< Мисирдин чиқиш 37 >
1 Андин Бәзаләл әһдә сандуғини акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз еди.
Andin Bezalel ehde sanduqini akatsiye yaghichidin yasidi; uning uzunluqi ikki yérim gez, égizliki bir yérim gez, kengliki bir yérim gez idi.
2 У униң ичи вә сиртини сап алтун билән қаплиди, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
U uning ichi we sirtini sap altun bilen qaplidi, uning üstünki qismining chörisige altundin girwek chiqardi.
3 У униң үчүн алтундин төрт һалқа қуюп, уларни униң төрт четиқиға бекитти; бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа бекитти.
U uning üchün altundin töt halqa quyup, ularni uning töt chétiqigha békitti; bir teripige ikki halqa, yene bir teripige ikki halqa békitti.
4 У һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиди;
U hem akatsiye yaghichidin ikki baldaq yasap, her ikkisini altun bilen qaplidi;
5 андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойди.
andin sanduq ular arqiliq kötürülsun dep, baldaqlarni sanduqning ikki yénidiki halqiliridin ötküzüp qoydi.
6 У [сандуқниң япқучи сүпитидә] алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиди.
U [sanduqning yapquchi süpitide] altundin uzunluqi ikki yérim gez, kengliki bir yérim gez bolghan bir «kafaret texti» yasidi.
7 У икки керубни алтундин соқуп ясиди; уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатти;
U ikki kérubni altundin soqup yasidi; ularni kafaret textining ikki teripige ornatti;
8 бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнатти. У икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилди.
bir kérubni bir teripige, yene bir kérubni yene bir teripige ornatti. U ikki teripidiki kérublarni kafaret texti bilen bir gewde qildi.
9 Керублар бир-биригә йүзлинип, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни йепип туратти; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилди.
Kérublar bir-birige yüzlinip, qanatlirini kafaret textining üstige kérip, qanatliri bilen uni yépip turatti; kérublarning yüzi kafaret textige qaritildi.
10 У һәм ширәни акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз еди.
U hem shireni akatsiye yaghichidin yasidi; uning uzunluqi ikki gez, kengliki bir gez, égizliki bir yérim gez idi.
11 У уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
U uni sap altun bilen qaplap, uning üstünki qismining chörisige altundin girwek chiqardi.
12 У ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиди; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқарди.
U shirening chörisige töt ilik égizlikte bir lew yasidi; bu lewning chörisigimu altundin bir girwek chiqardi.
13 У ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатти.
U shirege altundin töt halqa yasap, bu halqilarni shirening töt burjikidiki chétiqqa ornatti.
14 Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилди.
Shireni kötürüshke baldaqlar ötküzülsun dep, halqilar shire léwige yéqin békitildi.
15 Ширә үчүн у балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди; ширә улар билән көтириләтти.
Shire üchün u baldaqlarni akatsiye yaghichidin yasap, altun bilen qaplidi; shire ular bilen kötürületti.
16 У ширәниң үстигә қоюлидиған барлиқ буюмларни, йәни легәнлирини, қача-қуча тәхсилирини, [«шарап һәдийәлири»ни] қуйидиған қәдәһ вә пиялиләрниң һәммисини сап алтундин ясиди.
U shirening üstige qoyulidighan barliq buyumlarni, yeni légenlirini, qacha-qucha texsilirini, [«sharab hediyeliri»ni] quyidighan qedeh we piyalilerning hemmisini sap altundin yasidi.
17 У һәм чирақданни сап алтундин ясиди; чирақданни соқуп ясиди; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчилири вә гүллири бир пүтүн алтундин соқулди.
U hem chiraghdanni sap altundin yasidi; chiraghdanni soqup yasidi; chiraghdanning puti, gholi, qedehliri, ghunchiliri we gülliri bir pütün altundin soquldi.
18 Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилди — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, униң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилди;
Chiraghdanning gholining ikki yénidin alte shaxche chiqirildi — chiraghdanning bir yénidin üch shaxche, uning yene bir yénidin üch shaxche chiqirildi;
19 бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалди.
bir yénidiki herbir shaxchide badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan üch qedeh chiqirildi, yene bir yénidiki herbir shaxchide badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan üch qedeh chiqirildi. Chiraghdan’gha chiqirilghan alte shaxchining hemmisi shundaq yasaldi.
20 Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилди.
Chiraghdanning [gholidin] badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan töt qedeh chiqirildi.
21 Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә ясалған еди; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң астиниң һәммиси шундақ еди.
Bulardin bashqa [birinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche, [ikkinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche, [üchinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche yasalghanidi; chiraghdan’gha chiqirilghan alte shaxchining astining hemmisi shundaq idi.
22 Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинди — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалди.
Uning shu ghunchiliri hem shaxchiliri chiraghdan bilen bir gewde qilindi — bir pütün sap altundin soqup yasaldi.
23 У чирақданниң йәттә чириғини, шундақла униң пилик қайчилири билән күлданлирини сап алтундин ясиди.
U chiraghdanning yette chirighini, shundaqla uning pilik qaychiliri bilen küldanlirini sap altundin yasidi.
24 У чирақдан вә униң барлиқ әсваплирини бир талант сап алтундин ясиди.
U chiraghdan we uning barliq eswablirini bir talant sap altundin yasidi.
25 У йәнә хушбуйгаһни акатсийә яғичидин ясиди. Униң узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болуп, төрт часа қилип ясалди; [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалди.
U yene xushbuygahni akatsiye yaghichidin yasidi. Uning uzunluqi bir gez, kengliki bir gez, égizliki ikki gez bolup, töt chasa qilip yasaldi; [töt burjikidiki] münggüzler uning bilen bir pütün qilip yasaldi.
26 У уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплиди; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
U uni, yeni uning üstini, töt etrapini hem münggüzlirini sap altun bilen qaplidi; uning üsti qismining chörisige altundin girwek chiqardi.
27 Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекитти; уларни икки йениға удулму удул бекитти. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурди.
Uninggha altundin ikki halqa yasap, uning girwikining astigha békitti; ularni ikki yénigha udulmu’udul békitti. Xushbuygahni kötüridighan ikki baldaqni sélish üchün bularni xushbuygahning ikki teripige orunlashturdi.
28 У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди.
U baldaqlarni akatsiye yaghichidin yasap, altun bilen qaplidi.
29 У һәм муқәддәс Мәсиһләш мейини ясиди, андин әтирчи чиқарғандәк дора-дәрмәкләрни тәңшәп сап хушбуйни ясиди.
U hem muqeddes Mesihlesh méyini yasidi, andin etirchi chiqarghandek dora-dermeklerni tengshep sap xushbuyni yasidi.