Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Daniel Chapter 4 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Daniel/4 1) «Мәнки падиша Небоқаднәсардин йәр йүзидики һәр бир әл-жутқа, һәр қайси таипиләргә, һәр хил тилларда сөзлишидиған қовмларға аман-есәнлик ешип-тешип турғай! 2) Һәммидин Алий Худа маңа көрсәткән аламәтләрни вә карамәтләрни җакалашни лайиқ таптим. 3) Униң көрсәткән мөҗизилик аламәтлири немидегән улуқ! Униң карамәтлири немәдегән қалтис! Униң падишалиғи пүтмәс-түгимәстүр, Униң һакимлиғи дәвирдин-дәвиргичә давамлишиду! 4) Мәнки Небоқаднәсар өйүмдә бихараман олтарғинимда, ордамда баяшат турмуш көчүриватқинимда, 5) мени интайин қорқитивәткән бир чүшни көрдүм, орнумда ятқинимда бешимдики ойлар вә калламдики ғайипанә аламәтләр мени алақзадә қилди. 6) Бабилдики барлиқ данишмәнләрни алдимға чақиришқа пәрман берип, уларниң чүшүмгә тәбир беришини буйрудим. 7) Шуниң билән барлиқ рәмчи-палчи, пир-устаз, калдийләр вә мунәҗҗимлар келишти. Мән чүшүмни ейтип бәрдим, лекин улар маңа тәбирини берәлмиди. 8) Лекин ахирда Даниял кирди (униң йәнә бир исми Бәлтәшасар болуп, мениң илаһимниң намиға асасән қоюлған). Муқәддәс илаһларниң роһи униңда екән. Мән чүшүмни ейтип, униңға: 9) — Әй палчиларниң башлиғи Бәлтәшасар, муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екәнлигини, саңа һеч қандақ сир тәс кәлмәйдиғанлиғини билдим, шуңа мениң көргән чүшүмдики ғайипанә аламәтләрни чүшәндүргәйсән, шундақла униңға тәбир бәргәйсән, — дедим. 10) — Мән орнумда ятқинимда калламда мундақ ғайипанә аламәтләрни көрдүм: Мана, йәр йүзиниң оттурисида бир түп дәрәқ бар екән; у толиму егизмиш. 11) У барғансери чоң һәм мәзмут өсүп, асманға тақишипту, у дунияниң чәтлиригиму көрүнидикән. 12) Униң йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол екән. Униңда пүткүл дунияға йәткидәк озуқ бар екән. Униң астида даладики һайванлар сайидашидикән, шахлирида асмандики учар-қанатлар макан қилидикән; мевисидин барлиқ әт егилириму озуқлинидикән. 13) Орнумда йетип, калламда көргән ғайипанә аламәтләрни көрүватимән, мана, асмандин бир күзәтчи муәккәл, йәни муқәддәс бир пәриштә чүшүп, 14) мундақ җакалиди: — «Дәрәқни кесип, шахлирини қирқип, йопурмақлирини вә мевилирини қеқип чүшүрүп чечиветиңлар. Дәрәқ түвидики явайи һайванлар униңдин жирақлашсун, униң шахлиридики қушлар тезип кәтсун. 15) Йәрдә пәқәт көтүгинила йилтизи билән, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. Униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун. 16) Адәмий әқлидин мәһрум қилинип, униңға явайи һайванларниң әқли берилсун, шундақла шу һаләттә «йәттә вақит» турсун. 17) Дуниядики җан егилири Һәммидин Алий Болғучиниң инсанларниң падишалиғиниң һәммисини идарә қилидиғанлиғи, шундақла униң падишалиқ һоқуқини өзи таллиған киши (мәйли у һеч немигә әрзимәс адәм болсиму)гә беридиғанлиғини билсун дәп, бу һөкүм қариғучи муәккәлләрниң пәрмани билән, йәни муқәддәс пәриштиләрниң қарар буйруғи билән бәлгүләнгәндур». 18) — Мән падиша Небоғаднәсар мана шундақ чөшни көрдум. Әй Бәлтәшасар, чүшүмгә тәбир бәргәйсән. Падишаһлиғимдики данишмәнләр ичидә мән үчүн буниңға тәбир берәләйдиған бирму адәм чиқмиди. Лекин сән тәбир берәләйсән, чүнки әң муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екән. 19) Шуниң билән Бәлтәшасар дәпму аталған Даниял бир һаза һәйранлиқта алақзадә болди вә чүш тоғрисида ойлап толиму беарам болди. Падишаһ: — Әй Бәлтәшасар, бу чүш вә униң тәбири сени алақзадә қилмисун, — деди. Бәлтәшасар җававән: — И алийлири, бу чүш силидин нәпрәтләнгәнләргә болсун, униң тәбири өзлиригә әмәс, дүшмәнлиригә чүшкәй! 20) Барғансери өсүп мәзмут болған, егизлиги асманға тақишидиған, пүткүл дунияға көрүнидиған, йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол болған, пүткүл дунияға йәткидәк озуқ болидиған, сайисида явайи һайванлар туридиған, шахлирида учар қушлар макан қилидиған дәрәқ болса, йәни сән көргән дәрәқ — дәл өзлиридур, и алийлири! — Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди. 21) 22) — Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди. 23) Алийлири қарап турған вақитлирида асмандин бир қариғучи, йәни бир муқәддәс пәриштә чүшүп: «Бу дәрәқни кесип, харап қилиңлар. Халбуки, йәрдә көтүгинила йилтизи билән қалдурурп, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. «Йәттә вақит» бешидин өткичә униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун, — дәпту. 24) — И алийлири, чүшлириниң мәнаси мана шу — Булар болса Һәммидин Алий Болғучиниң пәрмани билән ғоҗам падишаниң бешиға чүшидиған ишлар — 25) Өзлири кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә яшайдила, калилардәк от-чөп билән озуқландурулидила, далада асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп туридила. Таки сили Һәммидин Алий Болғучиниң пүткүл инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә, йәттә вақит башлиридин өтиду. 26) «Дәрәқниң көтигини йилтизи билән йәрдә қалдуруңлар» дәп буйрулған екән, өзлири әршләрниң һәммини идарә қилидиғаннлиғини билип йәткәндин кейин падишалиқлири өзлиригә қайтурулиду. 27) Шуңа и алийлири, мениң нәсиһитим силигә лайиқ көрүлгәй, гуналиридин қол үзгәйла, ишта һәққаний болғайла, қәбиһликлиридин тохтап кәмбәғәлләргә рәһимдиллик қилғайла. Шундақ қилғандила бәлким давамлиқ гүлләп яшнимамдила? 28) Бу ишларниң һәммиси падиша Небоқаднәсарниң бешиға чүшти. 29) Он икки айдин кейин, у Бабилдики падишалиқ ордисиниң өгүзидә сәйлә қиливетип: 30) — Қараңлар, мән өз иззитим вә шан-шөһритим намайән қилинсун дәп, шаһанә ордамниң җайлишиши үчүн зор күчүм билән ясиған һәйвәтлик Бабил шәһири мошу әмәсму? — деди. 31) Униң сөзи ағзидин техи үзүлмәйла, асмандин бир аваз чүшүп: — Әй падиша Небоқаднәсар, бу сөз саңа кәлди: Падишаһлиқ сәндин елинди. 32) Сән кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә макан қилисән вә калилардәк от-чөп йәйсән; сән Һәммидин Алий Болғучиниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә тутқузидиғанлиғини билип йәткичә йәттә вақит бешиңдин өтүп кетиду — дейилди. 33) Бу сөз Небоқаднәсарда шуан әмәлгә ашти. У кишиләр арисидин һайдиветилип, калилардәк от-чөп йәп, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти. Униң чачлири бүркүтниң пәйлиридәк, тирнақлири қушниң тирнақлиридәк өсүп кәтти. 34) Әнди шу күнләр тошқанда, мән Небоқаднәсар асманға көз тикип қаривидим, әқил-һошум әслигә кәлди. Мән Һәммидин Алий Болғучиға һәмдусана ейтип, Мәңгү Һаят Турғучини мәдһийиләп, һөрмәт әйлидим. Униң һакимлиғи мәңгүлүк һакимлиқтур; Униң падишалиғи әвлаттин-әвлатқидур. 35) Униң алдида йәр йүзидики барлиқ инсанлар һеч немә һесапланмайду; Әрштики қошунлар вә зиминдики инсанлар арисида У немә қилишни халиса шуни қилиду; Униң қолини ким тосалисун яки Униңдин «Немә қилисән?» дәп сорашқа җүръәт қилалисун? 36) Шуанла әқил-һошум әслигә кәлди; падишалиғимниң шан-шәриви, иззитим, падишалиқ һәйвәмму әслигә кәлтүрүлди. Мәслиһәтчи вәзирлирим вә әмир-есилзадилирим мени издәп кәлди. Падишаһлиғим мустәһләмләнди; бурунқидинму зор һәйвигә йеңибаштин егә болдум. 37) Әнди мәнки Небоқаднәсар әрштики Падишаһға һәмдусана оқуймән, Уни техиму улуқлаймән вә Уни иззәтләймән: — Униң қилғанлири һәқтур, Униң йоллири тоғридур; Униң тәкәббурлуқ йолида маңғанларниң һәйвисини чүшүрүш қудрити бардур!». Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!