qilimen», dégeniding, — dédi.
13 У шу кечиси шу йәрдә қонуп қалди; андин у қол илигидики маллардин елип, акиси Әсавға икки йүз өчкә, жигирмә текә, икки йүз сағлиқ, жигирмә қочқар, оттуз чиши төгини тайлақлири билән, қириқ инәк, он буқа, жигирмә мада ешәк, он һаңга ешәкни соғат қилип тәйярлап,
U shu kéchisi shu yerde qonup qaldi; andin u qol ilikidiki mallardin élip, akisi Esawgha ikki yüz öchke, yigirme téke, ikki yüz saghliq, yigirme qochqar, ottuz chishi tögini taylaqliri bilen, qiriq inek, on buqa, yigirme mada éshek, on hangga éshekni sowghat qilip teyyarlap,
16 Буларни айрим-айрим топ қилип хизмәткарлириниң қолиға тапшуруп, уларға җекиләп: — Силәр мәндин бурун меңип, һәр топниң арисида арилиқ қоюп һайдап меңиңлар, — деди.
Bularni ayrim-ayrim top qilip xizmetkarlirining qoligha tapshurup, ulargha jékilep: — Siler mendin burun méngip, her topning arisida ariliq qoyup heydep ménginglar, — dédi.
17 У әң алдидики топ билән маңған кишикә әмир қилип: — Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр у сәндин: «Кимниң адимисән? Қәйәргә барисән? Алдиңдики җаниварлар кимниң?» — дәп сориса,
U eng aldidiki top bilen mangghan kishike emr qilip: — Akam Esaw sanga uchrighanda, eger u sendin: «Kimning adimisen? Qeyerge barisen? Aldingdiki janiwarlar kimning?» — dep sorisa,
18 Ундақта сән җавап берип: «Булар кәминилири Яқупниң болуп, ғоҗам Әсавға әвәткән соғаттур. Мана, у өзиму кәйнимиздин келиватиду» — дегин, деди.
Undaqta sen jawab bérip: «Bular keminiliri Yaqupning bolup, xojam Esawgha ewetken sowghattur. Mana, u özimu keynimizdin kéliwatidu» — dégin, dédi.
19 Шу тәриқидә у иккинчи, үчинчи вә улардин кейинки падиларни һайдап маңғучи кишиләргиму охшаш әмир қилип: — Әсав сизләргә учриғанда, силәрму униңға шундақ дәңлар, андин: — Мана, кәминилири Яқуп өзиму арқимиздин келиватиду, — дәңлар, деди; чүнки у: — Мән алдимда барған соғат билән уни мени кәчүрүм қилдуруп, андин йүзини көрсәм, мени қобул қилармекин, — дәп ойлиған еди.
Shu teriqide u ikkinchi, üchinchi we ulardin kéyinki padilarni heydep mangghuchi kishilergimu oxshash emr qilip: — Esaw sizlerge uchrighanda, silermu uninggha shundaq denglar, andin: — Mana, keminiliri Yaqup özimu arqimizdin kéliwatidu, — denglar, dédi; chünki u: — Men aldimda barghan sowghat bilen uni méni kechürüm qildurup, andin yüzini körsem, méni qobul qilarmikin, — dep oylighanidi.
21 Шундақ қилип соғат алдин әвәтилди; у шу кечиси баргаһда қонуп қалди.
Shundaq qilip sowghat aldin ewetildi; u shu kéchisi bargahda qonup qaldi.
22 У шу кечидә қопуп, икки аяли вә икки дедиги вә он бир оғлини елип, Яббок кечигидин өтүп кәтти.
U shu kéchide qopup, ikki ayali we ikki dédiki we on bir oghlini élip, Yabbok kéchikidin ötüp ketti.
23 У уларни еқиндин өткүзди, шундақла һәммә тәәллуғиниму у қарши тәрәпкә өткүзди.
U ularni éqindin ötküzdi, shundaqla hemme teelluqinimu u qarshi terepke ötküzdi.
24 Яқуп болса бу қатта ялғуз қалди; бир зат келип шу йәрдә униң билән таң атқичә челишти.
Yaqup bolsa bu qatta yalghuz qaldi; bir zat kélip shu yerde uning bilen tang atquche chélishti.
25 Лекин бу зат уни йеңәлмәйдиғанлиғини көрүп, униң янпишиниң йириқиға қолини тәккүзүп қойди; шуниң билән улар челишиватқанда Яқупниң янпиши қазандин чиқип кәтти.
Lékin bu zat uni yéngelmeydighanliqini körüp, uning yotisining yiriqigha qolini tegküzüp qoydi; shuning bilen ular chélishiwatqanda Yaqupning yotisi qazandin chiqip ketti.
26 У зат: — Мени қоюп бәргин, чүнки таң атай дәп қалди, деди. — Сән мени бәрикәтлимигичә, сени қоюп бәрмәймән, деди Яқуп.
U zat: — Méni qoyup bergin, chünki tang atay dep qaldi, dédi. — Sen méni beriketlimigüche, séni qoyup bermeymen, dédi Yaqup.
27 У униңдин: — Етиң немә? дәп сориди. У: етим Яқуп, — деди.
U uningdin: — Éting néme? dep soridi. U: étim Yaqup, — dédi.
28 У униңға: — Сениң етиң буниңдин кейин Яқуп болмай, бәлки Исраил болиду; чүнки сән Худа биләнму, инсан биләнму елишип ғалип кәлдиң, — деди.
U uninggha: — Séning éting buningdin kéyin Yaqup bolmay, belki Israil bolidu; chünki sen Xuda bilenmu, insan bilenmu éliship ghalib kelding, — dédi.
29 Андин Яқуп униңдин: — Намиңни маңа дәп бәргин, девиди, у: — Немишкә мениң намимни сорайсән? — деди вә шу йәрдә униңға бәхит-бәрикәт ата қилди.
Andin Yaqup uningdin: — Namingni manga dep bergin, déwidi, u: — Némishqa méning namimni soraysen? — dédi we shu yerde uninggha bext-beriket ata qildi.
30 Шуниң билән Яқуп: — Худани йүзму-йүз көрүп, җеним қутулуп қалди, дәп у җайниң намини «Пәниәл» дәп атиди.
Shuning bilen Yaqup: — Xudani yüzmu-yüz körüp, jénim qutulup qaldi, dep u jayning namini «Peniel» dep atidi.
31 У Пәниәлдин өтүп маңғанда, күн униң үстибешини йорутти; амма у янпиши түпәйлидин ақсап маңатти.
U Penieldin ötüp mangghanda, kün uning üstibéshini yorutti; emma u yotisi tüpeylidin aqsap mangatti.
32 Бу сәвәптин Исраиллар бүгүнгичә йотиниң үгисидики пәйни йемәйду; чүнки шу Зат Яқупниң янпишиниң йириқиға, йәни униң пейигә қолини тәккүзүп қойған еди.
Bu sewebtin Israillar bügün’giche yotining ügisidiki peyni yémeydu; chünki shu Zat Yaqupning yotisining yiriqigha, yeni uning péyige qolini tegküzüp qoyghanidi.

< Яритилиш 32 >