< Колоссиликләргә 2 >
1 Чүнки мәндә силәр үчүн, Лаодикийәдикиләр үчүн, шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн нәқәдәр зор күрәшниң болуватқанлиғини силәргә билгүзмәкчимән;
2 күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур;
3 чүнки Униңда даналиқниң вә билимниң барлиқ байлиқлири йошурунғандур.
4 Мениң буни дейишим, һеч кимниң силәрни қайил қиларлиқ силиқ-сипайә гәплири билән алдимаслиғи үчүндур;
5 чүнки гәрчә тән җәһәтидин силәрдин нери болсамму, роһ җәһәтидин мән силәр билән биллимән, силәрниң сәптә туруватқиниңларға вә Мәсиһгә бағлиған етиқатиңларниң чиңлиғиға қарап шатлинимән.
6 Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар,
7 силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар;
8 һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар;
9 чүнки Униңда, йәни Мәсиһдә, Худаниң барлиқ мукәммәл җәвһири тән шәклидә туриду;
10 вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр;
11 силәр Униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән [гуналиқ] әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр;
12 Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән Униң билән тәң тирилгәнсиләр.
13 Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму, У силәрни Мәсиһ билән биллә җанландурди; һәммә итаәтсизликлиримизни кәчүрүм қилип,
14 бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; У уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди.
15 У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, [кресттә] уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди.
16 Әнди һеч кимниң йемәк-ичмәк, һейт-байрамлар, «йеңи ай» яки шабат күнләр җәһәтлиридә силәрниң үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар;
17 бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!
18 Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар; мошундақ кишиләр [гуналиқ] әтлиридики ой-пикирлири билән һакавурлишип, көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур;
19 Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур; лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта.
20 Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар, немишкә (бу дунияда яшиғанлардәк) «Тутма!» «Тетима!» «Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләргә риайә қилисиләр
21
22 (бундақ [бәлгилимиләр илкидики] нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду)? Мошундақ бәлгүлимиләр пәқәт инсанлардин чиққан көрсәтмиләр вә тәлимләрдин ибарәт, халас;
23 уларда дәрвәқә бир хил пидаийларчә ибадәт, кичик пеиллиқ вә өз тенигә қарита қаттиқ қоллуқ болушни дәвәт қилиш болғачқа, уларда даналиқниң көрүнүши бар; әмәлийәттә [бундақ даналиқниң] пайдиси йоқтур — улар пәқәт әттики һәвәсләргә йол қойидула, халас.