< Даниял 4 >

1 «Мәнки падиша Небоқаднәсардин йәр йүзидики һәр бир әл-жутқа, һәр қайси таипиләргә, һәр хил тилларда сөзлишидиған қовмларға аман-есәнлик ешип-тешип турғай!
«Mǝnki padixaⱨ Neboⱪadnǝsardin yǝr yüzidiki ⱨǝrbir ǝl-yurtⱪa, ⱨǝrⱪaysi taipilǝrgǝ, ⱨǝrhil tillarda sɵzlixidiƣan ⱪowmlarƣa aman-esǝnlik exip-texip turƣay!
2 Һәммидин Алий Худа маңа көрсәткән аламәтләрни вә карамәтләрни җакалашни лайиқ таптим.
Ⱨǝmmidin Aliy Huda manga kɵrsǝtkǝn alamǝtlǝrni wǝ karamǝtlǝrni jakarlaxni layiⱪ taptim.
3 Униң көрсәткән мөҗизилик аламәтлири немидегән улуқ! Униң карамәтлири немәдегән қалтис! Униң падишалиғи пүтмәс-түгимәстүр, Униң һакимлиғи дәвирдин-дәвиргичә давамлишиду!
Uning kɵrsǝtkǝn mɵjizilik alamǝtliri nemidegǝn uluƣ! Uning karamǝtliri nemǝdegǝn ⱪaltis! Uning padixaⱨliⱪi pütmǝs-tügimǝstür, Uning ⱨakimliⱪi dǝwrdin-dǝwrgiqǝ dawamlixidu!
4 Мәнки Небоқаднәсар өйүмдә бихараман олтарғинимда, ордамда баяшат турмуш көчүриватқинимда,
Mǝnki Neboⱪadnǝsar ɵyümdǝ biharaman olturƣinimda, ordamda bayaxat turmux kɵqüriwatⱪinimda,
5 мени интайин қорқитивәткән бир чүшни көрдүм, орнумда ятқинимда бешимдики ойлар вә калламдики ғайипанә аламәтләр мени алақзадә қилди.
meni intayin ⱪorⱪitiwǝtkǝn bir qüxni kɵrdüm, ornumda yatⱪinimda beximdiki oylar wǝ kallamdiki ƣayibanǝ alamǝtlǝr meni alaⱪzadǝ ⱪildi.
6 Бабилдики барлиқ данишмәнләрни алдимға чақиришқа пәрман берип, уларниң чүшүмгә тәбир беришини буйрудим.
Babildiki barliⱪ danixmǝnlǝrni aldimƣa qaⱪirixⱪa pǝrman berip, ularning qüxümgǝ tǝbir berixini buyrudim.
7 Шуниң билән барлиқ рәмчи-палчи, пир-устаз, калдийләр вә мунәҗҗимлар келишти. Мән чүшүмни ейтип бәрдим, лекин улар маңа тәбирини берәлмиди.
Xuning bilǝn barliⱪ rǝmqi-palqi, pir-ustaz, kaldiylǝr wǝ munǝjjimlar kelixti. Mǝn qüxümni eytip bǝrdim, lekin ular manga tǝbirini berǝlmidi.
8 Лекин ахирда Даниял кирди (униң йәнә бир исми Бәлтәшасар болуп, мениң илаһимниң намиға асасән қоюлған). Муқәддәс илаһларниң роһи униңда екән. Мән чүшүмни ейтип, униңға:
Lekin ahirda Daniyal kirdi (uning yǝnǝ bir ismi Bǝltǝxasar bolup, mening ilaⱨimning namiƣa asasǝn ⱪoyulƣan). Muⱪǝddǝs ilaⱨlarning roⱨi uningda ikǝn. Mǝn qüxümni eytip, uningƣa:
9 — Әй палчиларниң башлиғи Бәлтәшасар, муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екәнлигини, саңа һеч қандақ сир тәс кәлмәйдиғанлиғини билдим, шуңа мениң көргән чүшүмдики ғайипанә аламәтләрни чүшәндүргәйсән, шундақла униңға тәбир бәргәйсән, — дедим.
— Əy palqilarning baxliⱪi Bǝltǝxasar, muⱪǝddǝs ilaⱨlarning roⱨi sǝndǝ ikǝnlikini, sanga ⱨeqⱪandaⱪ sir tǝs kǝlmǝydiƣanliⱪini bildim, xunga mening kɵrgǝn qüxümdiki ƣayibanǝ alamǝtlǝrni qüxǝndürgǝysǝn, xundaⱪla uningƣa tǝbir bǝrgǝysǝn, — dedim.
10 — Мән орнумда ятқинимда калламда мундақ ғайипанә аламәтләрни көрдүм: Мана, йәр йүзиниң оттурисида бир түп дәрәқ бар екән; у толиму егизмиш.
— Mǝn ornumda yatⱪinimda kallamda mundaⱪ ƣayibanǝ alamǝtlǝrni kɵrdüm: Mana, yǝr yüzining otturisida bir tüp dǝrǝh bar ikǝn; u tolimu egizmix.
11 У барғансери чоң һәм мәзмут өсүп, асманға тақишипту, у дунияниң чәтлиригиму көрүнидикән.
U barƣanseri qong ⱨǝm mǝzmut ɵsüp, asmanƣa taⱪixiptu, u dunyaning qǝtlirigimu kɵrünidikǝn.
12 Униң йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол екән. Униңда пүткүл дунияға йәткидәк озуқ бар екән. Униң астида даладики һайванлар сайидашидикән, шахлирида асмандики учар-қанатлар макан қилидикән; мевисидин барлиқ әт егилириму озуқлинидикән.
Uning yopurmaⱪliri qirayliⱪ, mewisi intayin mol ikǝn. Uningda pütkül dunyaƣa yǝtküdǝk ozuⱪ bar ikǝn. Uning astida daladiki ⱨaywanlar sayidaxidikǝn, xahlirida asmandiki uqar-ⱪanatlar makan ⱪilidikǝn; mewisidin barliⱪ ǝt igilirimu ozuⱪlinidikǝn.
13 Орнумда йетип, калламда көргән ғайипанә аламәтләрни көрүватимән, мана, асмандин бир күзәтчи муәккәл, йәни муқәддәс бир пәриштә чүшүп,
Ornumda yetip, kallamda kɵrgǝn ƣayibanǝ alamǝtlǝrni kɵrüwatimǝn, mana, asmandin bir kɵzǝtqi muǝkkǝl, yǝni muⱪǝddǝs bir pǝrixtǝ qüxüp,
14 мундақ җакалиди: — «Дәрәқни кесип, шахлирини қирқип, йопурмақлирини вә мевилирини қеқип чүшүрүп чечиветиңлар. Дәрәқ түвидики явайи һайванлар униңдин жирақлашсун, униң шахлиридики қушлар тезип кәтсун.
mundaⱪ jakarlidi: — «Dǝrǝhni kesip, xahlirini ⱪirⱪip, yopurmaⱪlirini wǝ mewilirini ⱪeⱪip qüxürüp qeqiwetinglar. Dǝrǝh tüwidiki yawayi ⱨaywanlar uningdin yiraⱪlaxsun, uning xahliridiki ⱪuxlar tezip kǝtsun.
15 Йәрдә пәқәт көтүгинила йилтизи билән, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. Униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун.
Yǝrdǝ pǝⱪǝt kɵtükinila yiltizi bilǝn, mis wǝ tɵmür bilǝn qǝmbǝrlǝp, yumran ot-qɵplǝr bilǝn billǝ dalada ⱪaldurunglar. U asmandiki xǝbnǝmdin qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup tursun. Uning nesiwisi ot-qɵp yǝydiƣan yawayi ⱨaywanlar bilǝn billǝ bolsun.
16 Адәмий әқлидин мәһрум қилинип, униңға явайи һайванларниң әқли берилсун, шундақла шу һаләттә «йәттә вақит» турсун.
Adǝmiy ǝⱪlidin mǝⱨrum ⱪilinip, uningƣa yawayi ⱨaywanlarning ǝⱪli berilsun, xundaⱪla xu ⱨalǝttǝ «yǝttǝ waⱪit» tursun.
17 Дуниядики җан егилири Һәммидин Алий Болғучиниң инсанларниң падишалиғиниң һәммисини идарә қилидиғанлиғи, шундақла униң падишалиқ һоқуқини өзи таллиған киши (мәйли у һеч немигә әрзимәс адәм болсиму)гә беридиғанлиғини билсун дәп, бу һөкүм қариғучи муәккәлләрниң пәрмани билән, йәни муқәддәс пәриштиләрниң қарар буйруғи билән бәлгүләнгәндур».
Dunyadiki jan igiliri Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining insanlarning padixaⱨliⱪining ⱨǝmmisini idarǝ ⱪilidiƣanliⱪi, xundaⱪla uning padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪini ɵzi talliƣan kixi (mǝyli u ⱨeqnemigǝ ǝrzimǝs adǝm bolsimu)gǝ beridiƣanliⱪini bilsun dǝp, bu ⱨɵküm ⱪariƣuqi muǝkkǝllǝrning pǝrmani bilǝn, yǝni muⱪǝddǝs pǝrixtilǝrning ⱪarar buyruⱪi bilǝn bǝlgilǝngǝndur».
18 — Мән падиша Небоғаднәсар мана шундақ чөшни көрдум. Әй Бәлтәшасар, чүшүмгә тәбир бәргәйсән. Падишаһлиғимдики данишмәнләр ичидә мән үчүн буниңға тәбир берәләйдиған бирму адәм чиқмиди. Лекин сән тәбир берәләйсән, чүнки әң муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екән.
— Mǝn padixaⱨ Neboƣadnǝsar mana xundaⱪ qɵxni kɵrdum. Əy Bǝltǝxasar, qüxümgǝ tǝbir bǝrgǝysǝn. Padixaⱨliⱪimdiki danixmǝnlǝr iqidǝ mǝn üqün buningƣa tǝbir berǝlǝydiƣan birmu adǝm qiⱪmidi. Lekin sǝn tǝbir berǝlǝysǝn, qünki ǝng muⱪǝddǝs ilaⱨlarning roⱨi sǝndǝ ikǝn.
19 Шуниң билән Бәлтәшасар дәпму аталған Даниял бир һаза һәйранлиқта алақзадә болди вә чүш тоғрисида ойлап толиму беарам болди. Падишаһ: — Әй Бәлтәшасар, бу чүш вә униң тәбири сени алақзадә қилмисун, — деди. Бәлтәшасар җававән: — И алийлири, бу чүш силидин нәпрәтләнгәнләргә болсун, униң тәбири өзлиригә әмәс, дүшмәнлиригә чүшкәй!
Xuning bilǝn Bǝltǝxasar dǝpmu atalƣan Daniyal bir ⱨaza ⱨǝyranliⱪta alaⱪzadǝ boldi wǝ qüx toƣrisida oylap tolimu biaram boldi. Padixaⱨ: — Əy Bǝltǝxasar, bu qüx wǝ uning tǝbiri seni alaⱪzadǝ ⱪilmisun, — dedi. Bǝltǝxasar jawabǝn: — I aliyliri, bu qüx silidin nǝprǝtlǝngǝnlǝrgǝ bolsun, uning tǝbiri ɵzlirigǝ ǝmǝs, düxmǝnlirigǝ qüxkǝy!
20 Барғансери өсүп мәзмут болған, егизлиги асманға тақишидиған, пүткүл дунияға көрүнидиған, йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол болған, пүткүл дунияға йәткидәк озуқ болидиған, сайисида явайи һайванлар туридиған, шахлирида учар қушлар макан қилидиған дәрәқ болса, йәни сән көргән дәрәқ — дәл өзлиридур, и алийлири! — Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди.
Barƣanseri ɵsüp mǝzmut bolƣan, egizliki asmanƣa taⱪixidiƣan, pütkül dunyaƣa kɵrünidiƣan, yopurmaⱪliri qirayliⱪ, mewisi intayin mol bolƣan, pütkül dunyaƣa yǝtküdǝk ozuⱪ bolidiƣan, sayisida yawayi ⱨaywanlar turidiƣan, xahlirida uqar ⱪuxlar makan ⱪilidiƣan dǝrǝh bolsa, yǝni sǝn kɵrgǝn dǝrǝh — dǝl ɵzliridur, i aliyliri! — Qünki sili qong wǝ mǝzmut ɵstila; silining ⱨǝywǝtliri exip pǝlǝkkǝ yǝtti; ⱨɵkümranliⱪliri yǝr yüzining qǝtlirigǝ yetip bardi.
22 — Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди.
— Qünki sili qong wǝ mǝzmut ɵstila; silining ⱨǝywǝtliri exip pǝlǝkkǝ yǝtti; ⱨɵkümranliⱪliri yǝr yüzining qǝtlirigǝ yetip bardi.
23 Алийлири қарап турған вақитлирида асмандин бир қариғучи, йәни бир муқәддәс пәриштә чүшүп: «Бу дәрәқни кесип, харап қилиңлар. Халбуки, йәрдә көтүгинила йилтизи билән қалдурурп, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. «Йәттә вақит» бешидин өткичә униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун, — дәпту.
Aliyliri ⱪarap turƣan waⱪitlirida asmandin bir ⱪariƣuqi, yǝni bir muⱪǝddǝs pǝrixtǝ qüxüp: «Bu dǝrǝhni kesip, harab ⱪilinglar. Halbuki, yǝrdǝ kɵtükinila yiltizi bilǝn ⱪaldururp, mis wǝ tɵmür bilǝn qǝmbǝrlǝp, yumran ot-qɵplǝr bilǝn billǝ dalada ⱪaldurunglar. U asmandiki xǝbnǝmdin qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup tursun. «Yǝttǝ waⱪit» bexidin ɵtkiqǝ uning nesiwisi ot-qɵp yǝydiƣan yawayi ⱨaywanlar bilǝn billǝ bolsun, — dǝptu.
24 — И алийлири, чүшлириниң мәнаси мана шу — Булар болса Һәммидин Алий Болғучиниң пәрмани билән ғоҗам падишаниң бешиға чүшидиған ишлар —
— I aliyliri, qüxlirining mǝnisi mana xu — Bular bolsa Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining pǝrmani bilǝn hojam padixaⱨning bexiƣa qüxidiƣan ixlar —
25 Өзлири кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә яшайдила, калилардәк от-чөп билән озуқландурулидила, далада асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп туридила. Таки сили Һәммидин Алий Болғучиниң пүткүл инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә, йәттә вақит башлиридин өтиду.
Ɵzliri kixilǝr arisidin ⱨǝydiwetilip, yawayi ⱨaywanlar bilǝn billǝ yaxaydila, kalilardǝk ot-qɵp bilǝn ozuⱪlandurulidila, dalada asmandiki xǝbnǝmdin qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup turidila. Taki sili Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining pütkül insan padixaⱨliⱪini idarǝ ⱪilidiƣanliⱪini wǝ Uning ⱨoⱪuⱪini Ɵzi talliƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixigǝ beridiƣanliⱪini bilip yǝtküqǝ, yǝttǝ waⱪit baxliridin ɵtidu.
26 «Дәрәқниң көтигини йилтизи билән йәрдә қалдуруңлар» дәп буйрулған екән, өзлири әршләрниң һәммини идарә қилидиғаннлиғини билип йәткәндин кейин падишалиқлири өзлиригә қайтурулиду.
«Dǝrǝhning kɵtikini yiltizi bilǝn yǝrdǝ ⱪaldurunglar» dǝp buyrulƣanikǝn, ɵzliri ǝrxlǝrning ⱨǝmmini idarǝ ⱪilidiƣannliⱪini bilip yǝtkǝndin keyin padixaⱨliⱪliri ɵzlirigǝ ⱪayturulidu.
27 Шуңа и алийлири, мениң нәсиһитим силигә лайиқ көрүлгәй, гуналиридин қол үзгәйла, ишта һәққаний болғайла, қәбиһликлиридин тохтап кәмбәғәлләргә рәһимдиллик қилғайла. Шундақ қилғандила бәлким давамлиқ гүлләп яшнимамдила?
Xunga i aliyliri, mening nǝsiⱨitim siligǝ layiⱪ kɵrülgǝy, gunaⱨliridin ⱪol üzgǝyla, ixta ⱨǝⱪⱪaniy bolƣayla, ⱪǝbiⱨlikliridin tohtap kǝmbǝƣǝllǝrgǝ rǝⱨimdillik ⱪilƣayla. Xundaⱪ ⱪilƣandila bǝlkim dawamliⱪ güllǝp yaxnimamdila?
28 Бу ишларниң һәммиси падиша Небоқаднәсарниң бешиға чүшти.
Bu ixlarning ⱨǝmmisi padixaⱨ Neboⱪadnǝsarning bexiƣa qüxti.
29 Он икки айдин кейин, у Бабилдики падишалиқ ордисиниң өгүзидә сәйлә қиливетип:
On ikki aydin keyin, u Babildiki padixaⱨliⱪ ordisining ɵgzisidǝ sǝylǝ ⱪiliwetip:
30 — Қараңлар, мән өз иззитим вә шан-шөһритим намайән қилинсун дәп, шаһанә ордамниң җайлишиши үчүн зор күчүм билән ясиған һәйвәтлик Бабил шәһири мошу әмәсму? — деди.
— Ⱪaranglar, mǝn ɵz izzitim wǝ xan-xɵⱨritim namayan ⱪilinsun dǝp, xaⱨanǝ ordamning jaylixixi üqün zor küqüm bilǝn yasiƣan ⱨǝywǝtlik Babil xǝⱨiri muxu ǝmǝsmu? — dedi.
31 Униң сөзи ағзидин техи үзүлмәйла, асмандин бир аваз чүшүп: — Әй падиша Небоқаднәсар, бу сөз саңа кәлди: Падишаһлиқ сәндин елинди.
Uning sɵzi aƣzidin tehi üzülmǝyla, asmandin bir awaz qüxüp: — Əy padixaⱨ Neboⱪadnǝsar, bu sɵz sanga kǝldi: Padixaⱨliⱪ sǝndin elindi.
32 Сән кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә макан қилисән вә калилардәк от-чөп йәйсән; сән Һәммидин Алий Болғучиниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә тутқузидиғанлиғини билип йәткичә йәттә вақит бешиңдин өтүп кетиду — дейилди.
Sǝn kixilǝr arisidin ⱨǝydiwetilip, yawayi ⱨaywanlar bilǝn billǝ makan ⱪilisǝn wǝ kalilardǝk ot-qɵp yǝysǝn; sǝn Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining insan padixaⱨliⱪini idarǝ ⱪilidiƣanliⱪini wǝ Uning ⱨoⱪuⱪini Ɵzi talliƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixigǝ tutⱪuzidiƣanliⱪini bilip yǝtküqǝ yǝttǝ waⱪit bexingdin ɵtüp ketidu — deyildi.
33 Бу сөз Небоқаднәсарда шуан әмәлгә ашти. У кишиләр арисидин һайдиветилип, калилардәк от-чөп йәп, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти. Униң чачлири бүркүтниң пәйлиридәк, тирнақлири қушниң тирнақлиридәк өсүп кәтти.
Bu sɵz Neboⱪadnǝsarda xuan ǝmǝlgǝ axti. U kixilǝr arisidin ⱨǝydiwetilip, kalilardǝk ot-qɵp yǝp, teni xǝbnǝmdin qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup kǝtti. Uning qaqliri bürkütning pǝyliridǝk, tirnaⱪliri ⱪuxning tirnaⱪliridǝk ɵsüp kǝtti.
34 Әнди шу күнләр тошқанда, мән Небоқаднәсар асманға көз тикип қаривидим, әқил-һошум әслигә кәлди. Мән Һәммидин Алий Болғучиға һәмдусана ейтип, Мәңгү Һаят Турғучини мәдһийиләп, һөрмәт әйлидим. Униң һакимлиғи мәңгүлүк һакимлиқтур; Униң падишалиғи әвлаттин-әвлатқидур.
Əmdi xu künlǝr toxⱪanda, mǝn Neboⱪadnǝsar asmanƣa kɵz tikip ⱪariwidim, ǝⱪil-ⱨoxum ǝsligǝ kǝldi. Mǝn Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa ⱨǝmdusana eytip, Mǝnggü Ⱨayat Turƣuqini mǝdⱨiyilǝp, ⱨɵrmǝt ǝylidim. Uning ⱨakimliⱪi mǝnggülük ⱨakimliⱪtur; Uning padixaⱨliⱪi ǝwladtin-ǝwladⱪidur.
35 Униң алдида йәр йүзидики барлиқ инсанлар һеч немә һесапланмайду; Әрштики қошунлар вә зиминдики инсанлар арисида У немә қилишни халиса шуни қилиду; Униң қолини ким тосалисун яки Униңдин «Немә қилисән?» дәп сорашқа җүръәт қилалисун?
Uning aldida yǝr yüzidiki barliⱪ insanlar ⱨeqnemǝ ⱨesablanmaydu; Ərxtiki ⱪoxunlar wǝ zemindiki insanlar arisida U nemǝ ⱪilixni halisa xuni ⱪilidu; Uning ⱪolini kim tosalisun yaki Uningdin «Nemǝ ⱪilisǝn?» dǝp soraxⱪa jür’ǝt ⱪilalisun?
36 Шуанла әқил-һошум әслигә кәлди; падишалиғимниң шан-шәриви, иззитим, падишалиқ һәйвәмму әслигә кәлтүрүлди. Мәслиһәтчи вәзирлирим вә әмир-есилзадилирим мени издәп кәлди. Падишаһлиғим мустәһләмләнди; бурунқидинму зор һәйвигә йеңибаштин егә болдум.
Xuanla ǝⱪil-ⱨoxum ǝsligǝ kǝldi; padixaⱨliⱪimning xan-xǝripi, izzitim, padixaⱨliⱪ ⱨǝywǝmmu ǝsligǝ kǝltürüldi. Mǝsliⱨǝtqi wǝzirlirim wǝ ǝmir-esilzadilirim meni izdǝp kǝldi. Padixaⱨliⱪim mustǝⱨlǝmlǝndi; burunⱪidinmu zor ⱨǝywigǝ yengibaxtin igǝ boldum.
37 Әнди мәнки Небоқаднәсар әрштики Падишаһға һәмдусана оқуймән, Уни техиму улуқлаймән вә Уни иззәтләймән: — Униң қилғанлири һәқтур, Униң йоллири тоғридур; Униң тәкәббурлуқ йолида маңғанларниң һәйвисини чүшүрүш қудрити бардур!».
Əmdi mǝnki Neboⱪadnǝsar ǝrxtiki Padixaⱨⱪa ⱨǝmdusana oⱪuymǝn, Uni tehimu uluƣlaymǝn wǝ Uni izzǝtlǝymǝn: — Uning ⱪilƣanliri ⱨǝⱪtur, Uning yolliri toƣridur; Uning tǝkǝbburluⱪ yolida mangƣanlarning ⱨǝywisini qüxürüx ⱪudriti bardur!».

< Даниял 4 >