Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Exodus Chapter 37 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Exodus/37 1) Андин Бәзаләл әһдә сандуғини акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз еди. 2) У униң ичи вә сиртини сап алтун билән қаплиди, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди. 3) У униң үчүн алтундин төрт һалқа қуюп, уларни униң төрт четиқиға бекитти; бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа бекитти. 4) У һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиди; 5) андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойди. 6) У [сандуқниң япқучи сүпитидә] алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиди. 7) У икки керубни алтундин соқуп ясиди; уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатти; 8) бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнатти. У икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилди. 9) Керублар бир-биригә йүзлинип, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни йепип туратти; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилди. 10) У һәм ширәни акатсийә яғичидин ясиди; униң узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз еди. 11) У уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди. 12) У ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиди; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқарди. 13) У ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатти. 14) Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилди. 15) Ширә үчүн у балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди; ширә улар билән көтириләтти. 16) У ширәниң үстигә қоюлидиған барлиқ буюмларни, йәни легәнлирини, қача-қуча тәхсилирини, [«шарап һәдийәлири»ни] қуйидиған қәдәһ вә пиялиләрниң һәммисини сап алтундин ясиди. 17) У һәм чирақданни сап алтундин ясиди; чирақданни соқуп ясиди; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчилири вә гүллири бир пүтүн алтундин соқулди. 18) Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилди — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, униң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилди; 19) бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалди. 20) Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилди. 21) Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә ясалған еди; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң астиниң һәммиси шундақ еди. 22) Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинди — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалди. 23) У чирақданниң йәттә чириғини, шундақла униң пилик қайчилири билән күлданлирини сап алтундин ясиди. 24) У чирақдан вә униң барлиқ әсваплирини бир талант сап алтундин ясиди. 25) У йәнә хушбуйгаһни акатсийә яғичидин ясиди. Униң узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болуп, төрт часа қилип ясалди; [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалди. 26) У уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплиди; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди. 27) Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекитти; уларни икки йениға удулму удул бекитти. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурди. 28) У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиди. 29) У һәм муқәддәс Мәсиһләш мейини ясиди, андин әтирчи чиқарғандәк дора-дәрмәкләрни тәңшәп сап хушбуйни ясиди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!