2Акаң Һарунға һәм шәрәп һәм гөзәллик үчүн муқәддәс кийимләрни тәйярлиғин.
3Һарунниң Маңа муқәддәс қилинип, Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, Мән әқил-парасәтниң роһи билән қәлблирини толдурған чевәр кишиләрниң һәр биригә сөз қилип, уларни алаһидә кийимләрни тикишкә буйруғин.
4Улар тикидиған кийимләр мунулардин ибарәт: — бир қошен, бир әфод, бир тон, кәштиләнгән бир халта көйнәк, бир сәллә вә бир бәлвағ. Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, улар акаң Һарунға вә оғуллириға муқәддәс кийимләрни тиксун.
5Униңға алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхт ишлитилсун;
6әфодни улар алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрни тәйярлап, чевәр қолларға нәпис қилип [кәштилитип] ишләтсун.
7Әфодниң икки бешини бир-биргә туташтуруш үчүн икки долисида мүрилик тасма болсун.
8Әфодниң үстидин бағлайдиған, кәштиләнгән бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинсун вә униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалсун.
9Икки ақ һеқиқни тепип, уларниң үстигә Исраилниң оғуллириниң намлирини ойдурғин;
10уларниң намлириниң алтиси бир яқутқа оюлсун, қалған алтиси болса йәнә бир яқутқа оюлсун, һәммиси туғулуш тәртиви бойичә пүтүлсун.
11Худди яқут нәқишчилири ишлигәндәк, мөһүр оюлғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини икки яқутқа ойдурғин; улар алтундин ясалған көзлүккә бекитилсун.
12Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға қадиғузғин; шундақ болғанда, Һарун Пәрвәрдигарниң алдида уларниң намлирини әсләтмә сүпитидә мүрилиридә көтирип жүриду.
13Буниңдин башқа, сән алтундин йәнә икки көзлүк вә сап алтундин шойнидәк ешип етилгән икки зәнҗир ясатқин; андин ешилмә зәнҗирләр көзлүкләргә бекитилсун.
21Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлсун.
22Қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин [икки] ешилмә зәнҗир ясиғин.
23Қошенға алтундин икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигигә бекиткин;
24андин алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп,
25ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, [көзлүкләрни] әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатқин.
26Буниңдин башқа сән алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң [асти тәрипидики] икки бүҗигигә бекиткин; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалсун.
27Мундин башқа сән алтундин [йәнә] икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, йәни әфодқа улинидиған җайға йеқин қилип, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекиткин.
28Қошенниң әфодниң кәшитиләнгән бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн қошенниң һалқисини көк шойна билән әфодниң һалқисиға четип қойғин.
42Уларниң әврәтлириниң йепиқ туруши үчүн уларға канап рәхттин тамбал әттүргин; у белидин янпишиғичә йепип турсун.
43Һарун вә оғуллири җамаәт чедириға киргәндә яки муқәддәс җайда хизмәттә болуш үчүн қурбангаһқа йеқинлашқанда, улар гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн [тамбални] кийивалсун. Бу униңға вә униңдин кейинки нәсиллири үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болсун.