Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Colossians Chapter 2 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Colossians/2 1) Чүнки мәндә силәр үчүн, Лаодикийәдикиләр үчүн, шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн нәқәдәр зор күрәшниң болуватқанлиғини силәргә билгүзмәкчимән; 2) күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур; 3) чүнки Униңда даналиқниң вә билимниң барлиқ байлиқлири йошурунғандур. 4) Мениң буни дейишим, һеч кимниң силәрни қайил қиларлиқ силиқ-сипайә гәплири билән алдимаслиғи үчүндур; 5) чүнки гәрчә тән җәһәтидин силәрдин нери болсамму, роһ җәһәтидин мән силәр билән биллимән, силәрниң сәптә туруватқиниңларға вә Мәсиһгә бағлиған етиқатиңларниң чиңлиғиға қарап шатлинимән. 6) Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар, 7) силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар; 8) һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар; 9) чүнки Униңда, йәни Мәсиһдә, Худаниң барлиқ мукәммәл җәвһири тән шәклидә туриду; 10) вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр; 11) силәр Униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән [гуналиқ] әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр; 12) Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән Униң билән тәң тирилгәнсиләр. 13) Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму, У силәрни Мәсиһ билән биллә җанландурди; һәммә итаәтсизликлиримизни кәчүрүм қилип, 14) бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; У уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди. 15) У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, [кресттә] уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди. 16) Әнди һеч кимниң йемәк-ичмәк, һейт-байрамлар, «йеңи ай» яки шабат күнләр җәһәтлиридә силәрниң үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар; 17) бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур! 18) Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар; мошундақ кишиләр [гуналиқ] әтлиридики ой-пикирлири билән һакавурлишип, көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур; 19) Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур; лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта. 20) Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар, немишкә (бу дунияда яшиғанлардәк) «Тутма!» «Тетима!» «Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләргә риайә қилисиләр 21) 22) (бундақ [бәлгилимиләр илкидики] нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду)? Мошундақ бәлгүлимиләр пәқәт инсанлардин чиққан көрсәтмиләр вә тәлимләрдин ибарәт, халас; 23) уларда дәрвәқә бир хил пидаийларчә ибадәт, кичик пеиллиқ вә өз тенигә қарита қаттиқ қоллуқ болушни дәвәт қилиш болғачқа, уларда даналиқниң көрүнүши бар; әмәлийәттә [бундақ даналиқниң] пайдиси йоқтур — улар пәқәт әттики һәвәсләргә йол қойидула, халас. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!