< Әзакиял 22 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 Әнди сән, и инсан оғли, қанлиқ шәһәр үстигә һөкүм чиқармамсән? Һөкүм чиқармамсән? Әнди униң жиркиничлик қилмишлирини йүзигә селип мундақ дегин: —
3 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз җаза күниниң келиши үчүн өз ичидә қан төккүчи шәһәр, өзини булғаш үчүн өзигә мәбудларни ясиған шәһәр —
4 Сән төккән қан түпәйлидин гунакар болдуң, ясиған мәбудлар түпәйлидин өзүңни булғидиң; сән өз җаза күнлириңни йеқинлаштурдуң, жиллириңни тоштурдуң; шуңа Мән сени әлләргә рәсва, барлиқ мәмликәтләргә мазақниң объекти қилдим.
5 Саңа йеқиндикиләр һәмдә сәндин жирақтикиләр сени мазақ қилиду, и қия-чияға толған бәтнамлиқ шәһәр!
6 Исраилниң шаһзадилири, һәр бириниң һоқуқидин пайдилинип ичиңдә қандақ қан төккәнлигигә қара!
7 Сениң ичиңдә улар ата-анисини көзгә илмиған; араңларда мусапирларға зулум-зумбулуқ қилған, житим-йесирләр һәм тул хотунларға увал қилған;
8 Мениң пак-муқәддәс нәрсилиримни сән кәмситкән, Мениң «шабат күн»лиримни булғап бузғансән;
9 сениң ичиңдә қанға тәшна төһмәтхор адәмләр болған; улар тағлар үстидә бутпәрәслик ешини йегән; сениң ичиңдә улар бузуқлуқ пәсәндилик қилған;
10 сәндә өз атисиниң номусиға тәккәнләр бар; ай көргән қиз-аялларни аяқ асти қилғанларму бар.
11 Бириси хошнисиниң аяли билән жиркиничлик бузуқлуқ қилған; йәнә бириси өз келинини бузуп шәһванийәт қилған; сәндә болған йәнә бириси өз сиңлисиға, йәнә атисиниң қизиға басқунчилиқ қилған.
12 Улар қан төкүш үчүн араңда «соғатлар»ни қобул қилған; сән өсүм-җазанә алған; сән өз хошнилириңдин һарамни мәҗбурий жулувелип, Мени унтуғансән — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
13 Вә мана, Мән һарамни мәҗбурий жулувелишиңға вә сән өз араңда төккән қанларға қарап қолумни-қолумға урдум!
14 Мән сени бир тәрәп қилидиған күнләрдиму жүригиң йәнила тоқ, қоллириң чиң туриверәмду? Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим, Өзүм уни ада қилимән.
15 Мән сени әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән, оттураңда болған пәсәндилигиңгә хатимә беримән.
16 Әнди сән өзүң арқилиқ әлләрниң көз алдида булғинисән, андин Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
17 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
18 И инсан оғли, Исраил җәмәти Маңа худди дашқал болуп чиқти; уларниң һәммиси хумданда қалған мис, қәләй, төмүр вә қоғушунлардур; улар күмүчниң поқи болуп чиқти.
19 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәммиңлар дашқал болуп чиққачқа, мана әнди Мән силәрни Йерусалим оттурисиға жиғимән;
20 кишиләр үстигә от пүвләп, уларни еритип тавлаш үчүн күмүч, мис, төмүр, қоғушун вә қәләйни хумдан ичигә жиққандәк, Мән ғәзивим вә қәһрим билән силәрни жиғип [шәһәр] ичигә селип силәрни еритимән.
21 Шундақ, Мән силәрни жиғип, ғәзивимниң отини үстүңләргә пүвләймән, силәр униң оттурисида ерип кетисиләр;
22 күмүч хумданда еритилгәндәк, силәр шәһәр оттурисида еритилисиләр; вә силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қәһримни үстүңләргә төккәнлигимни тонуп йетисиләр.
23 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
24 И инсан оғли, шәһәргә мундақ дегин: — Ғәзәп чүшкән күндә сән пакландурулмиған, ямғур чүшмигән бир зиминсән.
25 Өз олҗисини титма қилидиған, һөкирәйдиған ширдәк уларниң пәйғәмбәрлири униңда сүйқәст ишлитиду; улар җанларни йәветиду; ғәзниләрни, қиммәтлик нәрсилирини буливалиду; улар униң оттурисидики тул хотунларни көпәйтмәктә.
26 Униң каһинлири Тәврат-қанунумни бузуп ташлап, пак-муқәддәс нәрсилиримни булғиған; улар пак-муқәддәс билән аддий нәрсиләрни пәриқ қилмайду; улар «шабат күн»лиримгә көзини жумуп жүриду; шуниң билән улар арисида Маңа бәтнам чаплиниду.
27 Униң ичидики шаһзадиләр худди олҗисини титма қилидиған бөриләрдәк; улар қан төкүшиду, җанларни набут қилишиду, һарам мәнпәәтни булишиду.
28 Униң пәйғәмбәрлири уларниң [қилмишлирини] «һак сугақ» билән ақартқан, «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәп сахта көрүнүшләрни көрүвелип, пал селип ялғанчилиқ йәткүзиду; лекин Пәрвәрдигар уларға сөз қилған әмәс.
29 Зиминдики аддий пухраларму җәбир-зулум қилишип, булаң-талаң қилиду; улар аҗиз-намратларни бозәк қилип, мусапирларға зулум селип увал қилиду.
30 Мән улар арисидин тамни қайтидин яситип беридиған, Мени уларниң зиминини вәйран қилишимдин яндуридиған, униң йериқини әткидәк, Мениң алдимда туридиған аричи бир әзимәтни издәп кәлдим; бирақ һеч бирни тапалмидим.
31 Шуңа Мән қәһримни үстигә төкимән; ғәзивимниң оти билән Мән уларни һалак қилимән; Мән уларниң йоллирини өз бешиға қайтуримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.