< Әзакиял 23 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, бир анидин туғулған икки аял бар екән;
3 улар Мисир зиминидә паһишилик қилған; улар яшлиқта паһишилик қилған; шу йәрдә уларниң көксилири миҗиқлинип, қизлиқ әмчәк топчилири силанған.
4 Уларниң исимлири болса, чоңиниң Оһолаһ, кичигиниң Оһолибаһ еди; улар Мениңки еди; улар оғул-қизларни туққан. Самарийә болса Оһолаһ, Йерусалим Оһолибаһдур.
5 Оһолаһ Мениңки болған тәғдирдиму йәнә бузуқлуқ қилған — у ашиқлириға, йәни хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрдә болған;
6 көк кийим кийгән, әмәлдар-һөкүмдарлар, һәммиси келишкән жигитләр, атқа мингән чәвәндазлар еди.
7 У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммиси Асурийәниң есилзадилири еди; өз арзу-һәвәслирини барлиқ қозғатқанлар билән вә уларниң барлиқ мәбудлири билән у өзини булғиған.
8 У йәнила Мисирда болған паһишиликлиридин ваз кәчмиди; чүнки униң яшлиғида әшу йәрдикиләр униң билән биллә ятти, қизлиқ көксилирини силап, өз бузуқлуқлирини униң үстигә төкти.
9 Шуңа Мән уни өз ашнилириниң, йәни униң арзу-һәвәслирини қозғатқан Асурийләрниң қолиға тапшурдум;
10 улар униң номусини ашкарилап, униң оғул-қизлирини елип кетип, уни қиличлап өлтүрүвәтти; у аяллар арисида [яман] атаққа қалди; униң үстигә һөкүм чиқирилип җазаланди.
11 Униң сиңлиси Оһолибаһ буни көрүп турупму, арзу-һәвәслиридә һәдисидин техиму бузуқ, паһишиликлири һәдисиниңкидин көп болуп кәтти.
12 У өз хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрни қозғатқан; улар әмәлдар-һөкүмдарлар, һәшәмәтлик савут, формиларни кийгән, атқа мингән чәвәндазлар, уларниң һәммиси келишкән жигитләр еди.
13 Мән униң булғинип кәткәнлигини көрдум; улар иккилиси бир йоллуқ еди.
14 У униң паһишиликлирини ашурди; чүнки у тамда пәрәң билән сүрәтләнгән адәмләрни, йәни Калдийләрниң рәсимлирини көрди;
15 уларниң бәллири потилар билән оралған, бешиға қуйруқлуқ сәллиләр кийилгән; уларниң һәммиси ләшкәр бешидәк, йәни туғулған жути Калдийәдики Бабиллиқларниң қияпитидә еди.
16 У шуан уларға қарап уларниң шәһваний һәвсини қозғиған, шуниң билән уларни издәп Калдийәгә әлчиләрни әвәткән.
17 Шуниң билән Бабиллиқлар униңға, йәни униң ашнилиқ орун-көрпилиригә йеқин келип, уни өз зиналири билән булғиған; у өзини улар билән биллә булғиғандин кейин улардин бизар болди.
18 У өз бузуқлуқлирини очуқ қилип, номусини ашкарилиши билән, җеним һәдисидин йиргәнгәндәк униңдинму йиргәнди.
19 Бирақ у йәнә өзиниң яшлиқ күнлирини, йәни Мисир зиминида бузуқлуқ паһишилик қилған күнлирини есигә кәлтүрүп өз бузуқлуқлирини техиму көпәйтти.
20 Униң әрлиги ешәк мәдәклиридәк, мәнийси атларниңкидәк болған Бабилниң паһишиваз әркәклиригә қарап һәвәслири қозғалди.
21 Сән яшлиғиңдики бузуқлуқлириңға, йәни яшлиғиңда Мисирлиқларниң әмчәклириңни силиғиниға йәнә тәшна болуп тәлмүрдуң.
22 Шуңа, и Оһолибаһ, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Мана, Мән җениң һазир бизар болған ашнилириңни өзүңгә қарши қозғитимән, уларни сән билән қаршилишишқа һәммә тәрипиңдин елип келимән;
23 Бабиллиқлар, барлиқ Калдийләр, Пекодлар, Шоалар, Коаллар һәмдә Асурийләрниң һәммисини улар билән тәң қозғаймән; уларниң һәммиси келишкән жигитләр, әмәлдар-һөкүмдарлар, улуқ бәгләр вә җанаблар, һәммиси атқа мингән чәвәндазлардур;
24 улар қурал-ярақлар, җәң һарвулири, жүк һарвулири һәм зор бир топ хәлиқләр билән саңа қарши чиқиду; улар өзлирини һәммә тәрипиңдә сипар-қалқанлар вә дубулғаларни кийип саңа қарши сәпрас болиду; бешиңға чүшидиған тегишлик җазани уларға тапшуримән, улар өз һөкүмлири бойичә җазалайду.
25 Мән муқәддәслигимдин чиққан ғәзәпни саңа қаритимән; шуниң билән улар қәһр билән сени бир тәрәп қилиду. Улар сениң бурнуң вә қулақлириңни кесиветиду; сәндин ахирқи қалғанлар қиличлиниду; улар оғул-қизлириңни елип кетиду, сәндин йәнила қалғанлар отта жутуветилиду.
26 Улар сәндин кийим-кечәклириңни еливелип, гөзәл зибу-зиннәтлириңни булайду.
27 Шуниң билән Мән сәндә Мисир зиминида башланған бузуқлуқлириңни вә паһишиликлириңни тохтитимән; сән бу ишларға йәнә тәлмүрмәйсән, Мисирни қайта әслимәйсән.
28 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сени өзүң нәпрәтләнгәнләрниң қолиға, йәни җениң йиргәнгәнләрниң қолиға тапшуримән;
29 улар сени өчмәнлик билән бир тәрәп қилип, барлиқ әҗирлириңни елип кетип, сени туғма-ялаңач қалдуруп, паһишиликлириңниң номусини ашкарилайду. Сән әлләр билән паһишилик қилғанлиғиң, уларниң мәбудлири билән өзүңни булғиғанлиғиң түпәйлидин, сениң бузуқлуқлириң һәм паһишиликлириң буларни бешиңға чүшүрди.
30
31 Һәдәңниң йолида өзүң маңғансән; шуңа Мән униңдики қәдәһни сениң қолуңғиму тутқуздум.
32 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәдәңниң қәдәһини, чоңқур вә чоң бир қәдәһни сәнму ичисән; сән рәсва болуп мазақ қилинисән, чүнки униң һәҗими чоңдур;
33 сән дәһшәтлик вә һалакәт қәдәһи, йәни һәдәң Самарийәниң қәдәһи билән мәслик һәм дәрд-әләмгә толдурулисән;
34 сән уни ичиветип йәнә ялайсән, һәтта униң парчилириниму ғаҗилайсән, андин көксилириңниму жулуп ташлайсән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
35 Шуниң үчүн Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Мени унтуп арқаңға ташливәткәнлигиң үчүн, шуңа өз бузуқлуғуң һәм паһишиликлириңниң җазасини көтирисән.
36 Вә Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — И инсан оғли, сән Оһолаһ вә Оһолибамаһ үстигә һөкүм чиқирамсән? Әнди уларға өз жиркиничлик қилмишлирини аян қилип көрсәткин.
37 Чүнки улар бузуқлуқ қилди; қоллири қан болди; улар өз бутлири билән бузуқлуқ қилип, униң үстигә Маңа туққан өз балилирини уларниң озуғи сүпитидә қурбанлиқ қилип өткүзүп беғишлиди.
38 Униң үстигә улар Маңа шундақ иш қилғанки, охшаш бир күндә улар Мениң муқәддәс җайимни булғап, «шабат күн»лиримни бузған.
39 Чүнки улар өз балилиримни бутлириға сойған чағда, улар охшаш бир күндә муқәддәс җайимни булғашқа кирди; мана, улар Мениң өйүм оттурисида шундақ қилған.
40 Униң үстигә адәмләрни жирақтин чақирди, уларни елип келишкә әлчи әвәтти; мана, улар кәлди; сән уларни дәп жуюнуп, көз-қашлириңға осма қоюп, өзүңни зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидиң;
41 һәшәмәтлик бир диванда олтардиң, униң алдиға үстигә Мениң хушбуюм һәм зәйтун мейим қоюлған дәстиханни қойдуң;
42 ғәмсиз жүргән бир топ кишиләрниң авази униңда аңланди; чүпрәндә адәмләр билән биллә чөл-баявандин Себаийларму елип келинди; улар [һәдә-сиңилниң] қоллириға биләйүзүкләр, бешиға чирайлиқ таҗларни салди.
43 Әнди Мән зина-бузуқлуқлар билән упрап қериған паһишә тоғрилиқ: «Улар әнди униң билән бузуқлуқ қиливәрсун; чүнки у һәқиқәтән [паһишә]» — дедим.
44 — Шуниң билән улар паһишә аялға йеқинлашқандәк униңға йеқин берип биллә ятти; улар шундақ қилип Оһолаһ вә Оһолибамаһ бу икки бузуқ аялға йеқинлишип биллә ятти.
45 Бирақ һәққаний адәмләр уларни зинахор аялларни вә қан төккүчи аялларни җазалиғанға охшаш, уларниң үстигә һөкүм чиқирип җазалайду; чүнки улар зинахор аяллар, уларниң қоллири қандур.
46 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бир топ адәмләрни уларға қарши чиқирип елип келимән, уларни һәрянға һайдиветишкә вә булаңчилиқ қилишқа тапшуримән.
47 Бу топ кишиләр уларни ташлар билән чалма-кесәк қилип, қиличлири билән чепип сойиду; улар уларниң оғул-қизлирини өлтүриду, өйлирини от билән көйдүриветиду.
48 Шуниң билән Мән зиминдә бузуқлуққа хатимә беримән; шуниң билән барлиқ аяллар силәрдин савақ елип силәрниң бузуқлуқлириңни доримайду.
49 Улар бузуқлуғуңни өз бешиңға қайтуруп чүшүриду, вә силәр мәбудлириңларға четишлиқ болған гуналарни көтирисиләр; силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.