< Мисирдин чиқиш 29 >

1 Уларниң Маңа муқәддәс қилинип, каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн мундақ ишни ада қилишиң керәк: — сән бир яш әркәк топақ билән икки қочқарни талла (һәммиси беҗирим болсун)
This chapter is missing in the source text.
2 һәмдә петир нан, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғач вә зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанларни тәйярла, буларниң һәммисини буғдай унидин қилғин;
3 нанларниң һәммисини бир севәткә селип, севәтни, топақни вә икки қочқарни биллә һәдийә қилип кәлтүргин.
4 Сән Һарун вә униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин елип келип, уларни су билән жуйғин;
5 андин кийимлирини елип келип, Һарунға халта көйнәк, әфод тони вә әфодни кийдүргин, қошенни тақиғин; андин белигә әфодниң кәштиләнгән бәлвеғини бағлиғин.
6 Бешиға сәллини йөгәп, сәллигә муқәддәс отуғатни тақап қойғин.
7 Андин мәсиһләш мейини елип, бешиға қуюп уни мәсиһлигин.
8 Андин сән униң оғуллирини елип келип, уларға халта көйнәкләрни кийдүргин;
9 уларға, йәни Һарун вә униң оғуллириға бәлвағларни бағлап, егиз бөкләрни кийдүргин. Шуниң билән әбәдий бәлгүлимә бойичә, каһинлиқ хизмити уларниңки болиду; шундақ қилип, сән Һарун билән униң оғуллирини Худаға муқәддәс қилип айрип тайинлиғин.
10 — Сән топақни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлгин; елип кәлгиниңдә Һарун билән униң оғуллири қоллирини топақниң бешиға қойсун.
11 Андин сән бу топақни Пәрвәрдигарниң алдида, җамаәт чедириниң кириш еғизиниң йенида боғузлиғин;
12 топақниң қенидин елип бармиғиң билән уни қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрүп, қалған қанниң һәммисини қурбангаһниң түвигә төкүп қуйғин.
13 Ич қарнини йөгәп турған барлиқ майни, шундақла җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни аҗритип буларни қурбангаһта көйдүргин.
14 Топақниң гөши, териси вә тезигини болса чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, отта көйдүрүвәткин; бу гуна қурбанлиғи болиду.
15 Андин сән қочқарларниң бирини елип кәлгин; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун;
16 андин сән бу қочқарни боғузлап, униң қенидин қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин.
17 Қочқарни парчилап, униң ич қарни билән пачақлирини жуюп, уларни гөш парчилири вә башниң үстигә қоюп,
18 пүтүн қочқарни қурбангаһта көйдүргин. Бу Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ — от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй йәткүзидиған һәдийә болиду.
19 Кейин сән иккинчи қочқарни елип кәлгин; Һарун вә униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун.
20 Андин бу қочқарни боғузлап қенидин елип, Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқиға, униң оғуллириниң оң қулиқиниң юмшиқиға, уларниң оң қоллириниң чоң бармиғи билән оң путлириниң чоң бармиғиға сүркәп қойғин, қалған қанни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин.
21 Андин қурбангаһ үстидики қандин вә мәсиһләш мейидин елип, Һарунниң үстигә, униң кийимлиригә, шуниңдәк униң оғуллириниң үстигә вә уларниң кийимлиригиму сәпкин. Шундақ қилип у вә униң кийимлири, униң оғуллири вә уларниң кийимлириму униң билән тәң Худаға атап муқәддәс қилинған болиду.
22 Андин сән қочқарниң мейи, қуйруқ мейи, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май, җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни чиқар һәмдә оң арқа путини алғин — (чүнки бу қочқар каһинлиққа тикләш [қурбанлиғиға аталған] қочқардур) —
23 — буниңдин башқа сән Пәрвәрдигарниң алдида қоюлған петир нан севитидин бир гирдини, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачтин бирни вә петир һәмәк нандин бирни елип,
24 буларниң һәммисини Һарунниң қоллириға вә униң оғуллириниң қоллириға қоюп, уларни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатқузғин.
25 Андин сән буларни уларниң қоллиридин тапшуруп елип, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй чиқарсун дәп, қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүргин. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.
26 Сән Һарунни каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң төшини елип «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлатқин; бу сениң үлүшүң болиду.
27 Шуниңдәк, сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә пулаңлитилған төши билән «көтәрмә һәдийә» сүпитидә егиз көтирип пулаңлитилған арқа путини, йәни Һарун вә униң оғуллириға беғишланған шу үлүшләрни «муқәддәс» дәп айрип бекиткин.
28 Шуниң билән бу нәрсиләр әбәдий бәлгүлимә бойичә Исраиллар тәрипидин Һарун вә оғуллириға беғишланған несивә болиду; чүнки у көтәрмә һәдийәдур. Булар Исраиллар тәрипидин сунулидиған енақлиқ қурбанлиқлиридин айрип чиқилип, уларниң Пәрвәрдигарға атап «егиз көтәргән һәдийә»си һесаплинип, «көтәрмә һәдийә» болиду.
29 Һарунниң муқәддәс кийимлиригә кейин оғуллири варислиқ қилиду. Улар мәсиһлинип, каһинлиққа тайинланғандә шу кийимләрни кийсун.
30 Оғуллириниң қайсиси униң орнини бесип каһин болса, җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайниң ичидә хизмәткә киришкәндә, бу кийимләрни уда йәттә күн кийип жүрсун.
31 Сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарни елип, униң гөшини муқәддәс җайда пишарғин;
32 андин Һарун вә оғуллири қочқарниң гөши билән севәттики нанларни җамаәт чедириниң кириш еғизида йесун;
33 улар өзлириниң каһинлиққа тайинлинишидә Худаға атап муқәддәс қилинғанда кафарәткә ишлитилгән нәрсиләрни йесун, лекин булар муқәддәс болғачқа, ят киши буниңдин һеч немини йемисун.
34 Әгәр каһинлиққа тикләш қурбанлиқ гөшидин яки нандин әтигә азрақ ешип қалса, ешип қалғанни отта көйдүрүвәт; булар муқәддәс болғачқа, һеч ким униңдин йесә болмайду.
35 Сән шу тәриқидә Һарун вә униң оғуллири тоғрисида буйруғинимниң һәммисини беҗа кәлтүрүп, уда йәттә күнгичә уларни каһинлиққа тикләш вәзиписини ада қилғин.
36 Һәр күни кафарәт қилинишқа гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни сунғин. Қурбангаһниң өзини гунадин пак қилишқа униң үчүнму кафарәт кәлтүргин, муқәддәс қилинсун дәп, уни зәйтун мейи билән мәсиһлигин.
37 Йәттә күнгичә сән қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни муқәддәс қилғин. Буниң билән у «әң муқәддәс нәрсиләрниң бири» һесаплиниду; униңға тәккән һәммә нәрсә муқәддәс һесаплиниду.
38 Мана, қурбангаһта һемишә сунидиғанлириң мунулар: — һәр күни бир яшлиқ икки қоза қурбанлиқ қилинсун.
39 Бирини әтигәндә, йәнә бирини гугумда қурбанлиқ қилип сунғин.
40 Биринчи қоза билән биргә зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән буғдай унидин [әфаһниң] ондин бири вә йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарап қушуп сунулсун.
41 Иккинчи қозини гугумда сунғин; уни әтигәнлик қурбанлиқниңкидәк, хушбуй болуши үчүн от арқилиқ Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийә билән қошуп сунғин.
42 Шу тәриқидә бу көйдүрмә қурбанлиқ нәсилдин-нәсилгә җамаәт чедириниң кириш еғизида Пәрвәрдигарниң һозурида өткүзүлүп дайимлиқ қурбанлиқ болсун; Мән [Пәрвәрдигар] шу йәрдә силәр билән көрүшүп, сән билән сөзлишимән.
43 Шуниңдәк Мән шу йәрдә Исраиллар билән учришимән, шуниң билән у җай Мениң шан-шәривим билән муқәддәс қилиниду.
44 Мән җамаәт чедири билән қурбангаһни Өзүмгә атап муқәддәс қилимән; Һарун вә униң оғуллириниму Өзүмгә каһинлиқ хизмәттә болушқа айрип муқәддәс қилимән.
45 Шундақ қилип Мән Исраилларниң арисида макан қилип, уларниң Худаси болимән.
46 У вақитта улар Мениң уларниң арисида макан қилишим үчүн уларни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худаси Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду; Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.

< Мисирдин чиқиш 29 >