1Сән йәнә хушбуй яндуруш үчүн бир хушбуйгаһни ясатқин; уни акатсийә яғичидин тәйярлиғин.
This chapter is missing in the source text.
2У төрт часа, узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болсун. Униң [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалсун.
3Сән уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплатқин; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарғин.
4Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекиткин; уларни икки йениға удулму удул бекиткин. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурғин.
12Сән Исраилларниң санини ениқлаш үчүн уларни саниғиниңда, уларниң санилиши вәҗидин арисиға балаю-апәт кәлмәслиги үчүн, уларни саниғиниңда һәр бир адәм өз җени үчүн Пәрвәрдигарға кафарәт пули тапшурсун.
18Сән жуюнушқа ишлитишкә мистин [йоған] бир дас вә униңға мистин бир тәглик ясатқин; уни җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, ичигә су тоштуруп қойғин.
19Һарун билән униң оғуллири униңдики су билән пут-қоллирини жуйсун.
20Улар җамаәт чедириға киргәндә өлмәслиги үчүн су билән өзини жуюши керәк; улар хизмәт қилиш үчүн, қурбангаһқа йеқин берип Пәрвәрдигарға от арқилиқ атилидиған қурбанлиқ сунмақчи болғинидиму, шундақ қилсун.
21Улар өлмәслиги үчүн пут-қоллирини жуйсун; бу иш уларға, йәни өзи вә униң нәсиллири үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.